Өзбек вә қирғиз сиясийонлириниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәққидики қарашлири
2006.06.14

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң тәсис қилинғиниға бу йил бәш йил тошти. Мәзкур тәшкилат дәсләптә қурулғанда шаңхәй бәшлики дәп атилип, пәқәт чегра мәсилисини һәл қилишни муддиа қилған болса, кейин аста-аста мәзмун даирисини кеңәйтип, бихәтәрлик мәсилиси вә террорчилиқ, бөлгүнчилик вә диний әсәбийликкә қарши туруш шуниңдәк районниң иқтисадини тәрәққи қилдуруш шуари билән мәйданға чиқти.
15 - Июн күни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң башлиқлири вә бир қисим көзәткүчи салаһийәттики дөләтләрниң башлиқлири шаңхәйгә җәм болуп, мәзкур тәшкилатниң йеңи йүзлинишидин бишарәт беришти. Мәлумки, шаңхәй һәмкарлиқи қурулғандин буян уйғурларниң сиясий һәрикәтлиригә зәрбә беришни өз алдиға қойған асасий мәқсәтлириниң бири қилип кәлмәктә
Шаңхәй һәмкарлиқи өз мәқситини үзлүксиз түрдә кеңәйтмәктә
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза русийә вә хитай шуниңдәк оттура асиядики өзбекистан, таҗикистан, қирғизистан вә қазақистан рәһбәрлири хитайниң шаңхәй шәһиригә җәм болуп, мәзкур тәшкилатниң қурулғанлиқиниң 5 йиллиқини хатирилимәктә.
Бу қетимқи йиғинниң бир алаһидилики шуки, буниңға ядро пилани мәсилисидә изчил түрдә америка қатарлиқ ғәрб дөләтлиригә билән қаршилишип келиватқан иран президенти махмуд әхмәдиниҗат һәмдә америка вә шималий атлантик окян әһди тәшкилати билән һәмкарлишип келиватқан афғанистан президенти хамид карзай қатарлиқларму көзәткүчиләр сүпитидә иштирак қилған.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати дәсләптә 1996 - йили хитай рәиси җаң земин билән русийә президенти борис йелтсинниң тәшәббуси һәм қоллиши билән шаңхәй бәш дөләт тәшкилати дегән нам астида қурулған болуп, униңда чегра мәсилисини һәл қилиш, районниң бихәтәрликини капаләткә игә қилиш қатарлиқ мәсилиләр муһим муддиа қилинған иди. Бир қанчә йиллиқ һәмкарлиқлар вә сөһбәтләр нәтиҗисидә хитайниң қазақистан, қирғизистан, таҗикистан вә русийә билән болған чегрилири бекитилип, талаш-тартишлар ахирлаштурулуп, бүгүнки күндә бу дөләтләрниң хитай билән болған чегра мәсилиси үзүл- кесил һәл болди дәп җакарланди.
Шаңхәй бәшлики 2001 - йили өзбекистанни өз ичигә елиш билән рәсмий шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати дәп аталди һәм һәмкарлиқ мәзмун даирисини үзлүксиз түрдә кеңәйтти һәм кеңәйтмәктә.
Шаңхәй һәмкарлиқидики дөләтләр америкиға, демократийигә қарши идеологийигә һәрикәт башлиди. Бу уларниң демократийидин қорққанлиқи.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң түп мәқсити –демократийигә қарши туруш
Шаңхәй һәмкарлиқи тәсис қилинғандин буян, мәзкур тәшкилат өз мәқситиниң районниң бихәтәрликини илгири сүрүш, иқтисадий җәһәттин һәмкарлиқни күчәйтиш икәнликини тәкитләп, қандақтур башқа дөләтләргә қарши әмәсликини һәмдә униң һәрбий тәшкилат әмәсликини тәкитлисиму, лекин елип бериватқан әмәлий һәрикәтлири көзәткүчиләрни башқичә қарашларға елип кәлмәктә.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң америкиниң оттура асиядики тәсирини сиқип чиқириш һәмдә районда демократийини әмәлгә ашурушқа қарши икәнликини тәкитлигән өзбекистан президентиниң сабиқ мәслиһәтчиси һәм парламент әзаси җаһангир мәмәтоп әпәндиниң қаришичә, һазир хитай билән русийә демократийини тосуш үчүн өзи билән йеқинлишишни халиған һәр қандақ бир дөләтни йениға тартишқа тәйяр.
