Бир рус мутәхәссисиниң хитайдики миллий мәсилә һәққидики көз қарашлири
2006.05.01
Русийә-хитай истратегийилик һәмкарлиқ мунасивәтлири күнсайин чоңқурлушиватқан, икки мәмликәт рәһбәрлири өзлириниң мунасивәтлиригә юқири баһа бериватқан болсиму, лекин хитайниң кәлгүсидә русийиниң земин пүтүнлүки вә миллий бихәтәрликигә нисбәтән тәһдити күч болуп қелишидин әнсирәш хаһишлири русийә пуқралири вә сиясәтшунаслири арисида пәсәйгини йоқ.
Русийә мутәхәссислири вә сиясийонлири арисида хитайни тәһдит дәп һесаблап, униң билән болған мунасивәткә еһтиятчан муамилә қилиш билән хитайни тәһдит дәп қаримай, әксичә хитайларни русийиниң иқтисадий җәһәттин гүллинишидики муһим ташқи амил қилиштин ибарәт асасий икки хил пикир еқими мәвҗут.
Хитайни тәһдит дәп қарайдиған мутәхәссисләр көпинчә һалларда хитайниң бүгүнки һалитидинла әмәс, бәлки униң тарихи, сиясити болупму униң аз санлиқ милләтләр билән болған мунасивити қатарлиқ мәсилиләрдин чиқиш қилиду. Русийә хитайшунаси александир роҗинсеп өзиниң хитайға аит бир қатар мақалилири қатарида хитайдики милләтләр мәсилисигә аит мақалиларниму елан қилған болуп, у русийә ташқи сиясәт қатлимини хитайдики мәсилиләрни йеқиндин көзитишкә вә хитайға қаратқан сиясәтлиридә һошяр болушқа дәвәт қилиду.
Апторниң қаришичә, бүгүнки хитайдики хәнзу миллити әслидин хуаңхе вә чаңҗяң дәрясидин ибарәт икки чоң дәря вадисида яшиған болуп, улар бара-бара сиртқа кеңийип, бүгүнкидәк бир милйон кивадрат километирдин артуқ земингә еришти. Көп әсирлик көчүш нәтиҗисидә хитай көп милләтлик мәмликәт болупла қалмастин бәлки дунядики өз территорийисидә 50 нәччә милләт актип паалийәт қиливатқан һәм мәвҗут болуп туруватан дөләткә айланди.
Апторниң нәзиридики милләтләрниң алаһидилики
Рус хитайшунаси александир роҗинсеп мақалисидә һазирқи хитай хәлқ җумһурийити тәвәсидә яшаватқан асаслиқ чоң аз санлиқ милләтләр һесаблинидиған җуаңзу, моңғул, тибәт, моңғул, туңган вә уйғур қатарлиқларниң қисқичә тарихи, уларниң миллий кимлики вә хитай дөлити билән болған тарихий һәм сиясий мунасивәтлири һәққидә пикир йүргүзүш арқилиқ, бу милләтләрниң әслидин хитай дөлити билән бир әмәслики, уларниң айрим етник тарихи, сиясий тарихи вә мәдәнийәт тарихи барлиқини, қәдимқи вә оттура һәм йеқинқи әсирләрдә буларниң көпинчисиниң һәр хил мустәқил дөләтләрни қуруп, бәзилири айрим даириләр бойичә һөкүмранлиқ орнатқан болса, бәзилириниң бир мәзгил пүтүн хитайға һөкүмранлиқ қилғанлиқини оттуриға қойиду.
Апторниң көз қаришичә, җуаңзулар тарихта хитайниң җәнубиға узун мәзгил һөкүмранлиқ қилған ханиданлиқларни қурған милләт болса, моңғуллар оттура әсирдә чиңгизхан рәһбәрликидә империйә қурған. Һазирқи хитай моңғул империйисиниң тәвәсигә киргән болуп, хитай тарихидики "юән сулалиси" дегини әмәлийәттә моңғул империйисиниң бир қисимидин ибарәт.
Аптор манҗулар һәққидә тохтилип, уларниң мәнчиң империйисини қуруп, хәнзуларға тәвә болған миң сулалисини ахирлаштуруп, униң тәвәсини өз дөлити тәркибигә киргүзгәнлики, бүгүнки шунчә чоң хитай хәлқ җумһурийити земининиң әмәлийәттә манҗу ханиданлиқи тәрипидин ишғал қилиниш бәдилигә пәйда қилинғанлиқини, әгәрдә мәнчиң ханданлиқи болмиған болса, бүгүнкидәк хитай земининиң болуши мумкин әмәсликини илгири сүргән.
