Хәлқара тәшкилатлар, қазақистандики сайламниң өлчәмгә йәтмигәнликини оттуриға қоймақта
2005.12.06
![tuyaqbayef.jpg tuyaqbayef.jpg](https://www.rfa.org/uyghur/xewerler/tepsili_xewer/qazaqistan-saylam-20051206.html/tuyaqbayef.jpg)
Қазақистанда йәкшәнбә күни өткүзүлгән сайлам әһвалини йеқиндин көзитиватқан хәлқара сайлам көзитиш гурупписиниң қаришичә, гәрчә қазақистанда өткүзүлгән сайлам қисмән тәрәпләрдин ислаһат қилинған болсиму, бирақ президент сайлимида йәнила нурғун мәсилиләр садир болған. Буниң типик мисали шуки, қазақистан мәркизи сайлам комитети, аллибурунла вәзипә өтәватқан нур султан назарбайефниң %91 авазға еришип сайламда утуп чиқидиғанлиқи һәққидики пәрәзни елан қилған иди.
Сайламдики үч кәмчилик
Охшашла, яврупа бихәтәрлики вә һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ сайламни көзитиватқан бир қанчә тәшкилат астанидә өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, сайламниң дәсләпки нәтиҗисини елан қилған болуп, яврупа бихәтәрлики вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң сайлам көзитиш гурупписиниң рәиси мухбирларға "гәрчә сайламға һазирлиқ көрүш паалийәтлири бурунқидин пәрқлиқ өткүзүлгән болсиму, әмма мәзкур сайламниң йәнила яврупа бихәтәрлик тәшкилати һәмдә демократик ғәрб әллириниң сайлам өлчимигә йәтмигәнлики көңүлни ғәш қилиду " дәп көрсәтти.
У сөзидә йәнә мундақ деди " сайламниң 3 чоң кәмчилики шуки, мәтбуатларда бир тәрәплимә хәвәр бериш, очуқ ейтқанда назарбайефқа ян бесиш хаһиши көрүлди йәни сөз қилиш әркинлики һәмдә учур тарқитиш вастилири пүтүнләй қанун органлириниң контруллуқи астида һәрикәт қилди, сайлам әһли әнә шу контроллуқ астида қарар беришкә мәҗбур болди. Буниңдин сирт өктичи партийиниң сайлам намзатлириниң өзлирини сайлитиш үчүн елип бериватқан паалийәтлири тосқунлуққа учриди, қалаймиқанчилиқ чиқириш, тәһдит селиш вә һәтта өктичи партийә намзатлирини һимайә қилғучиларни қолға елип солап қоюштәк зораванлиқ һәрикәтлири йүз бәрди ".
Сайламда бесим ишлитилгән
яврупа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати сайлам көзитиш гурупписиниң рәиси йәнә, мәктәп, дохтурхана қатарлиқ орунларда, башлиқлар оқуғучи вә дохтурларға бесим ишлитип, өзлири көрситип бәргән намзатқа беләт ташлашқа қисташқа охшаш қилмишларниң йүз бәргәнликини билдүрди.
Қазақистанда өткүзүлгән сайламниң һәқиқәтән әркин вә адил болмиғанлиқини билдүргән, америкида билим еливатқан қазақ оқуғучи сайидә ханим назарбайефниң өз һоқуқидин пайдилинип, сайлам әһлигә бесим ишләткәнликини, ундақ болмиғинида, қазақ хәлқиниң бу қетимқи сайламда демократик идийини тәрғип қилғучи сайлам намзатини өзлиригә йеңи президент қилип сайлап чиқидиғанлиқини ейтти.
Сайламда йәнә сахтипәзлик қилмишлири йүз бәргән
Қазақистанда буниңдин илгири елип берилған сайламлардиму сахтипәзлик шуниңдәк сайлам әһлигә тәһдит селиш әһваллири көп қетим йүз бәргән, бу қетимқи сайламдин илгири нур султан назарбайеф, сайламниң чоқум әркин вә адил елип берилишиға капаләтлик қилидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән иди. Әпсус хәлқара сайлам көзәткүчилириниң қаришичә, қазақистанда йәнила демократийә еңи төвән болуп, бундақ давамлишивәрсә бу дөләттә демократик түзүм бәрпа қилиштин үмид күткили болмайдикән.
Қазақистан мәркизи сайлам комитетиниң рәиси һәмдә мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи дөләтлиридики көзәткүчиләрниң, яврупа бихәтәрлики вә һәмкарлиқи тәшкилатиға йоллиған доклатида, қазақистанниң бу қетимлиқ президентлиқ сайлиминиң адил вә адаләтлик өткүзүлгәнлики илгири сүрүлгән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Назарбайеф қазақистанға йеңи өзгириш елип келәрму?
- Назарбайеф қазақистан президентлиқиға қайта сайланди
- Қазақистанда президент сайлими болди
- Қазақистанда 12 киши өзлирини президент сайлимиға кандидат көрсәтти
- 3-Нөвәтлик дуня қазақлири қурултийи рәсми башланди
- Нәзәрбайеф чәтәл тәшкилатлирини сиясәткә арилашмаслиқ һәққидә агаһландурди