Қирғизистан парламентидики сайламниң дәсләпки нәтиҗилири
2007.12.17
Йәкшәнбә күни қирғизистанда өткүзүлгән парламинт сайлиминиң дәсләпки нәтиҗилиригә қариғанда, президент қурманбек бақийефниң ақҗол партийиси, авазларниң мутләқ көп қисимини қолға кәлтүрүш арқилиқ парламенттики 90 орунниң һәммисигә игә болған.
Чәтәл мәтбуатлирида сайлам һәққидики муназириләр
Сиясий анализчиларниң ейтишичә, ақҗол партийисиниң парламент сайлимидики ғәлибиси, демократийә вә сиясий көп тәрәплимилик үчүн чоң бир зәрбә һесаблинидикән. Чүнки қирғизистан йәкшәнбә күни өткүзүлгән парламинт сайламға қәдәр, оттура асиядики сиясий җәһәттин әң демократик вә парламинтида күчлүк бир сиясий өктичи һәрикәт мәвҗут болған бир дөләт һесаблинатти. Парламинт сайлимида президенти бақйефниң ақҗол партийисиниң парламенттики орунларниң һәммисини дегүдәк қолға кәлтүрүши, қирғизистандики сиясий өктичи партийиләрни парламинт сиртида қалдуруп қойди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қирғизистанда йәкшәнбә күни өткүзүлгән сайлам сабиқ совит җумһурийәтлиридә демократийиниң аҗизлаватқанлиқиниң йәнә бир бишарити һесаблинидикән.
Өткән ай грозийә һөкүмити, сиясий өктичи партийиләр ниң бир наразилиқ намайишини бастурди һәмдә мәтбуат әркинликигә чәклимиләр қойди. Шуниңдәк русийидики сиясий өктичи һәрикәт, русийә һөкүмитини, 2- декабир күни өткүзүлгән парламинт сайлимида, президент путинни қоллиған партийигә аваз бериши үчүн пуқраларға бесим ишләтти дәп, әйиблимәктә. Көпчиликкә мәлум болғандәк, парламинт сайлимида, русийидики пүтүн сиясий өктичи партийиләр парламенттики орнини йоқатти.
Қирғизистандики сиясий өктичи партийиләр, қирғизистан һөкүмәт даирилирини, сайламда һелә ишләтти дәп, әйиблимәктә. Шундақла сайлам көзәткүчилири, авазларниң усулға мувапиқ һесабланмиғанлиқини тәкитлимәктә. Буниңдин сирт, яврупа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати сайлам назарәтчилири, сайламниң елип берилиш усулини тәнқид қилди.
Қирғизистан сайлам комтети вә анализчиларниң қарашлири
Қирғизистан сайлам комитети, йәкшәнбә күнидики сайламда авазларниң %48 ни қолға кәлтүргән ақҗол партийисиниң парламентқа кириш үчүн керәклик болған, умумий авазларниң %5 ни қолға кәлтүрүш шәртини орундиялиған вә районлар үчүн оттуриға қоюлған 0.5 Пирсәнтлик тосақтин өтәлигән бир дин бир партийә икәнликини билдүрди.
Хәвәрләргә қариғанда, гәрчә ата-макан партийиси сайламда умумий авазларниң 9.2 Пирсәнтини қолға кәлтүргән болсиму, лекин қирғизистанниң җәнубий районида, йеқинда өзгәртилгән сайлам қанунида районлар үчүн оттуриға қоюлған 0.5 Пирсәнтлик тосақтин өтәлмигәнлики үчүн, парламентқа кирәлмигән.
Қирғизистанниң мәвҗут сайлам қанунини қаттиқ тәнқид қиливатқан бәзи анализчилар, өктәбир ейида, қирғизистан сайлам қануниға киргүзүлгән өзгиришләрниң, өктичи сиясий партийиләрни парламенттин чиқириветишни мәқсәт қилғанлиқини, билдүрмәктә.
Нурғунлиған сиясий анализчилар, қирғизистанда өткүзүлгән парламинт сайлимида, өктичи сиясий партийиләрниң парламентқа кирәлмигәнлики, узундин бери һөкүмәткә қарши кәң көләмлик наразилиқ намайишлириға сәһнә болуватқан бу дөләттә, мәвҗут сиясий керизисни техиму җиддийләштүрүветиши мумкинлиқини билдүрмәктә.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сайламдин кейин, тоқунушларниң йүз берип қилиш еһитмаллиқи барлиқини сәзгән президент бақийефниң ақҗол партийиси, йәкшәнбә күнидики сайламдин бир қанчә күн бурун, сайлам қанунидики районлар үчүн оттуриға қоюлған 0.5 Пирсәнтлик тосақни бикар қилиши үчүн қирғизистан алий сотиға әрз сунған иди. Алий сот сәйшәнбә күни бу мәсилә үстидә музакирә елип баридикән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пәрһат һаҗи қирғизистан али кеңишигә намзат қилип көрситилди
- Русийиә парламент сайлимида путинниң партийиси ғәлибә қилди
- Қирғизистан "вәтән" партийиси иттипақ җәмийити билән учрашти
- Қирғизистан өктичилириниң наразилиқ һәрикити көпәймәктә
- Қирғизистанда шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатириләш паалийити
- Қирғизистан сақчисиниң қурулғанлиқиниң 83 йиллиқи хатирләнди
- Уйғур айбек полатоф қирғизистан парламенти юқири палатасиға намзатлиққа көрситилди
- Қирғизистан уйғурлири дилмурат әкбәрофни уйғур иттипақиниң рәисликигә сайлиди
- Қирғизистанда, һазирқи президент қурманбек бақийевни қоллайдиған ақҗул партийиси қурулди
- Хитай америкиниң оттура асиядики һәрбий мәвҗутлуқидин әндишә қилиду
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қәғәз йолвасму ?
- Қирғизистан уйғурлири сайламға тәйярлиқ қилмақта