Шаңхәй һәмкарлиқи кимгә керәк?


2005.10.27

RUSSIA-SHANGHAI-COOPERAT-33.jpg
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң вәкиллири москвада. AFP

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр баш министирилириниң йиғини 10-айниң 26-күни москвада ахирлашти. Бу қетимқи йиғинниң бир йеңилиқи шуки, көзәткүчи сүпитидә қатнашқан пакистан, һиндистан, иран вә моңғулийә һөкүмәтлири өзлириниң мәзкур тәшкилатқа әза болуш қизғинлиқини ипадә қилди.

Русийә президенти путин йиғинға қатнашқан барлиқ баш министирларни қобул қилип, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң дуняниң тәхминән үч милярт нопусини өзигә җәм қилған, "дуня сияситидики муәййән амилға" айланғанлиқи шуниңдәк униң бурунқи рамкидин чиқип кәткәткәнликини көрсәтти.

Бу қетимқи йиғинда терроризм, бөлгүнчилик вә диний әсәбийлик шуниңдәк зәһәрлик чекимликләр содисиға қарши ортақ күрәш қилиштин ибарәт кона тема тәкрарланғандин сирт йәнә бир йеңилиқ сүпитидә бу тәшкилатниң келәр йиллиқ хам чот мәсилиси, бу тәшкилат рамкиси астида һөкүмәткә тәвә болмиған сода ишлири оргини қуруш, банка, сода-иқтисад һәм мәдәнийәт алақилирини күчәйтиш һәққидики бир қатар келишимләр имзаланди.

Владимир жроновский: шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини һәрбий иттипаққа айландуруш керәк

Ғәрб көзәткүчилири шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң хитай билән русийиниң башламчилиқидики, ғәрбкә қарши һәрбий иттипаққа айлинишқа йүзлиниватқанлиқини тәһлил қилмақта . Америка, шималий атлантик окян әһди тәшкилати вә явропа иттипақиниңму мәзкур тәшкилатниң йүзлинишигә диққәт қиливатқанлиқи мәлум.

Буниңдин хатирҗәмсизлик һес қилған хитай шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һәрбий иттипақ шәкилләндүрүшни мәқсәт қилмайдиғанлиқини көрсәтти. Бу һәқтә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң баш секритари җаң дегуаң мухбирларни күтүвелиш йиғинида очуқ билдүрүш елан қилған.

Русийиниң интерфакис агентлиқиниң хәвиридин мәлум болушичә җаң дегуаң "бизниң һазир қиливатқан һәммә ишлиримиз, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң қандақтур бир йепиқ иттипақ яки һәрбий иттипақ вә яки йепиқ сиясий иттипақ болушини мәқсәт қилмайду. Һәрқандақ ундақ-мундақ ой бу йәрдә мәвҗут әмәс" дегән.

Әмма, техи йеқиндила хитайни рәсми зиярәт қилип қайтип кәлгән русийә парламентиниң муавин башлиқи, русийә әркин демократлар партийисиниң рәһбири владимир роновский өзиниң хитай сәпиридин алған тәсиратлири һәққидә тохталғанда, ашкара һалда русийә билән хитайниң техиму иттипақлишип, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини һәрбий иттипаққа айландурушқа чақирған.

KAZAKHSTAN-RUSSIA-CHINA--29.jpg
7-Айниң 5-күни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң президентлири қазақистанниң пайтәхти астанида учрашқан иди.AFP

Русийиниң www.strana .ru Агентлиқиниң учуридин қариғанда, хитай –русийә вә ғәрб мунасивәтлири һәққидә пикир баян қилған владимир жроновский" әгәрдә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәрбий иттипаққа айланса, бу иттипақниң армийисиниң шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң армийисидин сан вә сүпәт җәһәттин хелила күчлүк болидиғанлиқи"ни тәкитлигән. У йәнә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һиндистан ,пакистан вә иранни өз ичигә алса, дуня нопусиниң йеримини игиләп, тез арида явропа иттипақи билән тәңдаш күч болалайдиғанлиқини" тәкитлигән.

Русийиниң www.strana .ru Агентлиқидики учурдин қариғанда, русийә демократлири тәрипидин фашизм билән тәнқитлиниватқан муавин парламент башлиқи владимир жроновский йәнә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини явропа иттипақиниң шәрқтики вариянтиға айландуруш мумкинликини, униң пайтәхтини өзбекистанниң ташкәнт шәһири қилип бекитишни, шундақ қилғанда 10-15 йил ичидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини дуня аһалисиниң йеримини бирләштүргән иқтисадий, сиясий вә һәрбий тәшкилатқа айландурғили болидиғанлиқини тәкитлигән. Өзбекистан демократик қурултийиниң рәиси, ислам керимофниң сабиқ мәслиһәтчиси, америкида яшаватқан җаһангир мәмәтоп әпәнди өзиниң тәнқидий позитсийисини билдүрүп, русийә билән хитайниң һәқиқәтән америкиниң оттура асиядики тәсиригә қарши һәрбий иттипақ қуруш ғәризи барлиқини оттуриға қойди.

