Рабийә қадир ханимниң уйғур мәдәнийәт күни һәққидики көз қарашлири
2006.03.16

Бизниң бу қизлиримиз усул ойнаватмайду, булар җәң қиливатиду, булар хитайға қарши күрәш қиливатиду, булар нахша ейтмайватиду, булар уйғурниң авазини пүтүн дуняға товлаватиду, булар һәр бир текистлири билән, һәр бир сөзлири билән, һәр бир һәрикәтлири билән һәм һәр бир көз яшлири билән уйғурниң азадлиқ арзусини ипадиләватиду. Мән бу сәнәткарларни җәңгә киргән җәңчилирим дәп қараймән.
Америка пайтәхти вашингтондики хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийитиниң тәшкиллиши вә америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ гурупписиниң һәмкарлиқи астида 3-айниң 14-күни кәч саәт 5 йеримдин тоққузғичә, уйғур мәдәнийәт күни өткүзүлди. Бу паалийәтни атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси, хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийитиниң президенти рабийә қадир ханим өзи баш болуп тәшкиллигән. Бу паалийәткә америка дөләт мәҗлиси әзалири том лантос, франк волф вә кеңәш палата әзаси там харкинлар капаләтлик қилған. Улар мәҗлис әзалириға язған бирләшмә мураҗәтнамисидә, " хитайниң уйғур аптоном районидики түркий хәлқләр болған уйғурлар тибәтләргә охшашла, узундин бери һөкүмәтниң қоллиши астидики хитай көчмәнлиригә дуч кәлгән мәдәнийитини сақлап қелиш күриши елип бармақта " дәп көрсәткән.
Йиғинда америкиниң атақлиқ дөләт мәҗлис әзалиридин бири шуниңдәк дөләт мәҗлисиниң инсан һоқуқи гурупписиниң рәиси том лантос әпәнди, сабиқ америка муавин ярдәмчи ташқи ишлар министири, америка җумһурийәтчиләр иниститутиниң башлиқи лорн крайнер әпәнди һәмдә хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийитиниң президенти рабийә қадир ханим қатарлиқлар сөз қилди. Том лантос вә лорн крайнер қатарлиқлар узундин буян уйғур мәсилисигә изчил көңүл бөлүп кәлгән болуп, улар уйғурларниң кишилик һоқуқини һимайә қилиш һәмдә рабийә қадирни қоюп бериш мәсилисидә хитайға бесим көрситип кәлгән.
Мурасим җәрянида қазақистанниң йәркәнт шәһиридин кәлгән "яркәнт бубуллири" гурупписиниң артистлири, нахшичи күрәш күсән вә султан мәмәтоп қатарлиқ уйғур сәнәткарлири һәм уйғур қиз-йигитлири өзлири тәйярлиған надир сәнәт номурлирини көрсәтти шундақла нахша-музикилирини орунлиди. Залда уйғур нахша-музикилириға җүр болған қайнам –ташқинлиқ мәнзирә әвҗи алди һәтта сабиқ америка муавин ярдәмчи ташқи ишлар министири лорн крайнер вә униң аяли шуниңдәк башқа америкилиқ меһманларму уйғурчә усулға чүшүшти.
Ишәнчилик хәвәрләргә қариғанда, америка дөләт мәҗлисидә уйғур мәдәнийәт күни өткүзүлүштин илгири хитайниң америкида турушлуқ әлчиханиси америка дөләт мәҗлисигә наразилиқ билдүрүп, бу паалийәтни өткүзмәсликни тәләп қилғанда америка дөләт мәҗлиси буни рәт қилған шуниңдәк паалийәтниң мувәппәқийәтлик өткүзүлишигә капаләтлик қилған. Нәтиҗидә, хитай даирилириниң америка дөләт мәҗлисидики бу паалийәтни тохтитип қоюш ғәризи мәғлуп болған.
Паалийәт җәрянида рабийә қадир ханим мәхсус зияритимизни қобул қилип, өз тәсиратлири вә көз қарашлирини баян қилди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлисидә уйғур мәдәнийәт күни өткүзүлди
- Уйғур елидики кишилик һоқуқ вә сиясий мәһбуслар һәққидә рабийә қадир ханим билән сөһбәт
- "Үч хил күч" кә зәрбә бериш җәмийәт муқимлиқиниң капалитиму?
- Рабийә қадир ханим қатнаш вәқәсигә учрап яриланди
- Америка уйғурлири йеңи йилни күтүвалди
- Дуня кишилик һоқуқ күни мунасивити билән рабийә қадир ханимни зиярәт









