Сабиқ совет разветкиси уйғурлар диярида (1)
2006.05.03

Уйғурларниң 19-вә 20-әсирләрдики сиясий тарихи уйғур дияри билән узун чегриға игә болған сабиқ чар русийә вә кейинки сабиқ совет иттипақиниң шәрқ сиясити җүмлидин хитай сиясити билән зич бағлинишлиқ иди.
Сабиқ чар русийә империйиси 19-әсирдики уйғурларниң миллий мустәқиллиқ қозғилаңлири вә бу қозғилаңлар нәтиҗисидә мәйданға кәлгән или султанлиқи, қәшқәрийә дөлитиниң йоқитилиши билән мунасивәтлик болса, сабиқ совет иттипақи 20-әсирдики икки шәрқий түркистан җумһурийитиниң ахирлишишиға биваситә һәм васитилиқ һалда бағлинишлиқтур. Совет иттипақи өзлириниң пиланлирини әмәлгә ашуруш үчүн разветка органлиридин үнүмлүк пайдиланған иди.
Архиплар җаваб бәрмәктә
Совет иттипақи йимирилгәндин кейин, бир қисим русийә мутәхәссислири 70 йиллиқ идеологийилик боюнтуруқтин қутулуп, өз тарихиғила әмәс бәлки , башқа милләтләрниң тарихиғиму қайтидин баһа беришкә, совет түзүминиң әйни вақиттики сиясий мәнпәәтлири вә ғәрәзлири үчүн өз әтрапидики вә ичидики милләтләргә һәм дөләтләргә нисбәтән қандақ рәзил васитиләрни қолланғанлиқлирини дадиллиқ билән оттуриға қоюшқа башлиди. Буниңға асас болған материял мәнбәлири совет иттипақиниң илгири толуқ мәхпий дәп бекитиветилгән архиплири болуп, 1992-йилидин етибарән москва һөкүмити көплигән архип материяллирини сиртқа ачқан иди. Бир қисим русийә алимлири совет иттипақиниң 20-әсирниң алдинқи йеримида уйғур елиға вә уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикәтлиригә қаратқан сияситигә мунасивәтлик мәхпий архипларни тәкшүрүш арқилиқ бәзи йеңи учурларни оттуриға чиқирип, кишиләрниң әйни вақиттики мәсилиләргә башқидин баһа беришини һәм чүшинишини илгири сүрди. Русийә алимлири диққәт қилған бир нуқта 20-әсирдә совет иттипақи кгб даирилириниң уйғур диярида елип барған алаһидә һәрикәтлиридин ибарәт.
Москва мустәқил дөләткә йол қоймиди
Рус мутәхәссиси в .Ф. Нех йеқинда " н к в д ниң шинҗаңдики алаһидә һәрикәтлири " дегән темида бир парчә мақалә елан қилған болуп, у өз мақалисидә 20-әсирниң 20-йиллиридин таки 1949-йилиғичә уйғур дияриниң совет -хитай мунасивәтлиридики өзгичә алаһидиликкә игә орун болғанлиқи, униң совет иттипақи билән хитай арисидики тосақ райониға айланғанлиқини көрситиду. Апторниң тәкитлишичә, уйғур дияриниң совет-хитай мунасивәтлиридики мундақ алаһидә тосақ районлуқ алаһидиликигә айлинишида бир қанчә сәвәбләр мәвҗут.
"Биринчидин" дәп язиду -рус мутәхәссиси в .Ф. Нех - "бу җайниң җуғрапийилик әһвали болуп, бу җай совет иттипақи билән 2000 километирдин артуқ чегра линийисигә игә , шинҗаң арқилиқ совет иттипақиниң қазақистан, ғәрбий сибирийә вә урал бойлириғичә болған әң ички районлириға қисқа йол билән барғили болиду. Әгәрдә ғәрбий хитайда дүшмән армийиси орунлашса, уларниң совет иттипақида бихәтәр нуқтиларни қоймаслиқи мумкин".
Иккинчидин шинҗаңниң миллий тәркиби мурәккәп болуп, әйни вақитта уйғурларниң нисбити 60% тин юқири иди. Бу җайда уйғурлардин башқа йәнә қазақ, қирғиз, хитай қатарлиқ милләтләрниң болуши.
Аптор бу сәвәбләрниң муһимлириниң бириниң бу өлкиниң ишлириға японийә вә әнгилийниң актип арилишишқанлиқи икәнликини көрситиду ."Әнә шундақ тәрәпләрни нәзәргә алған совет иттипақи һөкүмити 20-әсирниң 30-40-йиллирида бу җайда уйғурланиң совет иттипақиға қарши оттуридики бир дөләтниң қурулушиға вә совет һакимийитигә қарши ақларниң һәм басмичиларниң һуҗум қозғап, чегрининиң бихәтәрликигә тәһдид елип келиши вә уларниң уйғур дияриға сиясий җәһәттин тәсир көрситишигә йол қоймаслиқни қарар қилди".
