Уйғур кишилик һоқуқ программиси "қош тиллиқ маарип" мәсилисини инсан һәқлири мәсилиси дәп көрсәтти


2007.07.25

Сәйшәнбә күни уйғурларниң учраватқан инсан һәқлири мәсилисини дуняға аңлитиш йолида америкида паалийәт елип бериватқан рабийә қадир ханим рәһбәрликидики уйғур инсан һәқлири программиси "хитай һөкүмитиниң қош тиллиқ сиясити уйғур тилини йоқитишни мәқсәт қилған" дегән темида испатлиқ доклат елан қилди.

Доклат тәйярлиғучи ерун гурәй әпәнди мәзкур доклатида "уйғур тили һуҗумға учримақта " дейиш арқилиқ уйғур тили вә мәдәнийитиниң хитай һөкүмитиниң қош тиллиқ маарип сиясити арқилиқ йоқ қилиш тәһдити астида икәнликини,уйғурларниң болса хитай һөкүмитиниң аталмиш қош тиллиқ маарип сияситигә бой сунушқа мәҗбурлиниватқанлиқини көрсәткән.

Уйғур кишилик һоқуқ программиси тәрипидин елан қилинған мәзкур доклатниң тәйярлиниш җәряни һәмдә мәқсәтлири һәққидә уйғур кишилик һоқуқ программиси ярдәмчи хадимлиридин руқийә ханим зияритимизни қобул қилип мухбиримиз билән сөһбәттә болди.

юқиридики улиништин, мухбиримиз гүлчеһрәниң руқийә ханим билән елип барған сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.