Гуәнтанамодики уйғурларниң адвокати билән сөһбәт


2006.05.02

Willett_Sabin.jpg
Гуантанамодики бирқанчә уйғурниң адвокати Sabin Willett. Өзи тәминлигән

Гуәнтанамода тутуп турулуватқан мәһбуслар булупму бу түрмидә тутуп турулуватқан уйғурлар мәсилиси, америка вә дуня җамаәтчилики көңүл бөлүп, йеқиндин көзитиватқан бир мәсилсигә айланди. Америка һөкүмитиниң бу йәрдә тутуп турулуватқан уйғурларниң бир қисимини һәм өзи дүшмән җәңчиси әмәс дәп ақлап, һәм уларни қоюп бәрмәй тутуп туруши, америка вә дуняда гуәнтанамо түрмиси һәққидә нурғун талаш- тартишларға сәвәб болмақта.

Бу йилниң башлирида гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғулардин адил абдулһиким вә абабәкри қасимниң мәсилисини көрөп чиққан америка фидрал сотчиси рабиртсон, уларниң гунаһиж икәнликини тәкитләп, лекин уларниң қоюп берилиши тоғрисида һөкүм чиқириш салаһийитигә игә әмәсликини билдүрди.

Адил вә абабәкриниң адвукатлири уларниң қоюп берилиши үчүн америка алий сотиға вә оттура сотқа әрз сунған. Алий сот йеқинда адил вә абабәкриниң мәсилисини көрүп чиқишни рәт қилиди. Әмма уларниң соти 8‏- май күни оттура сотта көрүлиду.

Гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғурларниң адвукатлиқини үз үстигә алған Sabin Willett әпәнди йеқинда гуәнтанамоға берип, мәзкур түрмидә тутуп турулуватқан уйғурларниң бир қисими билән көрүшүп кәлди. Гуәнтанамодики уйғулар күнлирини қандақ өткүзүватиду? уларниң әһвали қандақ ? , улар өзлириниң келәчики һәққидә немиләрни ойлайду?

Төвәндә мухбиримиз өмәр қанатниң адвукат Sabin Willett билән өткүзгән сөһбити.

Қанат: Һөрмәтлик сабин вәлит әпәндим, сиз йеқинда гуәнтанамоға берип, гуәнтанамо түрмисидә тутуп турулуватқан, адил абдулһиким вә абабәкри қасим һәмдә садиқ әхмәт туркистани билән көрүштиңиз. Уларниң әһвали һәққидә бираз мәлумат берәмисиз? улар күнлирини қандақ өткүзидикән?

Sabin Willett Әпәнди : Бизгә гуәнтанамо һәққидә бәзи мәлуматларни ашкарилишимиз үчүн рухсәт берилгән . Шуңа мән бизниң ашкарилишимизға рухсәт қилинған мәлуматларни сиз гә сөзләп берәләймән. Бу мәлуматлар биз қануний җәһәттин вәкиллик қиливатқан адил, абабәкри вә садиқниң әһвали һәққидики мәлуматлар. Уларниң һәммиси гуәнтанамодики игуана лагирида тутуп турулуватиду. Бу қетимқи сәпиримиздә биз адил абабәкри вә садиқ билән учрашқандин кейин, уларниң игуана лагирида көчәт текип, көктат терип, бағвәнчилик қилишқа башлиғанлиқини аңлидуқ. У йәрдә көргән вә аңлиғанлиримни мәтбуаттиму елан қилдим. Биз хили узундин бери армийидин адил , абабәкри вә садиқға бағвәнчилик ишлирини елип бериши үчүн кәтмән вә күрәк берилишини тәләп қилмақтимиз. Лекин армийә даирилири бизниң бу тәлибимизни рәт қилмақта. Әмма 14‏- април күни уларни зиярәт қилғинимизда уйғур тутқунлар күрәксизму күчәт текиш вә көктат териш ишлирини елип беришқа башлиғанлиқини аңлидуқ. Улар түрмидә тамақ билән биргә берилидиған пиластик ара қошуқни күрәк қилип, йәнә тамақ билән биргә берилгән мивиләрниң уруқини, уруқ қилип ишләткән.

Қанат: Сиз түрмидә улар билән айрим- айрим көрүштиңизму яки һәммси билән биргә көрүштиңизму?

Sabin Willett Әпәнди : Әпсуски, биз улар билән айрим-айрим, ико лагиридики ялғуз кабинитларда көрүштуқ. юқиридиму дәп өткинимдәк, улар игоана лагирида туриду. Биз өткәндә уларни зиярәт қилғинимизда, улар билән игоана лагирида күрүшкән идуқ.

Қанат: Кәчүрисиз, гуәнтанамодики икки лагирни, игоана лагири билән ико лагири тилға алдиңиз, бу лагирларниң бир-биридин немә пәрқи бар?

adil-hekim-guantanamo.jpg
Гуантанамота тутуп туруливатқан уйғурларниң бири - адил һеким. Йеқинда америкилик адвокат сабин вилләт әпәнди абабәкри қасим вә адил һекимниң адвокатлиқини үстигә елип, уларниң балдуррақ түрмидин чиқиши үчүн һәрикәт қилмақта.Рәсимни адилниң адвокати сабин вилләт әпәнди тәминлигән.

Sabin Willett Әпәнди : Бу һәқтә мәлумат беримән. Биз бу қетим гуәнтанамоға барғинимизда, армийә даирилири қаидиләрни өзгәртип, бизниң бундин кейин игоана лагириға баралмайдиғанлиқимизни уқтурди. Әгәр биз уларни игоана лагирида зиярәт қилған болсақ, улар билән кичик бир лапас астида, юмшақ орундуқларда олтуруп, уларниң путлири зәнҗир билән бағланмиған әһвал астида көрүшәттуқ.