Владимир жроновскийниң йүз пирсәнтлик өзгириши

Русийә парламентида муһим аваз күчигә игә русийә әркин демократлар партийисиниң рәһбири, парламентниң муавин башлиқи, владимир жроновксий әслидә он нәччә йилдин буян хитайни әйибләп, уни русийә үчүн әң зор тәһдит дәп қарап, униң русийидики мәнпәәтлирини чәкләш тәшәббусида болуп кәлгән. Униң қаттиқ позитсийиси хитайни биарам қилған иди. Әмма у бу қетим хитайни зиярәт қилип, хитай һөкүмитиниң әң алий дәриҗидә күтүвелишлириға сазавәр болған, русийә мәтбуатлири униң мәзкур зиярәттин кейин, хитайға болған позитсийисини бирақла өзгәрткәнликини көрситишмәктә. Русийиниң страна .Ру агентлиқиниң йезишичә, хитайниң сабиқ дүшмини владимир жроновский бирдинла бурунқи тонини өзгәртип, өзиниң илгири хитайни хата чүшинип қалғанлиқи, әмәлийәттә хитайниң русийиниң йирақ шәрқидин көзлигән һечқандақ нийитиниң йоқлиқини, хитай тәһдидиниң хитайларниң хиялидиму йоқ иш икәнликини билдүрүп, русийә һөкүмитини хитай билән техиму иттипақлишишқа дәвәт қилған. Мулаһизичиләр, униң бу көз қарашлирида ғәрбкә қарши кәйпиятниң муһим рол ойниғанлиқини оттуриға қоюшмақта.

Оттура асия демократик өктичилири шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға қарши

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң секритари җаңдегуаң, бу қетим мухбирларни күтүвелиш йиғинида, мәзкур тәшкилатниң үч хил күчләргә қарши күрәштә ғәлибиләргә еришкәнликини һәмдә буниңдин кейинму бу күрәшни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди. Бирақ, америкида тәсис қилинған өзбекистан демократик қурултийи шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң асасий муддиасиниң терроризм, бөлгүнчилик вә диний әсәбийликкә қарши турушни баһанә қилип өз дөләтлиридики демократик күчләрни, сиясий өктичиләрни бастуруш икәнликини көрсәтти.

Өзбекистан демократик қурултийиниң рәиси җаһангир мәмәтоп әпәнди , әгәрдә өзбекистанда демократик өзгириш болуп, һакимийәт демократларниң қолиға өтсә, өзбекистанниң шаңхәй тәшкилатидин чиқип кетиши мумкинликини оттуриға қоюп, һазир өзбекистанниң бу тәшкилатта һечқандақ мәнпәәтлириниң йоқлиқини әскәртти.

Униң қаришичә, ислам керимоф, өз һакимийитини сақлап қелиш үчүн хитай вә русийә билән бирлишип, америкиға қарши турмақта. Хитай өзбекистанни өз ичигә алған оттура асия дөләтлиридин пайдилинип, шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи үчүн күрәш қилған уйғурларни бастурмақта. Ислам керимоф бу җәһәттә қериндаш уйғурларға әмәс, бәлки хитайларға ярдәм қилмақта.

У өзбекистан демократик қурултийиниң уйғурларниң азадлиқини өзбекләрниң азадлиқи дәп чүшинидиғанлиқи, уйғурлар азад болған күнни өзбекләр үчүн катта байрам дәп һесаблайдиғанлиқини, ислам керимофта миллий туйғу йоқ болуп, униңда тәхт туйғуси күчлүк болғанлиқи үчүн вақти кәлсә уйғурнила әмәс һәтта өзбекләрниму хитайға тутуп бериштин янмайдиғанлиқини шәрһилиди.

Қирғизистан, қазақистан өктичилириму өз һөкүмәтлирини хитайниң бесими вә хитайдин алидиған пайдини дәп қазақ, қирғиз қатарлиқ хәлқләр билән миллий туғқанчилиққа игә түркий хәлқ -уйғурларниң мәнпәәтлирини қурбан қилмаслиққа дәвәт қилмақта. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.