Америка анализчисиниң нәзиридики русийә-хитай һәрбий маневири
2005.08.16
Русийә билән хитайниң истратегийилик һәмкарлиқ мунасивәтлириниң чоңқурлишишиға әгишип, уларниң һәрбий-сияси һәмкарлиқлириму қоюқлашмақта. Йеқинда русийә билән хитай тарихта тунҗи қетим бирләшмә һәрбий маневир өткүзиду.
Бу маневирниң нишани немигә қаритилған?
Илгири бир- бири билән достлашқан һәм бир- бирини хәтәрлик рәқип һесаблап, һәр заман өзара һошяр болушқа адәтләнгән русийә билән хитайниң бүгүнки күндә бирдинла бирләшмә һәрбий маневир өткүзүши, уларниң һәқиқий бир һәрбий-сиясий иттипақдашларға айланғанлиқидин дерәк берәмду? бу һәрбий маневирниң түп мәқсәтлириниң арқисиға немиләр йошурунған?
Русийә –хитай мунасивәтлири җүмлидин истратегийә мәсилилири мутәхәссислириниң алаһидә диққитини җәлип қилған русийә –хитай һәрбий маневири америка анализчилириниңму диққәт нәзиридин хали қалмиди. "Вашингтон почтиси " гезитиниң 15 –авғуст күнидики санида елан қилинған һәрбий-сияси анализчи петер файинниң баянлири вә тәһлиллири муһим әһмийәткә игә.
Хитайлар өзлириниң америка вә тәйвән билән болған мурәккәп оюнлири үчүн русийидин пайдиланмақчи болған, хитай һазир өзиниң бу райондики һәрбий мәвҗутлуқини кеңәйтмәктә. Русийә үчүн асаслиқ мәсилә өзиниң қораллирини хитайға сетиштин ибарәт.
Петер файинниң оттуриға қойишичә, хитай билән русийиниң һәрбий мунасивәтлириниң даириси күнсайин кеңәйгән болуп, буниң ичидә қорал –ярақ содисиму бар. Русийә вә хитай һәрбий ишлар тәһлилчилириниң билдүрүшичә, русийә өзиниң яхши херидари һесабланған хитайға русийиниң илғар һәрбий-санаәт вә техника мәһсулатлирини сетип бериду. Буларниң ичидә илғар истратегийилик қораллардин ядро қораллирини елип йүргүчи бомбардиманчи айропланлар вә башқиларму бар.
Америка анализчиси петер файинниң йезишичә, қуруқлуқ, деңиз вә һава қисимлириниң һәрбий һәрикәтлиригә қоманданлиқ қилиш маневири алди билән пәйшәнбә күни владивостоктин анчә йирақ болмиған җайда өткүзүлиду, арқидин маневир хитайниң шәндоң өлкисигә йөткилип, сериқ деңизи районида елип берилиду. Бу һәрбий манвәрға икки тәрәптин он миңдин артуқ җәңчи-офитсер қатнаштурилиду.
Америка анализчиси петер файин баянлирини давамлаштуруп, бу қетимқи һәрбий маневирниң түп мәқсиди вә униң кимләргә қаритилғанлиқи һәққидә тохтилиду. У, мәзкур маневирниң нишани һәққидики тәһлилилири үчүн русийә, хитай қатарлиқ мәмликәтләрниң анализчилириниң көз қарашлирини оттуриға қойиду.
Униң йезишичә, москвалиқ һәрбий ишлар тәһлилчиси александр голс русийиниң мәзкур маневирдин көзлигән мәқсити һәққидә тохтилип, "хитайлар өзлириниң америка вә тәйвән билән болған мурәккәп оюнлири үчүн русийидин пайдиланмақчи болған, хитай һазир өзиниң бу райондики һәрбий мәвҗутлуқини кеңәйтмәктә. Русийә үчүн асаслиқ мәсилә өзиниң қораллирини хитайға сетиштин ибарәт." Дегән көз қарашни оттуриға қойған.
Хитай рәсми ахбарат саһәсигә тәвә " йеңи хитай хәвәрлири"дә болса " бу қетимлиқ бирләшмә маневир икки мәмликәтниң қораллиқ күчлириниң хәлқара терроризм, диний әсәбийлик вә бөлгүнчиликкә қарши ортақ күрәш қилиш һәмкарлиқини күчәйтиду" дәп баһа берилгән.
Хитай тәйвән мәсилисини башқилар билән бағлашқа урунмақта. Бирақ, русийиниң хитай билән болидиған бирләшмә һәрбий маневирни бу мәсилә билән бағлаш мәқсити йоқ. Униңдин башқа йәнә оттура асияда русийә билән хитайниң мәнпәәтлири бир-биригә бәк йеқин. Бу өзлириниң оттура асиядики салаһийитини сақлап қелиш вә америкиниң наһайити актип йүргүзүватқан сиңип киришигә қаршилиқ көрситиштин ибарәт.
