Бешкәктә наразилиқ һәрикәтлири давамлишиватиду


2006.11.03

Қирғизистанда өктичи сиясий гуруппиларниң президент бақийиф һөкүмитигә қарши башлатқан наразилиқ һәрикити давамлишиватиду.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 11‏- айниң 2‏- күни қирғизистанниң пайтәхти бешкәк шәһиридә елип берилған наразилиқ намайишиға 30000 әтрапида адәм қатнашқан болуп, бу қирғизистан мустәқиллиқини елан қилғандин бери бу дөләттә елип берилған әң чоң намайиш һесаблинидикән.

Гәрчә намайишчиларниң көпинчиси тарқилип кәткән болсиму, әмма 5000 әтрапида намайишчи бешкәк шәһириниң чоң мәйданида чедирлар қуруп наразилиқ һәрикитини давамлаштуруватиду.

Қирғизистанниң пайтәхти бешкәктә давамлишиватқан наразилиқ һәрикәтлири шәһәр аһалиси ичидә қаттиқ тәшвиш пәйда қилған болуп, улар 2005‏- йили март ейидики вәқәләрниң қайта йүз берип қилишидин әндишә қилмақта. Көпчиликкә мәлум болғандәк, әсқәр ақайиф һакимийитиниң ағдурулушиға сәвәб болған намайишлардин кейин, бешкәк шәһиридә қаттиқ булаң-талаш йүз бәргән иди. Бу булаң-талаңда бешкәкдики мәдинә уйғур базири вә түркләрниң дукан вә магазинлири қаттиқ зиянға учриған.

Намайишчиларниң ирадиси

Президент бақийиф, намайишчиларниң президент сарийиға һуҗум қилишиниң алдини елиш үчүн сарай әтрапиға йүзлигән қораллиқ сақчи орунлаштурған.

Намайишчилар президент бақийифниң я һакимийәт бешиға кәлгән вақтида вәдә қилған сиясий ислаһатларни дәрһал йолға қоюшини яки президент вәзиписидин истипа беришини тәләп қилмақта. Бешкәк шәһириниң чоң мәйданида наразилиқ һәрикәтлирини давамлаштуриватқан намайишчиларниң рәһбәрлиридин бири болған бек турсун айтийиф, телефон арқилиқ радиомизға бәргән баянатида, қирғизистанда сиясий ислаһат елип берилиши үчүн бу намайишни башлатқанлиқини тәкитләп," президент бақийиф тәләплиримизни қобул қилип, асасий қанунда сиясий ислаһат елип барғанға қәдәр наразилиқ һәрикитимизни давамлаштуримиз", деди

Бир тәрәптин 2005‏- йили март ейидики вәқәләрниң қайта йүз бәрмәслики үчүн қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири алған президент бақийиф , йәнә бир тәрәптин өз вәкиллирини әвәтип намайишчиларни наразилиқ һәрикитини тохтитишқа қайил қилиш үчүн тиришмақта.

Нурғун кишиләрниң ейтишичә, президент бақийифниң һакимийәт бешиға кәлгәндә хәлққә бәргән вәдилиригә әмәл қилмиғанлиқи, вәзийәтниң җиддийлишишигә сәвәб болған.

Бақийифниң алаһидә вәкили: вәзийәтниң җиддийлишишидә һөкүмәтниңму мәсулийити бар

Телефон арқилиқ суаллиримизни җавабландурған, президент бақийифниң кишилик һоқуқ мәсилси бойичә алаһидә вәкили вә қирғизистан кишилик һоқуқ комитетиниң рәиси турсунбек ахуноф "биздинму хаталиқ өтти, әгәр өз вақтида сиясий ислаһат елип берип, чирикликниң алди елинған болса, бүгүн бундақ бир вәзийәт оттуриға чиқмиған болатти", деди

Намайишчиларни қоллиған бу сөзлириңизниң һазирқи һөкүмәттики орниңизға тәсири боламду қандақ? дегән суалимизға" у "мән һәқиқәтни сөзләймән халиса мини ақ өйдин чиқиривәтсун" дәп җаваб бәрди.

Президент бақийифқа вакалитән сиясий өктичләрниң рәһбәрлири билән сөзлишиватқанлиқини тәкитлигән турсунбек ахуноф, уларниң президент бақийиф вә баш министир қолуф истипа бәрсун дегән тәлипидә чиң туруватқанлиқини билдүрди.

Намайишчиларниң сиясий ислаһат тоғрисидики пүтүн тәләплирини қобул қилидиғанлиқини тәкитлигән ахуноф, лекин намайишчиларниң у истипа бәрсун, бу истипа бәрсун дегән тәләплиригә қошулмайдиғанлиқини билдүрди.

Қирғизистан 1990‏- йиллири оттура асиядики демократийә арили дәп аталған иди. Лекин узун өтмәй бу дөләт җиддий иқтисадий, сиясий вә бихәтәрлик мәсилилиригә дуч кәлди. Мушу мәсилиләр болупму , дөләт ичидики чириклик қирғизистан хәлқиниң әсқәр ақайиф һакимийитигә қарши қозғилишиға сәвәб болған. Президент бақийиф болса мушу қийинчилиқларни бир тәрәп қилидиғанлиқини билдүрүп һакимийәт бешиға чиққан иди. Әмма униң дәвридә бу мәсилиләрниң һечбири һәл болмиғандәк, нурғунлиған тонулған сиясий рәһбәрләр өлтүрүлди һәмдә күчлүк иқтсад игилири оттурисида пайдилиқ содини қолға кәлтүрүш үчүн қаттиқ күрәш башлинип кәтти. (Қанат )

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.