Қирғизистанда мусулманлар қурбан һейтни дағдуғилиқ өткүзди
2006.01.11
10-январ күни бешкәктики алий кеңәш парламент мәйданида 50 миңдин артуқ киши қурбан һейт намизи оқуди.
Бешкәктики мәркизи мәсчиттә ихтияри мухбиримиз турсун исламниң зияритини қобул қилған 80 яшлиқ уйғур бовай әйса һаҗим қирғизистанда мусулманларниң қурбан һейтни хурсәнлик билән өткүзиватқанлиқини шундақла хитай һөкүмитиниң уйғурларниң диний паалийәтлиригә тосқунлуқ қиливатқанлиқини оттуриға қойди. Бешкәк шәһириниң қазиси мәркизи мәсчит имами абдуқанат қарим қурбан һейт паалийәтлири һәққидә тохталди.
©
2006 Radio Free Asia