Америка анализчиси петер файин хитайниң бу йәрдә көздә тутиватқан "бөлгүнчилик" мәсилиси тәйвәнгә қаритилғанлиқи, демәк хитайниң русийиниң күчидин пайдилиниш арқилиқ тәйвән мустәқиллиқини чәклимәкчи болғанлиқи, лекин әмәлийәттә русийиниң тәйвәнгә тутқан позитсийиси башқичә болуп, чүнки, русийә мудапиә министирлиқиниң хитайниң тәйвән боғузи әтрапида маневир өткүзүш тәклипини рәт қилғанлиқини көрситиду.
У бу һәқтә йәнә бир москвалиқ анализчи димитрий кормилсевниң көз қаришини нәқил кәлтүрүп мундақ дәйду:
" Хитай тәйвән мәсилисини башқилар билән бағлашқа урунмақта. Бирақ, русийиниң хитай билән болидиған бирләшмә һәрбий маневирни бу мәсилә билән бағлаш мәқсити йоқ. Униңдин башқа йәнә оттура асияда русийә билән хитайниң мәнпәәтлири бир-биригә бәк йеқин. Бу өзлириниң оттура асиядики салаһийитини сақлап қелиш вә америкиниң наһайити актип йүргүзүватқан сиңип киришигә қаршилиқ көрситиштин ибарәт".
Русийә билән хитайниң көзлигән мәқсәтлиридә пәрқләр мәвҗут
Америка анализчиси көплигән тәһлилләрни вә учурларни нәқил кәлтүрүш арқилиқ бу қетимқи русийә –хитай һәрбий маневиридин хитай билән русийиниң көзлигән мәқсәтлиридә һәм ортақлиқ һәм пәрқләрниң мәвҗутлуқини илгири сүриду. Униң йәкүничә, русийә үчүн муһимрақ мәсилә маневирдин пайдилинип, өзиниң илғар һәрбий техникилирини намайиш қилиш йәни ядролуқ ус асти параходлири вә истратегийилик бомбардиманчи айропланлири вә башқиларға нисбәтән хитайниң қизиқишини қозғашқа тиришиш. Чүнки, хитай бу қоралларни өзиниң америкиниң тинч окян пилотиға тақабил турушиға ишлитиши мумкин.
Апторниң бу қарашлирини хитайниң нәнҗиң университетиниң бир нәпәр профессориму қувәтләп, "русийиниң бу қетимлиқ бирләшмә маневир арқилиқ хитай билән һәрбий һәмкарлиқ орнитипла қалмастин бәлки, хитайға русийә қораллирини техиму көп сетишни мәқсәт қилидиған "лиқини тәкитлигән.
Хәвәрләргә қариғанда, хитай изчил түрдә русийә билән болған һәрбий мунасивәткә көңүл бөлгән болуп, уларниң һәрбий саһәдики һәмкарлиқи терроризмға қарши уруш қилиш тәҗрибилирини алмаштуруш, хитай офитсерлирини русийә баш қоманданлиқ шитабиниң алий һәрбий мәктипигә әвәтип тәрбийиләш, һәрбий техника алмаштуруш вә башқилардур. Униң үстигә йәнә хитай русийиниң әң чоң қорал сетивалидиған херидари болуш сүпитидә билән һәр йили русийиниң илғар күрәшчи айропланлири вә башқа қоралларни көпләп сетивалмақта. Бу җәһәттә русийә хитайдин айрилип қелишни халимайду.
Хитай билән русийә қораллиқ күчлириниң бирләшмә һәрбий маневирини шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң вәкиллири көзитишкә қатнишиду. Америкиниң тинч окян пилотиму маневирни көзитиш үчүн адәм әвәтиши мумкин .
Буниңдин бир қанчә йил илгири русийә билән хитайниң башламчилиқида шаңхәй һамкарлиқ тәшкилати уйғур елиниң или вилайити тәвәсидә һәмдә қазақистанда бирләшмә һәрбий маневир өткүзгән болуп, у қетимлиқ маневирниң бивастә уйғур мустәқилчилиригә қарши туруш икәнлики җакарланған иди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай оттура асияда русийә тәсир күчиниң орнини игиләмду ?
- Ху җинтавниң русийә зиярити вә русийә-хитай мунасивәтлири
- Хитай - русийә мунасивитиниң тәрәққияти қәйәргә бариду?
- Ху җинтав, мушу айниң ахири русийидә зиярәттә болмақчи
- Русийә-хитай вә һиндистан ташқи ишлар министирлири учрашти
- Хитай билән русийә һәрбий вә бихәтәрлик саһәсидики һәмкарлиқни күчәйтиду
- Хитай вә русийә келәр йили бирләшмә һәрбий маневир өткүзмәкчи