Атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси, уйғурларниң мәниви аниси рабийә қадир ханимниң германийидә елип барған бир һәптилик зиярити нәтиҗилик тамамланди.
Рабийә ханим мюнхенда дуня уйғур қурултийиниң йиғиниға қатнишип, мәзкур тәшкилат билән бирликтә, уйғур даваси тоғрисидики бир қатар лайиһиләрни түзүш билән биргә, германийә ташқи ишлар министирлиқидики әрбаблар билән көрүшүп, уларға уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини вә тәләплирини аңлатти һәмдә йәнә германийидики нопузлуқ мәтбуатларниң зияритини қобул қилди.
Биз алдинқи аңлитишимизда, рабийә ханимниң германийә ташқи ишлар министирлиқидики барбах вә дейир әпәндиләр билән учришиш җәрянида оттуриға қойған мәсилилири һәмдә рабийә ханимниң германийиниң бон шәһиридики германийә долқунлири радио истансисиниң тәклипигә бинаән мухбирларни күтүвелиш йиғиниға қатнашқанда ейтқанлири тоғрисидики сөһбәтни аңлатқан идуқ . Бу программимизда силәр, рабийә ханимниң икки қетимлиқ яврупа зиярити давамида һес қилғанлири һәққидә өткүзүлгән сөһбәтни аңлайсиләр .