Рабийә қадир ханим өзиниң германийидики паалийәтлири һәққидә тохталди


2007.10.25

Rabiye-150.jpg
Уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим. UAA Photo

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим бу бир һәптидин буян германийиниң мюнхен, һамбург, берлин қатарлиқ шәһәрлиридә түрлүк паалийәтләрни елип барди.

Рабийә қадир ханим, германийиниң сиясәт, мәдәнийәт, нәширият вә инсан һоқуқи саһәсидики мунасивәтлик әрбаблар билән учрашқандин сирт йәнә германийә вә пүтүн явропа иттипақи характерлиқ мәтбуат органлириниң мухбирлириниң зияритини қобул қилип, уларға уйғурларниң дуч келиватқан түрлүк мәсилилири һәққидә мәлумат бәрди.

Рабийә қадир ханимниң қаришичә, уйғур сиясий дәвасини явропа иттипақиниң сиясий сәһнисигә елип чиқип, уни америкидики паалийәтләр билән бирләштүргәндә, уйғур мәсилисини хәлқаралаштурушта техиму зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүргили болиду.

Рабийә қадир ханим телефон зияритимизни қобул қилип, германийидики паалийәтлири һәққидә тохталди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.