Көзәткүчиләрниң нәзиридики райис ханимниң оттура асия сәпири
2005.10.12

Америка қошма шитатлири ташқи ишлар министири кондализа райис ханимниң оттура асиядики қирғизистан, қазақистан, таҗикистан вә афғанистанға қаратқан зиярити җәрянида өзбекистанни ташлап өтүп, униң йенидики дөләтләрни зиярәт қилиши җүмлидин мәзкур дөләтләр тәрипидин қизғин қарши елинип, америка билән оттура асия мәмликәтлири арисидики түрлүк һәмкарлиқларни йәнә бир қәдәм илгири сүрүши мулаһизичиләрниң бәс-муназирисини қозғиди.
Америка ташқи ишлар министири кондализа райис ханим түнүгүн өзиниң оттура асиядики қирғизистан, таҗикистан, қазақистан вә афғанистанға қаратқан үч күнлүк зияритини башлап, қирғизистанни мәзкур истратегийилик сәпәрниң биринчи бекити қилди.
Көзәткүчиләрниң баян қилишичә, райис ханим бешкәктә әң алий дәриҗидә қарши елинған болуп, у "мән қирғизистанға, силәрниң достуңлар бар икәнликини билдүргили кәлдим" дейиш арқилиқ мәзкур сәпириниң түп мәқситини ипадилигән.
Кондализа райис ханимниң бу қетимқи оттура асия зиярити бир мәйдан қизғин муназирә вә мулаһизиләрни мәйданға чиқарған болуп, әлвәттә русийә, америка вә оттура асия мәмликәтлириниң көзәткүчилири бу сәпәргә нисбәтән һәр хил көз қараш вә мәйдандин чиқиш қилип туруп баһа бәргән.
Райис ханимниң түп мәқсити демократийини илгири сүрүш
Сәпәрдин илгири елан қилинған бир қисим мулаһизиләрдә кондализа райис ханимниң мәқситиниң районда демократийә вә әркинлик идийилирини йейиш икәнлики оттуриға қоюлған иди.
Нйо-йорк вақти гезитидә елан қилинған америкилиқ анализчи җоел бринклниң мулаһизисидә оттуриға қоюлушичә, райис ханимниң бу зиярити җәрянида музакирә қилинидиған темилар һәрбий база, иқтисадий вә енергийә мәсилилири қатарлиқлар болсиму, лекин униң сәпириниң мәркизий нуқтиси йәнила демократийини илгири сүрүштур. Чүнки, бу йил декабирда қазақистанда президент сайлими елип берилиду. Һөкүмәт түрлүк аммиви ахбарат васитилири вә тәшкилатларниң қирғизистандикидәк аммиви һәрикәтләрни кәлтүрүп чиқиришидин әнсирәп, уларни қорқутмақта.
Таҗикистанда болса, президент имам әли рахманоп өзиниң 2020-йилиғичә орнини сақлап қелишқа пайдилиқ болған қанун қобул қилған. Демәк у имам әли рахманоп вә нурсултан назарбайев қатарлиқлар билән демократийә мәсилилири һәққидиму сөзлишиду.
Һәрбий база мәсилиси
Кондализа райис қирғизистанға кәлгәндин кейин президент қурманбек бақийев вә башқа мунасивәтлик әрбаблар билән көрүшүп сөһбәт өткүзгәндә бишкәктики америка һәрбий базиси мәсилиси тилға елинған.
Америкиниң һәрбий базиси мәсилиси рус анализчилирини әң җәлип қилған нуқтилардин болуп, русийидә чиқидиған интернет гезитлиридин бири "газета" да елан қилинған "окянниң у тәрипидики дост" намлиқ мақалидә оттуриға қоюлушичә, америка ташқи ишлар министири кондализа райис қирғизистан президенти билән сөһбәт өткүзгәндә, америка һава армийә базисиниң манас айродромида таки афғанистандики вәзийәт муқимлашқичә туридиғанлиқи тәкитләнди. Қирғизистан миллий армийисиниң сабиқ қомандани абдигүл чотбайев америкиниң бешкәктики бу һәрбий базисиниң узун муддәтлик болушиниң тәбиий икәнликини тәсқтилайду.
