Нәзәрбайиф: қазақистан ядро истансиси қуруши керәк


2007.04.10

nazarbayef.jpg
2005 ‏- Йили 5 - декабир күни қазақистан президент сайлиминиң нәтиҗиси рәсмий елан қилинғандин кейин, президентлиққа қайта сайланған нурсултан назарбайеф қоллиғучилири билән. AFP

Қазақистан президентиниң, қазақ телевизийисидә сиясий анализчилар билән өткүзгән сөһбитидә, қазақистандики сиясий вә иқтисадий тәрәққият шундақла миллий вә хәлқара мәсилиләр һәққидә өз көз қарашлирини баян қилип, қазақистанниң ядро енергийисигә игә болуши керәкликини оттуриға қоюши, ғәрб дөләтлириниң диққитини қозғиди.

Президент нәзәрбайиф бу сөһбәттә, қазақистан енергийә үчүн ядро истансиси қуруши керәк дегән. Нурғун кишиләрниң мол тәбий газ вә көмүр записиға игә қазақистанниң ядро енергийисигә немә еһтияҗи бар дәп сориши мумкинликини әскәрткән президент нәзәрбайиф, "биринчидин, тәбий газни дөләт ичидә ишлитиштин хәлқара базарда сетиш техиму пайдилиқ бир иш. Иккинчидин, әлвәттә биз наһайити мол көмүр записиға игә. Лекин узун муддәттә көмүр муһитқа зиянлиқ бир енергийә маддиси дәп тонилиши мумкин. Бизниң көп миқдарда көмүр ишлитишимиз хәлқара җамаәтниң наразилиқини қозғиши мумкин", дегән.

Сөһбәттә, ядро енергийиси мәсилисидә қазақситанниң йетәрлик тәҗирибигә игә икәнликини тәкитлигән президент нәзәрбайиф, қазақистан дунядики әң көп уран записиға игә болған бир дөләт һесаблиниду, дәп көрсәткән.

Баянатида, қазақистанниң иқтисади тәрәққияти үстидиму тохталған нәзәрбайиф, нөвәттики нишаниниң қазақистанни иқтисадий җәһәттин дунядики алдинқи 50 дөләт арисиға киргүзүш икәнликини билдүрүп 2002 ‏- йили "қазақистанда иқтисадий җәһәттин дөләт ярдимигә моһтаҗ кишиләрниң сани 1 милйон 2 миң киши иди. Бу йил бу кишиләрниң сани 320 миң, 340 миң кишигә чүшүп қалған. Демәк дөләт ярдимигә моһтаҗ кишиләр төт һәссә азайған" дегән. Қазақистандики милләтләр оттурисидики мунасивәтләр үстидә тохталған президент нәзәрбайиф, йеқинда қазақистанда қазақлар билән чичәнләр оттурисида, икки йезида йүз бәргән тоқунушларни җинайи һәрикәт дәп көрсәтти. У, қазақистанда милләтләр оттурисида дүшмәнлик вә нәпрәт пәйда қилидиған кишиләрниң чоқум җавабкарлиққа тартилидиғанлиқини билдүрди.

Қазақистан президенти, қазақистан телевизийисидики баянатида, оттура асия дөләтлири иттипақи қуруш идийисидин техи ваз кәчмигәнликини, қазақистан билән оттура асия дөләтлири оттурисида бир иттипақниң қурулидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини тәкитлиди.

Баянатида, қазақистанниң сиясий муқимлиқни қоғдаш үчүн еһтиятчан бир сиясәт елип бериши керәкликини тәкитлигән нәзәрбайиф, "шәрқтә хитай, шималда русийә вә җәнубимизға ислам дуняси җайлашқан. Демократик ислаһат мәсилисидә бу районларда җиддий бир һәрикәт мәвҗут әмәс. Улар өзлириниң ички вәзийитигә қарап йол тутмақта. Бизму бу мәсилидә шундақ ойлишимиз керәк" дегән.

Ройтрис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, нәзәрбайиф, сабиқ совет җумһурийәтлиридики сиясий кризисларни булупму, украинийидики сиясий өзгиришни мисал қилип көрситип, өзиниң қазақистанда елип бериватқан қаттиқ қол сияситини ақлап, уни қазақистандики сиясий муқимлиқниң давамлишишида муһим рол ойнаватқан амил қилип, көрсәткән. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.