Хитайниң тарихий шәхсләргә болған баһаси
2005.12.28
Йеқиндин буян 19-вә 20-әсирдики уйғур елиниң сиясий тәқдири билән мунасивәтлик болған бир қисим хитай милитаристлириға баһа бериш мәсилисидә бәзи көз қарашларниң мәйданға чиқиватқанлиқи мәлум. Гәрчә хитай һөкүмити ашкара һалда уларни ақлап, билдүрүш елан қилмисиму, әмма уларниң милитаристлиқини бир чәткә қайрип қоюп, "җуңгониң земинини қоғдап қалғанлиқи" ни зор төһпә дәп һесаблимақта.
Шең шисәйгә аит йеңи мәлуматлар вә баһалар
Мәлумки, өткән әсирниң 30-40-йиллирида уйғур елини 11 йил идарә қилған шең шисәйниң уйғурларниңла әмәс, бәлки уйғур дияридики һәммә милләтләрниң йүрикигә өчмәс дағ қалдурған, вәһшиликтә тәңдашсиз бир җаллат икәнлики илгири хитай коммунист һөкүмити тәрипидин етирап қилинған һәмдә бу һәқтә башқичә баһа беришкә ашкара йол қоюлмиған болсиму, әмма йеқиндин буян елан қилиниватқан бир қисим материялларда униң вәһшилики,100 миңлиған адәмни түрмигә солап өлтүргәнлики һәм ханивәйран қилғанлиқидәк җаллатлиқ қилмиши бир чәткә қайрип қоюлуп, униң өткән әсирниң 30-йиллиридики қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитини өз ичигә алған уйғур мустәқиллиқ һәрикитини тунҗуқтуруп, совет иттипақи вә сталинни алдап, уйғур елини совет иттипақиға беривәтмәсин вә яки мустәқил болуп кетишигә йол қоймастин сақлап қалғанлиқини әң зор төһпә дәп қараш хаһишлириниң баш көтүриватқанлиқи мәлум. Һәтта бир қисим хитай тарихчилири өзлириниң бу һәқтики әмгәклиридә ашкара һалда, униң хитай дөлитиниң алдидики төһпилирини муәййәнләштүрмәктә.
Андақта қоли уйғур қатарлиқ милләтләрниң қени билән боялған шең шисәйни хитай даирилири ахири ашкара вә рәсми йосунда ақлап чиқарму? буниң үчүн бәзи алдин тәйярлиқлар кетиватамду қандақ? йеқинда, хитай тилидики интернет торлиридин бири www.creaders.com Да шең шисәйгә аит бир парчә мақалә елан қилинған болуп, бу мақалидә 50 нәччә йилдин буян хитай коммунистлири изчил һалда ғәзәплинип кәлгән шиң шисәйниң мав зедуңниң иниси мав земинни өлтүргәнлик делоси ақлинишқа тиришилған. "Шең шисәй мав земинни өлтүрди, к г б архиплири һәқиқи җаллатниң бәлки совет коммунистлар партийиси икәнликини көрсәтти" дәп аталған мәзкур мақалидә шиң шисәйниң 1943-йили 9-айда чен тиәнчу, мавземин қатарлиқ коммунист рәһбәрлирини өлтүргән вақтиниң натоғра икәнлики, әмәлийәттә бәзи кишиләрниң мав земинни 1944-йили 6-айда үрүмчи дарилмуәллиминидики шең шисәйниң мәхпий түрмисидә көргәнлики баян қилинған.
Бу мақалидә көрситилишичә, мав земинниң өлүми һәққидә һәр хил қарашлар бар болуп, униң бири мундақ: гоминдаңниң контроллуқиға чүшүшни халимиған шең шисәй 1944-йили язда сталинға хәт йезип, шинҗаңни совет иттипақиниң бир иттипақдаш җумһурийити қилишни, өзи рәис, мав земинни баш секритар қилиш лайиһисини оттуриға қойған һәмдә түрмидики мав земин билән бу һәқтә қайта-қайта сөзләшкән болсиму, әмма мав земин буниңға қошулмиған, шуниң билән шең шисәй ғәзәплинип, мав земинни өлтүрүвәткән.
Йәнә бир қараш шең шисәй мав земинни совет иттипақиға әвәтип бәргән болуп, шу вақтидики совет иттипақи к г б башлиқи берия мав земинниң шинҗаңдики чоң тазилашниң арқа көрүнүшлирини билгәнлики һәмдә совет к г б даирилириниң шең шисәй билән болған һәмкарлиқлириға қарши турғанлиқини нәзәргә елип, уни сталиндин йошурун һалда өлтүрүвәтти дегәндин ибарәт.
