Қирғизистан инсан һоқуқи қоғдаш комитетиниң рәһбири рамазан дирилдайев билән уйғурлар һәққидә сөһбәт(1)
2005.11.21

Қирғизистанни өз ичигә алған оттура асиядики инсан һоқуқи мәсилилири бойичә пикир алмаштуруш үчүн америкиға кәлгән қирғизистан инсан һоқуқини қоғдаш комитетиниң рәиси рамизан дирилдайев әпәнди җүмә күни әркин асия радио истансисини зиярәт қилип, қирғизистанда йүз бәргән бир қатар мәсилиләр җүмлидин уйғур мәсилиси бойичә тохталди.
Рамазан дирилдайев әпәнди қирғизистан мустәқил болғанда парламент әзаси болған. Бу җәрянда у президент әсқәр ақайевни хиянәтчилик билән әйибләп, мәхсус комиссийә түзгәнлики үчүн ақайев тәрипидин бесимға учриған. У пүтүн имканийәтлири билән сабиқ президент ақайевниң демократийигә қарши адәм икәнликини паш қилғанлиқи үчүн , өз дөлитидә туралмай, австирийигә кетип, бәш йил шу йәрдә яшиған. Бу йил 24-марйтики инқилабта қайтип келип, өз паалийәтлирини давамлаштурған.
Рамизан әпәнди уйғурлар мәсилисигә баштин ахири көңүл бөлгән болуп, у уйғурларни өзара иттипақлишип күрәш қилишқа чақирди.
Бу һәқтики мәлуматларни, өз мухбиримиз үмидварниң рамизан әпәнди билән сөһбәт өткүзгән сөһбитидин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистан инсан һоқуқини қоғдаш паалийитиниң рәһбири уйғурларни иттипақлишишқа чақирди
- Қирғизистан кишилик һоқуқ җәмийитиниң рәиси "баяман вәқәси" билән уйғурларниң мунасивити барлиқини рәт қилди
- Қәшқәрдин қирғизистанда кетиватқан йолучилар аптобуси булаңчиларниң һуҗумиға учриди
- Қирғизистан даирилири, уйғур содигәрләрни өлтүрүш вәқәси үстидин әстайидил тәкшүрүш елип баридикән
- UAA Ниң бешкәктики зиярити давамлашмақта