Бу қетим ундақ болмиди. Мән адил билән қандақ көрүшкәнликимизни сөзләп бирәй. Буниңдин бу қетимқи көрүшүшниң қандақ начар әһвал астида елип берилғанлиқини мөлчәрлийәләйсиз.

Армийә даирилири адилни биз билән көрөштүрүш үчүн әттигән саәт 6 дин 45 минот өткәндә униң путиға кишән, қолиға тақақ салған һалда, уни ико лагириға елип келип, бир лапас йенидики бир қәпәзгә солап қойған . Адил 2 саәт йәни биз униң билән көрүшүш үчүн уйәргә кәлгәнгә қәдәр қәпәздә солақлиқ турған. Биз йетип кәлгәндин кейин, путидики кишән вә қолидики тақақ илинди вә бизниң адил билән икки саәт көрүшүшимизгә рухсәт қилинди. Икки саәт сөһбәттин кейин бизниң ико лагиридин айрилишимиз тәләп қилинди вә адил йәнә қәпәзгә соланди ‏-дә, йәнә икки саәт солақлиқ турди. Биз чүштин кейин бир йеримда адил билән көрүшүш үчүн қайтип кәлдуқ. Йәнә шу кичиккинә лапас астида саәт 4 йиримгичә униң билән сөһбәтләштуқ. Сөһбәт ахирлашқанда бир ико лагиридин айрилдоқ, гундипайлар уни саәт 7 дә игоана лагириға елип кәткичә адил йәнә шу қәпәздә сулақлиқ турди. Демәк, биз адил билән җәмий бәш саәт көрүштуқ. У биз билән бәш саәт көрүшүш үчүн пут қоли зәнҗирләнгән һалда 6 саәткә йеқин вақт өткүзди. Хуласилап ейтқанда, адвукатларниң гуәнтанамодики мәһбуслар билән күрүшүш шараити барғансири начарлашмақта.

Қанат: Бу сөзлириңиздин игоана лагиридики шараитниң ико лагиридин хелила яхши икәнлики мәлум болди. Игоана лагиридики уйғур мәһбусларниң китаб , гезит оқушиға рухсәт қилинамду?

Sabin Willett Әпәнди : яқ, китаб вә гезит оқушиға рухсәт қилинмайду. Уларниң пәқәт қоран оқушиғила рухсәт қилиниду. Түрмидики һәрбий даириләр уларниң әнглизчә өгиниш китаблирини оқушиғиму рухсәт бәрмигән. Әмма улар түрмә даирилириниң тосқунлуқ қилишиға қаримай әнглизчә дәрсини башливәткән. Улар, түрмидә йетиватқан франсузчә, әнглизчә вә әрәпчә билидиған йәнә бир мәһбустин һәркүн әнглизчә дәрс алидикән. Улар аста-аста түрмидә әнглизчә өгинишкә башлиған.

Қанат: Демәк игоана лагиридики мәһбуслар бир - бири билән алақилишалайдикән?

Sabin Willett Әпәнди : Шундақ игоана лагирида 9 киши бар. Улар бир йәрдә, биргә туриду.

Қанат: Сиз янивар ийида адил вә абабәкри билән көрүшкән идиңиз? бу қетимқи учрушушта уларниң руһий һалити қандақ иди?

Sabin Willett Әпәнди : Бу суални сориғанлиқиңиз яхши болди. Һәм адил һәм абабәкри һәмдә садиқниң руһий һалитидин, уларниң барғансири үмидсизлиниватқанлиқи көрүнүп туриду. Улар наһайити җасарәтлик кишиләр, лекин биз уларниң қешиға һәр қетим қуруқ қол бериватимиз. Йәни уларға яхши хәвәр елип баралмайватимиз. Шуңа улар күнсери өзлириниң киләчикидин үмидсизләнмәктә. Улар бир йил авал, һәрбий сот уларға гунаһсииз икәнликини билдүргәндә наһайити үмидләнгән. Ундин кейин адвукатлар улар билән учрушуп мәсилини сотқа елип барғанда улар техиму үмидләнгән иди. Лекин ишлар улар күткәндәк болмиди. Бу қетимқи учрушушта болупму абабәкриниң руһий чүшкүнлики наһайити еғир иди. Чүнки биз абабәкригә дадисиниң өлүм хәвирини йәткүздуқ.

Қанат: Демәк, нәччә йилдин бери сәвәбсиз тутуп турулуватқанлиқи, уларниң руһий һалитигә җиддий тәсир қилмақта шундақму ?

Sabin Willett Әпәнди : Әлвәттә, улар билән көрүшкинңиздә бу әһвални наһайити очуқ көргили болиду. Уларниң бундақ бир әһвалда болуши тәбий. Түрмидә ятқан һәр қандақ бир киши қанчә йилға һөкүм қилинғанлиқини, қачан түрмидин чиқидиғанлиқини билиду. Лекин булар қачанғичә түрмидә ятидиғанлиқини, түрмидин чиқиш еһтималлиқиниң бар ‏- йоқлиқини билмәйду. Бу әһвал кишиләрниң руһий һалитигә наһайити сәлбий тәсир йәткүзиду.

Қанат: Сәккизинчи май күни оттура сот адил вә абабәкриниң делосини көриду. Бу һәқтә бираз мәлумат бирәмсиз?

Sabin Willett Әпәнди : Шундақ 8‏-май күни вашингтонда оттура сот адил вә абабәкриниң мәсилисини көриду. Биз наһайити үмидварлиқ билән оттура сотниң , фидрал сотниң улар һәққидики қарарини бикар қилидиғанлиқини күтиватимиз.

Қанат: Бәргән мәлуматиңиз үчүн көп рәһмәт сәбин вәлит әпәндим.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.