2000 Қизни өз юртиға ишқа орунлаштуруш билән хәлқниң наразилиқини пәсәйткили боламду?


2007.06.25

Хитай даирилириниң ешинчи әмгәк күчлирини ишқа орунлаштуруш вә намрат уйғур деһқанлирини һаллиқ сәвийигә йәткүзүш дегәнгә охшаш наһайити чирайлиқ намлар билән уйғур қизлирини хитайниң ичкири өлкилиридики завут - карханиларда ишлитиш мәсилиси, нөвәттә уйғурлар көңүл бөлүватқан әң муһим мәсилиләрниң бири.

Уйғурларниң кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай даирилириниң бу һәрикитигә изчил түрдә қарши туруп кәлди вә "немә үчүн уйғур қизлири өз юртлириға ишқа орунлаштурулмай, турмуш өрп ‏- адити, тили вә дини тамамән охшимайдиған хитай өлкилиридә ишқа орунлаштурулиду?"дегәнгә охшаш наразилиқлирини билдүрди шуниңдәк қизларниң түрлүк паҗиәләргә йолуқидиғанлиқидин әндишә қилишқан иди.

Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң қияс қилғинидәк, нөвәттә хитайдики уйғур қизлири һәр хил ечинишлиқ әһвалларға дуч кәлмәктә вә кишиләрниң бу һәқтики наразилиқиму күндин - күнгә күчәймәктә. Дәл мушу пәйттә, хитай мәтбуатлирида тоқсу наһийәсидики 2000 қизниң ақсу тоқумичилиқ завутиға ишчилиққа орунлаштурулғанлиқи һәмдә қизларниң алди 1100 йүәндин мааш елип, бейиш йолиға қарап маңғанлиқи елан қилинди.

Бу һәқтә мулаһизә йүргүзгән уйғур тәшкилатлириниң мәсуллири, буниң бир алдамчилиқтин ибарәт икәнликини билдүрмәктә.

юқиридики улиништин, бу мәсилә һәққидики тәпсилатларни мухбиримиз әқидәдин аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.