Қирғизистанниң җәнубидики уйғурлар өзбекләшмәктә


2006.02.20

KYRGYZTAN-ELECTION-RIOTS-15.jpg
2005-Йили 21-март күни қирғиз өктичилири ош шәһиридә қирғизистан президенти әсқәр ақайефниң рәсимини дәссимәктә. AFP

Президент әсқәр ақайев дәвридә даим дегүдәк уйғурларни қарилайдиған, уйғурларни терроризм билән бағлап, униң қирғизистанниң дөләт мәнпәәтигә зиянлиқ икәнликини чүшәндүрүп, бишкәк рәһбәрлирини хитай билән бирлишип, уйғурларниң қирғизистан җүмлидин оттура асия тупрақлирида паалийәт елип беришиға йол қоймаслиқ идийилирини тәшәббус қилидиған учурлар вә мақалилар елан қилинип туратти. Әсқәр ақайев һакимийәт башқурған мәзгил қирғизистанниң хитай билән һәр саһә бойичә әң зич мунасивәт орнатқан, бейҗиңниң уйғур сиясий паалийәтлиригә тутқан позитсийиси бу дөләттиму охшашла күчкә игә болған дәвр болуп, әйни вақитта бир қисим аммиви ахбарат васитилири қирғизистанда бирәр террорлуқ җинайи һәрикәтлири йүз бәрсә, һеч тәкшүрмәстинла уни дәрһал уйғурларға бағлап учур тарқитип, җәмийәттә уйғурларға нисбәтән сәлбий инкасларниң пәйда болуши вә күчийишигә асас яратқан иди. Бу мунасивәт билән қирғизистандики уйғур җамаитиму бир қанчә қетим өз наразилиқлирини билдүргән.

Қирғиз мулаһизичисиниң нәзиридики уйғурлар

Бишкәктики уйғур паалийәтчилириниң инкас қилишичә, әсқәр ақайев һакимийити йиқилип, униң орниға йеңи һөкүмәт чиқип, демократик һоқуқларға капаләтлик қилиш башланғандин буян қирғизистан мәтбуатлирида бу хил әһвалларға хатимә берилишкә башлиған. Уйғурларниң бир қисим паалийәтләрни өткүзүшигә рухсәт қилинған. Һәтта, қирғиз сиясийонлири вә анализчилириниң уйғур мәсилисигә обйектип баһа бериш түсини алған мақалиларму елан қилинған.

Буниң типик мисали пәрғанә вадисида чиқидиған " оазис" намлиқ интернет жорнилида елан қилинған қирғиз анализчиси әркин җақип әпәндиниң қирғизистанниң җәнубидики, асаслиқ ош областидики уйғурларниң әһвалиға аит мақалисидур. Рус тилида йезилған бу мақалидә аптор асаслиқ қирғизистан уйғурлириниң сиясий паалийәтлириниң хитайниң наразилиқини қозғиғанлиқи һәққидә тохтилип, мундақ дәйду:

"Оттура асия әллиридә яшайдиған уйғурлар хитай хәлқ җумһурийити билән болған мунасивәтләрдики өзигә хас алаһидиликкә игә парчә пул болуп қалған иди. 90-Йилларниң бешида райондики уйғурларниң сиясий һәрикәтлири җиддийләшти, йеңи гезитлар, иҗтимаий тәшкилатлар пәйда болди. Мәдәнийәт мәркәзлириниң паалийәтлири актиплашти. Тәшкилатларниң бу актип паалийәтлири хитай һөкүмитиниң еһтиячанлиқини қозғап, уларниң уйғур мәсилисини терроризм, диний әсәбийлик дәп бурмилаш арқилиқ уйғурларниң образиға дүшмәнлик билән қарашни кәлтүрүп чиқарди."

Апторниң оттуриға қоюшичә, қирғизистандики уйғурлар бу җумһурийәтниң иҗтимаий-сиясий һаятида муһим рол ойниған болуп, буниңға нисбәтән хитай вә қирғизистан һөкүмәтлири һәққаний позитсийидә болмиған. Әң сәлбий вәқә 2004- йили сабиқ қирғизистан дөләт ишлири секритари османақун ибраимопниң қирғизистан уйғурлириниң иттипақ җәмийити уюштурмақчи болған мәзкур җәмийәт қурулғанлиқиниң 15 йиллиқини хатириләш йиғинини тохтитип қойғанлиқидур. Буниңдики сәвәб иттипақ җәмийитиниң рәиси рози муһәммәд абдулбақийевниң "ағим" гезитидә елан қилған сөһбитидә шинҗаң уйғур аптоном райониниң кәлгүсидә мустәқил болуши керәклики һәққидики сөзлиридур. Османақун ибраимоп рози муһәммәд абдулбақийевниң сөзлири хитай билән қирғизистанниң дипломатийилик мунасивәтлирини мурәккәпләштүрди дәп билдүргән.