Аптор юқирида ейтилған милләтләрниң хәнзулар билән болған пәрқи һәққидә тохтилип, юқирида нами ейтилған милләтләр ичидә уйғурлар, тибәтләр вә моңғулларниң хитай мәркизи һөкүмитиниң миллий вә земин сияситигә күчлүк тәсир көрситәләйдиғанлиқини оттуриға қойиду.
Уйғурлар һәққидә мәхсус баян қилинған
Аптор мақалисидә мәхсус уйғурлар һәққидә тохталған болуп, у уйғурлар елини шәрқий түркистан дәп аташ билән бу земинниң 1759-йили мәнчиң империйиси тәрипидин ишғал қилинғанлиқини көрситиду. У, уйғур аптоном райониниң нопус әһвали һәққидә тохтилип, хитай һөкүмитиниң бу җайға нопус көчүришидин қәтий нәзәр бәрибир хитайларниң бу җайда уйғурларға қариғанда аз санлиқ икәнликини, уйғур аптоном райониниң хитайдики хәнзу көчмәнлири маканлишишни халимайдиған бирдин –бир җай икәнликини, 80-йиллардин башлап, бу йәрдин сабиқ хитай азадлиқ армийисиниң кона һәрбилири, ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң пешқәдәм хадимлири һәтта яш әвлад хитайларниңму кетишкә башлиғанлиқини оттуриға қойиду.
Аптор бу йәргә көчүп кәлгән хәнзуларниң тарихтин тартип хатирҗәм туралмиғанлиқини, чүнки шинҗаңниң әзәлдинла миллий вә диний азадлиқ күрәш мәнбәлири болуш билән уйғурларниң нурғун қетим қозғилаңларни көтүргәнликини шәрһләйду. У буниңға мисал сүпитидә 1864-йилидики пүтүн уйғур диярида партлиған қозғилаңларни көрситиду.
Икки шәрқий түркистан җумһурийити
Рус аптори александир роҗинсеп мақалисидә 20-әсирдики икки қетимлиқ чоң көләмлик қозғилаңлар нәтиҗисидә уйғурларниң икки қетим мустәқил шәрқий түркистан җумһурийитини қурған болсиму, бирақ буларниң һәр иккилисиниңла совет иттипақиниң һәрикәт қилиши астида йоқитилғанлиқини оттуриға қойиду. Аптор 1933-йили 12-ноябирда қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитини, туңган генерали ма җуңйиңни йоқитип, шәң шисәйни тикләштә совет иттипақиниң асаслиқ рол ойниғанлиқини тәкитләйду.
Аптор 1944-йили қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң ахирлишиши вә униң рәһбәрлири әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң өлүмидиму совет иттипақиниң қоли барлиқини әскәртиду. Униң қаришичә, 1949-йили бу районда хитай хәлқ җумһурийитиниң һакимийити орнитилғандин кейин бейҗиң рәһбәрлири мәзкур районда хитай нопусини көпәйтишни җиддийләштүргән болуп, бу районда әслидә 5% кә йәтмәйдиған нопус билән аз санлиқ милләт дәп қаралған хәнзулар 90-йилларға кәлгәндә районниң омумий нопусиниң 40%ни игилигән. Йилларниң өтүши билән хәнзулар билән йәрлик милләтләр арисидики пиланлиқ туғут, ишқа орунлишиш қатарлиқ мәсилиләргә мунасивәтлик түрлүк зиддийәтләр өткүрләшкән. Һазир болса, ашкара қаршилиқлар техиму рошәнләшмәктә.
Рус аптори мақалисиниң ахирисида хуласә чиқирип, тибәт, ички моңғулийә вә шинҗаң уйғур аптоном райони хитай мәркизи һөкүмити үчүн һәқиқий тәһдиттин ибарәт, чүнки бу земинләрдә миллий азадлиқ һәрикәтлири йүз бериши мумкин дегәндәк көз қарашларни оттуриға қоюш билән хитайниң 21-әсирдә явро-асияниң бирдин бир хоҗайиниға айлиниш нийити барлиқини, бейҗиңниң буни арзу қилидиғанлиқини,шуңа русийиниң буниңға диққәт қилип, шәрқий чегрилирини қоғдиши лазимлиқини тәкитләйду.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(4)
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(3)
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(2)
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(1)
- Рус алими гелбарс: русийиниң уйғурларға тутқан позитсийиси сатқинларчә позитсийә
- Уйғурлар билән өзбекләр шаңхәй һәмкарлиқидин әң азап чәккүчиләрдур
- Уйғурлар йәнә қачанғичә мәвҗут болуп туралайду?
- Сибирийидики муназириләр: уйғурлар мустәқил дөләт қураламду? (2)