Рабийә қадир ғәрб мәтбуатлирида
2005.03.30
Атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадирниң, америка һөкүмитиниң хитай һөкүмитигә көрсәткән күчлүк бесими вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири шундақла вәтән сиртида паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлириниң җидди тиришчанлиқи нәтиҗисидә түрмидин қоюп берилиши, ғәрб мәтбуатиниң алаһидә диққитини қозғиди. Бәзи ғәрб хәвәр агентлиқлири рабийә қадирниң қоюп берилишини, америка һөкүмитиниң хитайға көрсәткән бесиминиң бир нәтиҗиси дәп қариса, йәнә бир қисим ғәрб мәтбуатида рабийә қадирниң америка билән хитай оттурсидики бир келишимгә асасән қоюп берилгәнлики оттуриға қоюлди .
Ройтирис агентлиқи
Ройтирис агентлиқиниң 3 - айниң 17 - күни рабийә қадирниң қоюп берилишидин 15 минут кийин, бейҗиңдин бәргән хәвиридә мундақ дейилгән: "хитай һөкүмити уйғур сиясий мәһбуси рабийә қадирни , америка ташқи ишлар министири кондализа райсниң хитай зияритиниң һарписида қоюп бәрди . Уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадирниң мәсилиси америка ташқи ишлар министирлиқи билән хитай һөкүмити оттурисида мәвҗут муһим мәсиләрниң бири иди."
Франсийә агентлиқи
Франсийә агентлиқиниң, 3 - айниң 17 - күни рабийә қадирниң қоюп берилиши тоғрисида бейҗиңдин бәргән хәвиридә мундақ дейилгән: "хитай һөкүмити атақлиқ уйғур сиясий мәһбуси рабийә қадирни қоюп бәрди. Униң қоюп берилишидин бир қанчә саәт кийин америка һөкүмити бу йил шивитсарийиниң җәнвә шәһиридә ечиливатқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң йиғиниға хитайниң әйибләйдиған қарар лайиһиси сунмайдиғанлиқини билдүрди. Рабийә қадирниң қоюп берилишидә муһим рол ойниған америкидики дүйхва фонди җәмийитиниң рәиси җан камниң ейтишичә, хитай һөкүмити бир қанчә күн кийин хитайни зиярәт қилидиған америка ташқи ишлар министири кондализа райисниң бейҗиңға келишидин бурун рабийә қадир мәсилисини биртәрәп қилишқа тиришқан. Хитай һөкүмити шундақла яврупа иттипақи хитайға қаритилған қорал чәклимисини бикар қилиш мәсилисини музакирә қиливатқан бир пәйиттә, рабийә қадирни қоюп бериш арқилиқ хитайда кишилик һоқуқ вәзийитиниң яхшиланғанлиқи тоғрисида яврупа дөләтлиригә бир сигнал беришни мәқсәт қилған."
Б б с радио телевизийә ширкити
Б б с радио телевизийә ширкитиниң , рабийә қадирниң қоюп берилиши мунасивити билән бәргән хәвиридиму, хитай һөкүмитиниң рабийә қадирни америка ташқи ишлар министири кондализа райисниң хитай зияритиниң һарписида қоюп бәргәнлики тәкитләнгән .
Хитай һөкүмитиниң рабийә қадирни түрмигә ташлаштин бурун , б б с ниң рабийә қадирни хитайдики аз санлиқ милләт аяллири үчүн бир өлгә қилип көрсәткәнлики тәкитләнгән хәвиридә йәнә мундақ дейилгән: " америка һөкүмити рабийә қадирниң қоюп берилишини америка- хитай кишилик һоқуқ диялогиниң әң һалқилиқ мәсилилиридин бири дәп атап кәлгән иди ".
Вашингтон поштиси гезити
Америкида чиқидиған вашингтон поштиси гезитиниң 3 - айниң 18 - күни рабийә қадирниң хитай түрмисидин қоюп берилиши тоғрисида илан қилған мақалисида мундақ дейилгән: " хитай һөкүмити атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадирни қоюп бәрди. Униң қоюп берилишидин бир қанчә саәт кийин, президент буш һөкүмити бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң җәнвәдә давамлишиватқан кишилик һоқуқ йиғинида, хитайни әйипләйдиған қарар лайиһиси сунмайдиғанлиқини билдүрди ".
Мақалида йәнә мундақ дейилгән: " дунядики кишилик һоқуқ паалийәтчилири рабийә қадирниң қоюп берилгәнликини қизғинлиқ билән қарши алди . Лекин улар америка һөкүмитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ йиғинида, хитайни әйипләйдиған қарар лайиһиси сунмаслиқ тоғрисидики қараридин әпсусланғанлиқини тәкитлимәктә.
Хитай һөкүмити көпинчә, америка һөкүмәт рәһбәрлириниң хитай зиярити һарписида бейҗиң һөкүмитиниң яхши нийитиниң бир аламити сүпитидә сиясий мәһбусларни түрмидин чиқирип чәтәлләргә чиқириветиду. Хитай һөкүмити рабийә қадирниму, америка ташқи ишлар министири кондализа райисниң хитай зиярити һарписида түрмидин қоюп бәрди". (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим әркин асия радиосини зиярәт қилди
- Хитай сақчилар рабийә қадирни " бөлгүнчиләр" билән һәмкарлашмаслиқ тоғрисида агаһландурған
- Хитай мәтбуатлириниң рабийә қадир һәққидики мәлуматлири
- Мән өзәмни хәлқниң дәп ативәткән......
- Рабийә қадирниң һөрлүккә еришиши пүтүн дунядики уйғурларни илһамландурди