Җаһангир әпәндиниң қаришичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза һәр бир дөләтниң өз алдиға көзлигән айрим һәм ортақ мәқсәтлири мәвҗут болуп, өзбекистан президенти ислам кәримоп оттура асиядики демократийигә әң қарши, мустәбитлик билән әйиблиниватқан рәһбәр болуш сүпити билән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати арқилиқ өзиниң түзүмини вә һоқуқини сақлап қелишни мәқсәт қилиду.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң мәқсиди кәлгүсидә оттура асияни ишғал қилишму?

Җаһангир мәмәтоп билән рамизан дирилдайевниң қаришичә, хитай билән русийиниң мәқсити йәнила шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати арқилиқ кәлгүсидә оттура асияни ишғал қилиштин ибарәт.
Қирғизистан җумһурийитиниң сабиқ парламент әзаси, қирғизистан инсан һоқуқи комитетиниң рәиси рамизан дирилдайев әпәнди қирғизистан җумһурийитиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидин чиқип кетишини тәләп қиливатқан өктичи рәһбири болуп, униң қаришичә, қирғизистан президенти қурманбек бақийевниң йеқинда хитайға берип, хитай билән бир қатар кәлишимләрни түзүши вә шаңхәй һәмкарлиқ йиғиниға қатнишиши қирғизистанниң келәчики үчүн зиянлиқтур, улар бу әһвални чүшәнмәйду.
Уйғурлар хитайниң әпти-бәширисини ечиватиду.
Рамизан дирилдайәвниң ейтишичә, хитай узундин буян шәңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр һәм көзәткүчи дөләтләрдин уйғурларниң сиясий һәрикәтлиригә терроризмға зәрбә бериш нами астида бирликтә зәрбә беришни тәләп қилмақта. Бу шаңхәй һәмкарлиқниң асасий нишанлириниң биридур. Униң қаришичә; буниңдики сәвәб һазир, уйғурлар хитай сияситиниң әпти-бәширисини ашкариливатиду.
Өзбек сиясийони җаһангир мәмәтоп әпәндиниң тәкитлишичә, хитай ислам кәримоп билән һәмкарлишип, униң уйғурларни бастурушта қоллишини қолға кәлтүрүш арқилиқ өзбекләрниң қериндашлири һесаблинидиған уйғурларни чөчүтүш һәм алдашни мәқсәт қилиду.
Һазир шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәрбий маневирларни өткүзүш арқилиқ, өз маһийитини һәрбий тәшкилатқа айландуруш қәдәмлирини басмақта. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң мудапиә министирлири йеқинда бир йәргә җәм болуп, террорчилиққа қарши туруш нами астида бирләшмә һәрбий маневир өткүзүшкә пүтүшти. Хитай бу дөләтләрдин "үч хил күч"ләргә зәрбә бериш нами астида уйғурларниң сиясий һәрикәтлиригә бирликтә зәрбә беришни тәләп қилишни һәр бир қетимлиқ йиғинниң күн тәртипигә қойған. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йеңи мәқсити
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астидики һәрбий һәмкарлиқлар
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати америкиға қарши
- Шаңхәй һәмкарлиқи рамкиси астидики уйғур мәсилиси
- Оттура асияниң кәлгүси зор
- Шаңхәй һәмкарлиқи кимгә керәк?
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати ғәрбкә қарши күч уюштурмақта
- "Оттура асия бирликигә зәрбә" мавзулуқ мақалиниң аптори билән сөһбәт
- Русийә билән хитай һәрбий һәмкарлиқлирини күчәйтмәктә
- Хитай оттура асияда русийә тәсир күчиниң орнини игиләмду ?
- Қазақистандики сиясийон шәрпбег америка қошунлири мәсилиси һәққидә тохталди
- Америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфелд оттура асияда
- Америка оттура асиядики қошунлирини елип чиқип кетәмду?
- Уйғурлар билән өзбекләр шаңхәй һәмкарлиқидин әң азап чәккүчиләрдур