Сәнша боғузи хәлққә нимә елип кәлди?


2006.05.23

‏- Сәнша боғузини туғанлаш қурулуши пүткәндин кейин, хитай һөкүмити буни 2000 йилдин буянқи мәдәнийәт тарихида йүз бәргән әң чоң мувәппәқийәт дәп тәбрикилиди. Бу қурулуш үчүн һаятидин айрилған 100 нәпәр әрбабни әсләп өтти, ‏- дәп баянини башлайду әнгилийидә чиқидиған "тәймис гезити" ниң мухбири майкол шеридан, ‏- сәнша боғузини туғанлиғучилар "сәншани туғанлаш қурулуши әлмисақтин тартип бу җайда һәр йили болуп туридиған кәлкүн апитини аяқлаштурди, чаңҗаң вадисидики миң йиллап кәлкүн апитиниң зийинини тартип келиватқан хәлқни қутқазди, бу қурулушниң вуҗутқа чиқиши һөкүмәтниң "ирадиси" ниң ғәлибиси, дәп тәшвиқ қилди. Бурун бу тәшвиқатчилар "һөкүмәтниң ирадиси пәйда қилған" яман ақивәтләрни тилған алмай кәлгән болсиму, әмди сәнша инҗинерлири бу туған үчүн әң ахирқи бир кузуп симунт лайни төкүлүп болғанда, андин қурулуш җәрянида йүз бәргән үлүм -йиитм санини елан қилди.

‏- Әмәлийәттә сәнша боғузини тоғанлаш қурулушида һаятидин айрилған кишиләрниң сани аран 100 нәччә әмәс, ‏- дәп баянини давамлаштуриду әнгилийидә чиқидиған "тәймис гезити" ниң мухбири майкол шеридан, ‏- бу районда йәнә әҗдадлиридин қалған барлиқ мираслиридин мәһрум болған сан-санақсиз адәм бар. Мушу туған пүткәндин кейин, 8000 орундики әсарә-әтиқә, 1610 орундики завут мушу 600 киломитирлиқ узунлуқтики чоң туған даирисидә суниң тегидә қалди. Дәряларниң сүйи тосулуп, су өрлигәнсири өй -маканлири суниң тегидә қалған, дәрд-пәрятини һүкүмәткә аңлиталмай, амалсиз һалда өй -маканидин көчүп кетип сәрсан болған 1 милйон 300 миң пуқра бар. Бу чоң туған даирисидә су тегидә қалған завутларниң зәһәрлик маддилири һазир суға арилишип, бу иқлимдики икологиилик тәңпуңлуқни мәңгүлүк бузмақта. Бу вадидики белиқчилар әмди тор селип тирикчилик қилиштин үмид үзүп, көмүр кан ишчисиға айлинишни синақ қилмақта. Туғанниң баш еқинидики дачаң шәһәрчисиниң аһалилириму өй -маканлирини ниңхе дәрясида бина қилинған вейшуй туғаниға ташлап бирип, ата мираслири билән видалишишқа башлиди.

Әнгилийидә чиқидиған "тәймис гезити" ниң мухбири майкол шериданниң баян қилишичә, у сәнша буғузи әтрапида, дәря бойлап нәгила барса, юрт -маканидин мәҗбурий көчүрүлүп дели азарланған пуқраларниң йиға-зарини аңлиған. Һөкүмәт бу әтраптики хәлққә та сақчилар милтиқини тәңләп кәлгичә "өй беримиз", "пул беримиз" дәп чирайлиқ вәдә бирип турған. Хәлқ һәр қетим көчүшкә мәҗбурлинип бастурулғандин кейинла, һөкүмәтниң сиясий идийивий хизмәт ишләйдиған гуруппилири түркүм - түркүмләп келип, бастуруп бой сундуралмиған хәлқни алдап җимиқтурған.

‏- 19 Әсрдә, америкиниң нюйорк шәһиридики мәнхатон районидикида 38 стро көврүк бина қилинип, шуниңдин кейин қатнаш җанлинип, шәһәр бирдинла аватлишип кәткәнгә охшаш, һазир сәнша буғузидин 600 киломитир йирақлиқтики чоңчиң шәһириму бирдинла аватлишип кәтти ,‏- дәп баянини давамлаштуриду әнгилийидә чиқидиған "тәймис гезити" ниң мухбири майкол шеридан, ‏-‏- чоңчиң шәһири билән сәнша боғузидиниң арилидики вәнҗу шәһиридә лю фамилилик бир киши "бизниң өй -зиминимиз йоқалған болсиму, әмма бизгә сода -тиҗарәт қилидиған йеңи пурсәтләрму кәлмиди әмәс" дегән. Униң сөзләп беришичә, һазир сәнша боғузида шәһваний тиҗарәт наһайити әвҗ алған.

‏- Сәнша қурулушни сиясий җәһәттә лайиһилигән ли пеңниң из басарлириниң чүшәндүрүшичә, сәнша боғузи дуня буйичә әң чоң туған болсиму, әмма бундақ бир ғайәт зор қурулуш үчүн аран 200 милярд юән сәрп қилинған,‏- дәп баянини давамлаштуриду әнгилийидә чиқидиған "тәймис гезити" ниң мухбири майкол шеридан, ‏-‏- әмәлийәттә буниңдин 4 һәссә көп. Шундақ ейтишқа болдики, бу қурулуш пәқәт һөкүмәтниңла зор ғәлибиси. Һөкүмәт бу җайдики шәһәрчидин 100 миң нупусни қоғлап чиқирип, униң орниға 1 милйон 400 миң нупуслу қ бир шәһәр қуруп чиқтти. Бу һазир "хитайниң су илктир пайтәхти" дәп атилиду. Һөкүмәт һазир бу қурулуштин 2008 ‏- йилиға кәлгәндә 800 милярд 470 милюн киловат илкитир қувити һасил қилинип, нупуси бир милйондин ашидиған 28 шәһәрни иликтир қувити билән тәминлигили болиду, дәп тәшвиқ қиливатиду. Әмма бу чоң қурулуш арқилиқ бу вадиниң муһити қанчилик булғинидиғанлиқини һәргиз тилға алмайду. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.