Хитай һөкүмити ху җинтавниң мәмәт савурға қайтурған җаваб хетини өгиниш һәрикитини кеңәйтмәктә
2005.05.11
Уйғур елидики хитай партийә, һөкүмәт даирилири нөвәттә, лопнур даши кәнтиниң иттипақ секритари "мәмәт савурниң ху җинтавниң җаваб хетини тапшуруп елиши, уйғур аптонум райониниң сиясий һаятидики муһим иш" дәп тәшвиқ қилмақта.
Уйғур аптонум райони һөкүмәт ахбаратидин ашкарилинишичә, бир нәччә күн илгири уйғур аптонум районлуқ парткомниң муавин секритари ху җайән мәхсус бир һал сораш өмикини башлап, даши кәнтигә мәмәт савурдин һал сорилиғили барған. У, баш секритар ху җинтавниң мәмәт савурдин күткән үмиди, пүтүн уйғур яшлиридин күткән үмиди дәп сөз қилған һәмдә ху җинтавниң хетиниң роһини өгиниш һәркитини пүтүн област һәм аптонум районда кеңәйтиш һәққидә аптонум районлуқ парткомниң йол йоруқини йәткүзгән.
Даши кәнти иттипақ секритари мәмәт савурниң актиплиқ билән ху җинтавға хәт йезиши һәмдә ху җинтавниң униңға хәт қайтуришидин уйғур елидә йәнә бир сиясий өгиниш долқуниниң көтүрүлгәнлики,чәтәлләрдики уйғурлар арисида күчлүк инкасларни қозғиди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Лопнурниң даши кәнтидики деһқанларниң сиясий өгиниш қилишиға сәвәб болған хәт
- Хитай һөкүмити уйғур ели маарипини сиясәтчиләрниң башқуришини тәкитлимәктә
- Хитай компартийиси сияси идийиви тәрбийини техиму күчәйтмәктә
- Уйғур елидики биринчи түркүм һәҗ өмики йолға чиқиштин бурун сиясий тәрбийә елип берилди