Рус алиминиң ашкарилишичә, совет иттипақи рәһбәрлик қатлимида уйғур дияриниң тәқдиригә мунасивәтлик түрлүк көз қарашлар арисида узун мәзгил муназирә болған. Бу муназириләр нәтиҗисидә ахири, уйғур, қазақ қатарлиқ йәрлик хәлқләрниң мустәқиллиқ идийилирини, һәтта улар коммунизм байриқини көтүрүп чиқишидин қәтий нәзәр қоллимаслиқ, униң әксичә хитай һакимийитиниң бу өлкидә өз һөкүмранлиқини сақлап қелишиға қизил армийә вә чегра қоғидиғучи қошунларни әвәтип болсиму ярдәм қилиш қарар қилинди.
Совет иттипақи армийә вә разветка хадимлирини ишқа салди
Апторниң йезишичә, өзлирини езилгән хәлқләрниң ниҗат юлтузи дәп җар селип, коммунистик партийә һәм коммунизмниң улуғлуқини тәшвиқ қилип, кишиләрни бу идийә үчүн җан пида қилишқа дәвәт қилған ленин рәһбәрликидики совет русийиси тунҗи қетим 1921-йили мәзкур қарар бойичә уйғур елиға һәрбий қошун әвәтти. Бу чағда уйғур дияриға 50 миңдин артуқ чар падишаһ җәңчи-офитсирлири, қачақлар қечип келивалған иди. Қозғилаң көтәргән ақларниң дутоп, анненкоп вә бакич, новикоп вә шишкина қатарлиқларниң қошунлири генерал бакичниң қоманданлиқида хитай һакимийитигә бой сунмиди.
Апторниң оттуриға қоюшичә, ақларниң бу қошуни уйғур диярини база қилип совет русийисигә қайтурма зәрбә бәрмәкчи болди. Өз һакимийитидин әнсиригән өлкидики хитай һөкүмитиниң беши һесаблинидиған яң зеңшиң совет һөкүмитидин ярдәм сориди. Нәтиҗидә, 1921-йили 17-майда " түркистан фронти қоманданлиқ шитаби билән шинҗаң һөкүмити арисида бакич вә новикоп қоманданлиқидики ақларниң қачақ армийисини бирликтә йоқитиш үчүн хитай территорийисигә қизил армийини киргүзүш һәққидики келишим" дәп аталған бир тохтам түзүлди. Әнә шу келишимгә асасән 1921-йили 5-6-айлар вә күз мәзгилидә совет қизил армийиси уйғур диярида икки қетим һәрбий һәрикәт елип барди һәмдә генерал бакични йоқатти.
Уйғур разветчикиниң паҗиәси
Рус мутәхәссислиридин бармин вә башқиларниң қаришичә, әйни вақитта уйғур дияриға қечип кәлгән совет русийисигә , коммунизға қарши турған ақлар совет русийиниң оттура асия вә йәттә судики һәмдә ғәрбий сибирийидики һөкүмранлиқиға нисбәтән еғир тәһдид салған болуп, уларниң пилани вақти кәлсә, уйғур диярида күч топлап вә һәрбий тәйярлиқ елип берип, қайтидин йәттә су , оттура асия райони вә ғәрбий сибирийигә бесип кирип, мустәқиллиқ җакарлаш иди . Улар бу пилани үчүн йәрлик уйғур, қазақ, қирғиз вә өзбек қатарлиқ мусулманларниң ярдимигә еришишкә көп һәрикәт қилған. Бу әһвал әйни вақитта совет русийисиниң разветка органлири тәрипидин тәкшүрүлүп турған болуп, совет русийиси разветка органлири ақ армийә қоманданлиридин дутопни йоқитиш үчүн йәрлик уйғур, қазақ, татарлардин пайдиланған.
Йәттә су уйғурлиридин чиққан махмут ғоҗамяроп совет русийисиниң разветка органлири тәрипидин мәхпий ғулҗиға әвәтилип, коммунистларға қарши армийиниң қомандани дутопниң йениға киргүзүлгән. Бу адәм атаман дутопни өз қоли билән етип өлтүрүп, совет иттипақида даң чиқарған һәтта совет русийиси "к г б синиң атиси" дәп һесабланған дрҗинскийниң саәт вә тапанча билән мукапатлишиға еришкән. 30-Йилларда атаман дутопниң адәмлири махмут ғоҗамяроптин интиқам елиш үчүн , бир кечидә униң аяли вә пәрзәнтлирини өлтүрүвәткән иди. Әң паҗиәлик йери шуки, совет русийиси үчүн барлиқини вә аилисини қурбан қилған бу уйғур разветчики 1937-йили өзи хизмәт қилған совет һөкүмити тәрипидин "хәлқ дүшмини" дәп қолға елинип, йәнә шу совет н к в д даирилири ( к г б ниң дәсләпки нами) тәрипидин етип ташланған.(Умидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бир рус мутәхәссисиниң хитайдики миллий мәсилә һәққидики көз қарашлири
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(4)
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(3)
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(2)
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(1)
- Рус алими гелбарс: русийиниң уйғурларға тутқан позитсийиси сатқинларчә позитсийә
- Уйғурлар билән өзбекләр шаңхәй һәмкарлиқидин әң азап чәккүчиләрдур
- Уйғурлар йәнә қачанғичә мәвҗут болуп туралайду?
- Сибирийидики муназириләр: уйғурлар мустәқил дөләт қураламду? (2)
- Сибирийидики муназириләр: уйғурлар мустәқил дөләт қураламду? (1)