Қирғизистанда радио аңлитиш йолға қоюлғиниға 75 йил болди
2006.09.28
Қирғизистанда радио аңлитишиниң башланғанлиқиға 75 йил тошқан болуп, бу мунасивәт билән қирғизистан радио – телевизийә комитети мәхсус хатириләш мурасими өткүзди.
Қирғизистан радиосида қирғиз, рус тиллирида аңлитиш берилгәндин башқан йәнә он нәччә йиллардин буян тәңритағ садалири дегән нам астида уйғур тилида һәм туңган тилида һәптигә бир саәттин аңлитиш берилиду.
Қирғизистан уйғурлири мәзкур уйғурчә программа арқилиқ өзлириниң һәм җумһурийәтниң йеңи әһваллиридин хәвәр тапиду, униңдин башқа йәнә уйғур тилидиму айда бир қетим 30 минут телевизийә программиси беришму йолға қоюлған иди. Лекин, һөкүмәт ситатиситикиси бойичә сани 50 миң дәп қарилитиватқан қирғизистан уйғурлириниң радио – телевизийә программилириға болған еһтияҗиниң зор икәнлики билдүрүлмәктә.
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистанда хәлқаралиқ ислам конференсийиси өткүзүлди
- Қирғизистан даирилири мусулман диний затларниң паалийитини контрол қилишни қарар қилди
- Қирғизистан һөкүмити, ош районидики исламчиларни тәслим болушқа чақирди
- Қирғиз өктичилири һөкүмитиниң тазилаш һәрикитини әйиблиди
- Бешкектики өктичиләр һөкүмәткә наразлиқ билдүрди