Бәзи көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай коммунистлириниң даһиси мав зедуңниң иниси мав земинниң шең шисәй тәрипидин әмәс бәлки, совет к г б даирилири тәрипидин өлтүриветилгәнликиниң мәйданға чиқиши тасадипийлиқтин дерәк бәрмәйду, бу бәлки вәқәни совет иттипақиға артиш арқилиқ, шең шисәйни ақлашқа бесилған йәнә бир қәдәм болуши мумкин.
Шең шисәйниң өйи вә хоҗа нияз һаҗимниң қәбриси
Һәтта үрүмчи шәһәрлик һөкүмәтниң интернет ториға шең шисәйниң ғәрбий тағдики туралғу җайиниң сүрити қоюлған болуп, бу орун гәрчә үрүмчидики зиярәт қилидиған тарихий җайлар сүпитидә бекитилгән болсиму, әмма уйғурлар тәрипидин изчил түрдә җаллат дәп қарилип келиватқан шең шисәйниң кона өйиниң үрүмчи шәһәрлик компартийә комитети башқуридиған мәзкур рәсми интернет тор бетидин орун елиши һәтта униңда көрситилгәндәк ишләп чиқириш қурулуш армийисиниң 104-полкиниң шең шисәйниң туралғу өйини қайта ясап чиқиватқанлиқиниң уйғурларни ойға селиши тәбиий. Ваһаләнки, үрүмчи шәһәрлик һөкүмәтниң мәзкур интернет торида әшу шең шисәй өлтүргән хоҗа нияз һаҗимниң, сабит дамолламниң, қазақларниң қәһримани шәрипханниң вә башқиларниң қәбрилиригә, туралғу җайлириға һеч болмиғанда тарихий нуқтидин болсиму орун берилмигән. Һәтта, мәлум болушичә мәзкур затлар ятқан қәбристанлиқини түзләп, униң орниға бина селиш һәққидики талаш-тартишлар һазирғичә мәвҗут болуп, мәзкур қәбристанлиқниң тәқдири ғува һалаттә турмақта.
Уйғурлар шуни билидуки, хитай һөкүмити дүшмән, милитарист дәп елан қилған шең шисәйниң туралғу җайи қоғдилип һәтта ясалғини билән әхмәтҗан қасиминиң уйғур аптоном районлуқ маарип комитети ичидики туралғу җайи алла-бурун чеқип түзливетилди.
Инкасларға қариғанда, йәнә хитай тилида шең шисәйниң тәрҗимһали вә һаятиға аит әсәрләрму елан қилинип, кәң тарқитилған. Униңдин башқа йәнә бир қисим уйғур зиялийлириниң билдүрүшичә, буниңдин мәлум йиллар илгири шең шисәйниң қизи уйғур елини зиярәт қилғанда у дадисиниң намини әслигә кәлтүрүш тәлипини оттуриға қойған һәмдә наһайити яхши күтүвелинишқа еришкән икән.
Омумән, һазир хитай тилидики бир қисим мақалилар вә китабларда зо зоңтаң, яң зеңшиң, шиң шисәй қатарлиқларни ақлап, уларниң җуңгониң бирликини сақлап қалғанлиқини хәлқни бастурғанлиқиға қариғанда зор төһпә дәп қараш баш көтүрүлгән. Уйғур елидики хитайлар арисида мәйли зо зоңтаң,яки яң зеңшиң вә яки шең шисәй болсун уларниң һәммиси уйғурларни бастуруш һәм уйғурларниң мустәқил һакимийәтлирини йоқитиш арқилиқ "вәтәнни қоғдиғанлиқи" үчүн уларниң коммунист болуши вә яки башқа идеологийигә мәнсуп болуши бәрибир дәп қарайдиған хитай милләтчилик хаишиниң һөкүм сүрүватқанлиқи билдүрүлмәктә. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әхмәтҗан қасими қатарлиқ рәһбәрләр растинла айропилан һадисисидә қаза қилдиму?
- Шәрқий түркистан җумһурийитиниң баш катипи абдурәуф мәхсум ибраһими(3)
- Шәрқий түркистан җумһурийитиниң баш катипи абдурәуф мәхсум ибраһими(2)
- Шәрқий түркистан җумһурийитиниң баш катипи абдурәуф мәхсум ибраһими(1)
- Зия сәмиди -йиллар сири (2)
- Зия сәмиди –йиллар сири (1)