Қирғизистандики уйғур аяллири паалийәтлирини җанландурмақта
2007.02.20
Қирғизистандики уйғур аяллириниң вәкиллири бешкәккә йиғилип, бу йил ичидә дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң бу йилқи нобил тинчлиқ мукапатиға намзат қилип көрситилгәнликини қоллаш сәпәрвәрлик паалийити елип беришни қарар қилди. Хитай даирилири йеқинда уйғур аптоном районида рабийә қадирниң исимини аташни чәклигән шундақла униң нобил мукапатиға еришип қелишидин сақлиниш тоғрисида мунасивәтлик тәрәпләрни агаһландурған иди. Бешкәктики аяллар паалийити мушу вәзийәт астида қанат яйдурулмақчи.
Бу һәқтә қирғизистандики ихтияри мухбиримиз турсун исламдин аңлаң.
©
2007 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистан уйғурлири ғулҗа вәқәсини хатирилимәкчи
- Қирғизистанлиқ журналист мәхпирәт моллахун президент тәқдирнамисигә еришти
- Һәҗ сәпиридин кейинки тәсиратлар
- Қирғизистан дөләтлик радиоси уйғурчә бөлүминиң риясәтчиси хәйринса турдийива мукапатланди
- Қирғизистан уйғурлири инсан һәқлири күнини хатирилиди