Пәрғанә вадисидики уйғурларниң әһвали

Қирғиз анализчиси әркин җақип әпәнди қирғизистандики уйғурларниң тарқилиши вә бесип өткән тарихий мусапилири һәққидә қистурма баян бериду, униң баянлириға асасланғанда қирғизистандики уйғурлар чуй вадисида, ош вә җалал абад шәһәрлиридә һәмдә қәшқәр қишлақ йезисида топлушуп яшайду.

Қәшқәр қишлақтики кишиләр һазирму өзлириниң әҗдадлириниң қәшқәрдин кәлгәнликини ейтишиду, рәсми статистикиға асасланғанда, қирғизистандики уйғурларниң сани 43 миңдин артуқ, на рәсми мәлуматларға таянғанда 50 миңдин көп. Ош областида 11 миңдин артуқ уйғур яшайду. Бу җайдики көплигән уйғурлар өзлирини өзбек дәп яздурған. Буниңға бу икки йеқин милләт арисидики қиз бериш вә қиз елиш һәм башқа мәдәнийәт җәһәттики ассимилятсийә әһваллари сәвәб болған.

Ош областлиқ уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси һәмраҗан орунбайев "районимиздики уйғурларниң ениқ санини бекитиш қийин, чүнки, бу йәрдә бир аилидә акисиниң паспортида уйғур дәп йезилған болса укисиниңкидә өзбек йезилидиған әһвалларму бар. Уйғур мәктәплириниң болмаслиқи, өзбек вә қирғизлар билән бирликтә топлишип яшаш көпинчә уйғурларниң өзлириниң тилини унтуп, миллий кимлик җәһәттә өзлирини өзбек дәп аташқа елип кәлди."Дәйду.

Һәқиқәтән пәрғанә вадисида әслидә наһайити зор санда уйғурларниң яшиғанлиқи һәққидә тарихий мәлуматлар бар. 19-Әсирниң 50-йиллирида яшиған қазақ алими чоқан вәлиханоп пәрғанә вадисида 350 миң әтрапида қәшқәрлик йәни уйғурларниң барлиқини қәйит қилған. Чоқан вәлиханопниң ейтишичә, уйғурлар пәрғанә вадисидики ош, җалал абад, әнҗан, шәһрихан һәмдә ташкәнтниң кона шәһәр райони вә башқа җайларға тарқалған икән. 20-Әсирниң 20-йиллирида совет иттипақи уйғурлириниң рәһбири абдулла розибақийевму пәрғанә вадисини өз ичигә алған түркистанда 600 миңдин көп уйғур яшайдиғанлиқини мәлум қилған иди. 30-Йилларда әнҗанда уйғур оттура мәктипи, уйғур техникоми вә драма-теятирлири болған, бирақ буларниң һәммиси 1938-йилидин кейин сталинниң зулмидин йоқитилған иди. Мақалә аптори әркин җақип әпәнди ош обласитики уйғурларниң ө злириниң бу хил әһвалини өзгәртиш үчүн бәзи тиришчанлиқларни көрсәткәнлики, уйғур мәдәнийәт мәркизиниң йәкшәнбилик уйғур тили өгиниш синиплирини ачқан болсиму, әмма дәрслик материяллирииниң вә уйғур тилини билидиған оқутқучиниң йоқлиқидәк мәсилиләргә дуч кәлгәнликини баян қилиду. Аптор тил мәсилисини тәкитләп, қирғизистандики уйғурлар һөкүмәт истатистикисни һесабқа алмиғанда хелила нопуси көп милләттур" дейиш билән қазақистанда бу әһвалниң яхшилиқи, у йәрдә 70 нәччә уйғурчә мәктәпниң барлиқини көрситиду.

Ош тәвәсидә уйғур тилидики филимләр көрситилиду

Әркин җақипниң баян қилишичә, һазир, қирғизистанниң җәнубида шәрқий түркистандин елип келиниватқан уйғур тилидики теливизийә филимлири наһайити мәшһурдур. Һәр шәнбә күни йәрлик теливизийә қанили "ош т в" уйғур тилидики бу филимләрни көрситиду. Мәзкур теливизийә қанилиниң баш директори сабирҗан ахроровниң ейтишичә, уйғур тилидики бу филимләрни көрситиши һәргизму бу райондики уйғурларниң сани билән мунасивәтсиз, бу пәқәт мушу җайдики уйғур филимлиригә болған тәләпләр билән мунасивәтликтур

Қазақистан, қирғзистан, өзбекистан қатарлиқ оттура асия әллиридики уйғур зиялийлириниң билдүришичә, бу җайлардики уйғурларниң тили вә мәдәнийити һәмдә миллий кимликини сақлап қелиш нөвәттики муһим мәсилиләрниң биридур.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.