Ху җинтавниң "сәккиз шәрәп, сәккиз номус" дегән әхлақ өлчими һәққидә суал
2006.04.03
Хитайдики йәрлик һөкүмәтләр ху җинтавниң "сәккизни шәрәп билиш, сәккиз номус билиш" һәққидики сөзини деһқанларға "сотсиялистик йеңи йеза қуруш" ниң "икки сәккиз өлчими" дәп тәшвиқ қилишқа башлиғандин кейин, әркин учур вастилирида буниңға қарита соаллар оттуриға қоюлди. Баш оргини америкиниң принстон университетидики хитай учур мәркизиниң журнили болған "көзитиш журнили"ниң 4 - айниң 1 -күнидики санида "ху җинтавниң "сәккиз шәрәп, сәккиз номус" дегән әхлақ өлчими һәққидә суал" намлиқ бир мақалә елан қилинди.
"Вәтән" дегән уқум һәққидә
Мақалидә баян қилинишичә, һазир "тәйвән боғизиниң икки тәрипидики җуңголуқлар" дейиливатиду. Ху җинтавниң "сәккиз шәрәп, сәккиз номус" дегән әхлақ өлчимидә тилға елинған "вәтән" зади қайси вәтән? 1912 - йили чиң сулалисини ағдуруп ташлап, 3 миң йиллиқ мустәбитликни ахирлаштуруп қуруп чиқилған җуңхуа мингому яки униң орниға дәсситиш үчүн қуруп чиққан маркс- ленинларниң җуңхуа хәлқ җумһурийитиму? ху җинтавниң дәватқини наһайити ениқки, дуня тинчлиқиниң ортақ дүшмини, дунядики әң вәһши фашист тәшкилат, хәлққә, инсан тәбиитигә қарши қанлиқ, зораванлиқ сиясәт йүргүзидиған, инсанийәттики әркинликниң дүшмини, җәмийәттики қара гуруһ, лүкчәкләр тәшкилати болған коммунистик партийиниң җуңхуа хәлқ җумһурийити. Буни сөйүшни қандақму әхлақ өлчими қилғили болсун?
"Хәлқ" дегән уқум һәққидә мақалидә баян қилинишичә, хитай коммунистик партийиси хәлқни өз вә дүшмән дәп иккигә айрийду. "Өз" дәп қарайдиғанларниму нопус тизимликтики кимликигә қарап, деһқан яки башқа дәп пәрқләндүрүп, кәмситиду. Кишиләрниң әмәлдар яки адди пуқра аилисидин келип чиққанлиқиға қарап, уларға "қизил" яки "қара" дәп пәрқлиқ муамилә қилиду. Коммунстик партийә намрат хәлқ аммисини "топулаңчилар", "муқимсизлиқ пәйда қилғучилар" дәп қарайду. Хитайда һәммә адәм қанун алдида баравәр әмәс, һәммә адәмниң бирдәк сайлам һоқуқи йоқ. Хитайда һечким көңлидә ойлиғанни бималал сөзләш әркинликигә игә әмәс. Пүтүн хәлқни партийиниң демәкчи болған сөзидин башқа сөзни қилмаслиққа мәҗбурлайду. Хәлққә мушундақ муамилә қилишни "хәлқ үчүн хизмәт қилиш" дегили боламду?
"Ишчанлиқ" , "һорунлуқ" дегән уқум һәққидә
Хитай коммунистик партийиси өзиму икки қутупқа бөлөнгән. Коммунист әмәлдарлири билән бир кечидила тосаттин "алди билән бейип" хоҗайин болувалған партийә әзалири рәңга-рәң чирақ чақниған, һарақ-шарап, әйши -ишрәт ямриған җайда, әмма өмүр буйи җапа ға чедап ишләп келиватқан ишчилар, деһқанлар хизмәт, оқуш, туралғу, давалиниш, һәтта әрз баян қилиш пурсәтлиридинму мәһрум қелип, "асман йерақ йәр қаттиқ" әһвалға чүшүп қалған. Бундақ әһвалда, коммунстик партийиниң хәлққә ишчанлиқ һәққидә вәз ейтиши мумкинму?
"Иттипақлишиш" , "өз нәпсигә чоғ тартмаслиқ" һәққидә
Мақалидә баян қилинишичә, хитай коммунистик партийиси чоң қуруқлуқтики гоминдаң партийисини яки башқа партийиләрни , һәтта хәлқниму өзлириниң ишчилар тәшкилати, деһқанлар тәшкилати яки башқа бир партийә тәшкилатини қуруштин мәһрум қалдурған. Җәмийәттә итипақлишишни вә уюшушни қанунсиз сиясий һәрикәт дәп һесаблайду. Бәлки өз- ара иттипақлашқан, тәшкилатларға уюшқан хәлқни тутқун қилип түрмиләргә ташлайду. Хәлқниң дәрдигә йәткән адвукатларғиму җаза һөкүм қилиду. "Һоқуқ" дегәнни һәммидин үстүн орунға қойиду. Коммунистик партийә өзиниң һоқуқиға тайинип башқиларниң мәнпәәтигә бузғунчилиқ қилип, өз нәпсигә чоғ тартиду. Коммунистик партийә һәр қандақ мәнпәәткә көз тиккәндә, униңда сәмимийлик, һая, номус дегән нәрсә мәвҗут әмәс. Бундақ партийә қандақму хәлққә өз нәпсигә чоғ тартишниң хаталиқини тәкитләп вәз ейталайду? (давами бар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сәккиздә шәрәпсиз , сәккиздә нумуссиз адәмләр топи - хитай коммунистик партийиси
- Уйғур елидә "8 шәрәп, 8 номус" қаришини өгиништин ибарәт йеңи сиясий өгиниш долқуни күчәйди
- Ху җинтав келәр айдин башлап дәря вә көлләрдики суни деһқанларға сатмақчи
- "Сотсялистик йеңи йеза қуруш" дегән сиясәт уйғур юртлирида қандақ иҗра қилиниду? (3)
- "Сотсялистик йеңи йеза қуруш" дегән сиясәт уйғур юртлирида қандақ иҗра қилиниду? (2)
- "Сотсялистик йеңи йеза қуруш" дегән сиясәт уйғур юртлирида қандақ иҗра қилиниду? (1)
- Вен җябав 'йеңи йеза' ни нәдә қуриду?
- Керийә наһийисидә яш - өсмүрләрниң идийисини тәкшүрүш һәрикити башланди