Рус мулаһизичилиридин димитрий сидороп билән михаил зигар русийиниң "содигәрләр" гезитида мақалә елан қилип, кондализа райис ханимниң оттура асия сәпири һәққидә мәхсус мулаһизә йүргүзүш билән "өзиниң оттура асия сәпиридә кондализа райис ханим америка үчүн муһим болған икки мәсилини йешиши керәк. Бири өзбекистандин елип чиқип кетилидиған һәрбий базини орунлаштуридиған орун тепиш. Иккинчидин оттура асия рәһбәрлиригә русийә, хитай вә иран қатнашмиған башқа бир район характерлиқ тәшкилат қурушқа ишәнч һасил қилдуруш" дәп хуласә чиқириду.
Бу апторлар 11-сентәбир вәқәсидин кейин америкини қирғизистан билән өзбекистанда һәрбий база қурушқа еришкән болсиму, әмма бу йил язда шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң америкини оттура асиядики һәрбий базилирини тақашни тәләп қилғандин кейин, униң үчүн кризис башланғанлиқи, өзбекистанниң америка базисини тақап өз қошунлирини елип чиқиш тәлипини оттуриға қойғанлиқи, вашингтонниң буларниң һәммисини хитай билән русийә тәрипидин кәлтүрүп чиқирилған дәп қариғанлиқини оттуриға қоюш үчүн райис ханимниң бу қетим америка билән оттура асия дөләтлири арисидики мунасивәтләрни күчәйтиш арқилиқ русийә вә хитайға тақабил турушни мәқсәт қилғанлиқидәк пикирни алға сүриду.
Америка қирғизистанға алаһидә етибар бәргән
Мулаһизичиләрниң қаришичә, америка өзиниң оттура асиядики тәсирини күчәйтиш вә демократийини илгири сүрүшидә қирғизистанниң ролиға алаһидә етибар бәргән. Шуңа райис ханим өз сәпириниң биринчи сәпирини бишкәктин башлиди.
Меһман гаффарли исимлик мулаһизичиниң сабиқ қирғизистан ташқи ишлар министири муратбек иманалийевниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, райис ханимниң бишкәк сәпири биринчи қәдәмдә америкиниң райондики һәрбий-сиясий мәнпәәтләрдин чиқиш қилинған болуп, у йеңи қирғизистан рәһбәрлиридин америка һәрбий базисиниң бу җумһурийәттә сақлиниши вәдисини алмақчи болған.
Америка қирғизистанниң иқтисадий тәрәққияти үчүн 200 милйон доллар беришни қарар қилған. Бу ярдәмләр униң илгири он нәччә йил ичидики омумий ярдиминиң 3тин бир қисимини игилигән болуп, қирғизистан дипломати омуралийевниң оттуриға қоюшичә, қирғизистан мустәқил болған он нәчә йил ичидә америка қирғизистанға инсанпәрвәрлик ярдими, параванлиқ, демократийини илгири сүрүш. Бихәтәрлик қатарлиқ түрләр бойичә 792 милйон доллар бәргән. Һәтта қирғизистанниң һәр йиллиқ дөләт хам чотиниң йеримидин көп қисимини америкиниң ярдими игилигән.
Хәвәрләргә қариғанда кондализа райис ханимниң сәпиридин биарамлиқ һес қилған өзбекистан көп йиллардин буян киришни рәт қилип кәлгән русийиниң һамилиқидики коллектип бихәтәрлик тәшкилатиға әза болуш тәклипини бәргән икән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америкиниң нәзиридин сақит қилинған ташкәнт
- Оттура асия әллири чәтәл аммиви тәшкилатлириға паалийәт чәклимиси қойди
- Хитай- русийә бирләшмә һәрбий маневири кимгә қаритилди?
- Шималий атлантик окян әһди тәшкилати қирғизистанда
- Қазақистандики сиясийон шәрпбег америка қошунлири мәсилиси һәққидә тохталди
- Америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфелд оттура асияда
- Райис, хитайни далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә чақирди









