Рабийә қадирға рафто мукапати бериш мурасими өткүзүлди


2004.11.08

7 – Ноябир күни норвигийиниң бәрген шәһиридики 200 йиллиқи тарихқа игә тиятирханида уйғурларниң аниси дәп тәриплиниватқан рабийә қадирға рафто мукапати бериш мурасими өткүзүлди.

Мурасим күрәш күсән әпәндиниң дутар билән орунланған "атландуқ" намлиқ нахшиси билән башланди. Арқидин, норвигийиниң даңлиқ сәнәткарлири миллий сәнәт нумурлирини көрсәтти.

Рафто фонди җәмийити башлиқи хитайниң уйғурларға қаттиқ қол сиясәт йүргүзиватқанлиқи әмәлий мисаллар билән чүшәндүрди. Мукапат буюмини уйғурчә кийим кийгән бир җүп уйғур пәрзәнти көтүрүп чиқти. Фонди җәмийәт башлиқи рабийә қадирниң йолдиши сидиқ һаҗи рози әпәндини вә қизи әқидәни телефонға улап уларниң авазини аңлатти.Күрәш күсәнниң рабийә қадирға атап язған нахшиси йиғин кәйпиятини юқири пәллигә көтүрди.

Буниң тәпсилатини светсийидики ихтияри мухбиримиз ялқундин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.