Қирғизистан өктичилири һакимийәтни тартивалди


2005.03.24

KYRGYZSTAN-200.jpg
Намайишчилар һөкүмәт машинилирини көйдүрди. AFP

Қирғизистандики өктичиләр инқилаби йеңи мувәппәқәйәтләргә еришмәктә. 24-Март күни қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһридики мәркизий мәйданда давамлашқан наразилиқ намайишлири юқири пәллигә йәткән.

Ақайев қечип кәткән

Қирғизистанниң сабиқ баш министири қурманбек бақийев қатарлиқлар рәһбәрлик қилған өктичи партийә –гуруһлар башчилиқидики башлириға "кәл, кәл" дегән қирғизчә хәтләр йезилған сериқ лентиларни тақивалған намайишчилар қошуниниң санини барғансири көпийип, дәсләптә 3000 миң әтрапида болса, кейин бирақла йәттә миң әтрапиға йәткән. Бу намайишчилар" кәл!, кәл!" йоқалсун ақайев" дегәндәк шоарларни товлишип, президент бинасини қоршивалған.

Намайиш техиму күчийип, ахири намайишчилар президент бинасиниға бесип кирип уни игиливалған. Бурақ, бу чағда әсқәр ақайев йоқ болуп, униң нәгә кәткәнлики һәққидә һәр хил мәлуматлар пәйда болған.

Азадлиқ радиосиниң бишкәктики мухбириниң радио истансимизға билдүришичә; әсқәр ақайевниң нәгә кәткәнлики һазирчә ениқ әмәс. Бирақ, охшимиған қарашлар бар; ениқрақи, униң қәнт районидики русийә һава армийә базисиға йошуринивалғанлиқидур. Йәнә бәзир хәвәрләрдә униң қазақистанға қечип кәткәнликиму ейтилмақта.

Русийиниң ITAR- TASS вә "хәвәрләр" агентлиқлириниң учуриға асасланғанда намайишчилар бир қанчә йилдин буян түрмидә йетиватқан сабиқ муавин президент филикс кулоп қатарлиқ ақайев тәрипидин қолға елинған өктичиләрни түрмидин азад қилған.

Филикис кулоп, қирғизистанниң атақли өктичи рәһбәрлиридин бири болуп, у 90-йилларниң ахирида президентлиқ кандидатлиқи салаһийити үчүн күрәш қилған һәмдә өктичи "ар номус" партийисини тәсис қилған. Әмма , у 2002-йили , ақайев һөкүмити тәрипидин 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинип түрмигә ташланған иди.

Қирғизистанни ким башқуруши мумкин?

Азатлиқ радиосиниң мухбириниң мәлумат беришичә һазирчә кимниң қирғизистанни башқуруши, қандақ шәкилдә вәзийәтни конторул қилиш мәсилиси һәққидә өктичиләр рәһбәрлири арисида җиддий музакириләр йүрмәктә.

Униң ейтишичә; бу йил 10-айда өткүзилидиған президент сайлими бәлки муддәттин бурун орунлаштурулуши мумкин.

Һазир қирғизистандики өктичи рәһбәрлири ичидә вәкиллик характергә игә филикис кулоп, қурманбек бақийев вә роза отонбайева қатарлиқларниң қайсисиниң қирғизистанни башқуруши мумкинлики һәққидә һәр хил көз қарашлар оттуриға қоюлмақта.

Б б ч агентлиқиниң учуриға қариғанда өктичиләр рәһбәрлиридин бири қурманбек бақийев қирғизистан һөкүмитиниң пүтүнләй истипаға чиққанлиқини, җүмлидин баш министир николай танайев, дөләт ишлири секритари османахун ибарайимоп вә башқиларниң истипа бәргәнликини, ички ишлар министирлики, дөләт бихәтәрлики вә башқа орунларниң өткичиләр тәрәпкә өткәнликини билдүргән.

Б б ч ниң мәлуматиға қариғанда филикис кулопниң рәһбәр болуп қелиш еһтималлиқи бар болсиму, бирақ у өзи бу һәқтә һеч немә демигән.

Қирғизистанниң "қабар" агентлиқиниң учуриға қариғанда, түрмидин бошутулған өктичиләр рәһбәрлиридин бири филикис кулоп сөз қилип, әсқәр ақайевниң хәлқ ичигә қайтип келип, мәдәнийәтлик йол билән һоқуқини өткүзишини, униң вә аилисиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилидиғанлиқини җакарлиған.

Хәлқара инкаслар

явропа бихтәрлики вә һәмкарлиқи тәшкилати бишкәктики бу вәқәләргә йеқиндин көңүл бөлүп кәлгән болуп, мәзкур тәшкилатниң қирғизистандики вәкили алойиз питерлй өктичиләрниң бирликкә кәлгән вақитлиқ һөкүмәт қуруп, тоқунушларниң йүз беришиниң алдини елишниң зөрүрликини тәкитлигән.

Росийә ташқи ишлар миниситири лавроп, қирғизистандики мәсилиләрниң тинчлиқ йол билән һәл қилинишини тәшәббус қилидиғанлиқини билдүргән. Шуниңдәк бишкәк әтрапидики русийә һава армийә базисиниң қоманданиму бишкәктики бу вәқәләргә арилашмайдиғанлиқини билдүргән.Қирғизистандики вәқәләргә америка, хитай вә қазақистан һөкүмәтлириму изчил түрдә диққәт қилмақта. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.