Сабиқ совет разветкиси уйғурлар диярида (2)


2006.05.08

stalin.jpg
30 – 40 – Йилларда уйғурларниң тәқдирини пичқан совет иттипақи рәһбәрлири. Оттурисидики сталин. Униң оң тәрипидики һәрбий формидики киши дөләт мудапиә ишлири рәһбири, шинҗаң мәсилисини тәтқиқ қилиш мәхсус комиссийисиниң башлиқи варшилов. AFP

Өткән әсирниң 30-йиллирида уйғур дияриниң сиясий вәзийитидә җиддий өзгиришләр йүз бәрди. яң зеңшиң вә җин шурен қатарлиқ хитай милитаристлириниң уйғурларға қаратқан "надан қалдуруш" " ташқи дунядин қамал қилиш" сиясий тактикилири ахири базар тапалмай қалди. 1931-Йили, қумул тағлирида уйғурлар өзлириниң зораванлиққа қарши қозғилаңлири башлаш билән мәзкур қозғилаңниң тәсири астида пүтүн уйғур диярида кәң көләмлик миллий азадлиқ һәрикәтлири әвҗи елип, пәқәт үрүмчидин башқа җайларниң һәммиси дегүдәк қозғилаңчилар қолиға өтти. Мана мушундақ зор өзгириш уйғур дияриға қошна совет иттипақиға тәсир көрсәтмәй қалмиди. Москва даирилири қайтидин уйғур дияриниң сиясий тәқдиригә мунасивәтлик чарә-тәдбирләрни елип, буниң үчүн разветка органлирини ишқа салди.

Шәрқий түркистан җумһурийити москвани әндишигә салди

20-Әсирниң 30-йиллирида көтүрүлгән кәң көләмлик қозғилаңлар нәтиҗисидә үрүмчидики хитай милитаристлириниң һөкүмранлиқидики җайлардин башқа пүтүн уйғур дияри қозғилаңчилар қолиға өтти. 30-Йилларда уйғур дияриниң һәрбий сиясий вәзийитигә тәсир йәткүзидиған асаслиқ үч хил күч мәвҗут болуп, улар хоҗа нияз һаҗимни байрақ вә қомандан дәп тонуған қумул-турпан һәм тәңритағлириниң җәнубий қисимлирини контрол қилған уйғур қозғилаңчилири, ма җуңйиңниң башламчилиқидики туңган қораллиқ күчлири вә җяң пеййү|ән башчилиқидики или вилайити даирисидики шең шисәйгә қарши хитай һәрбий күчлири болуп, бу үч хил күч җин шуренни ағдуруп өлкә һакимийитини игиливалған шең шисәйгә қаттиқ тәһдит салған иди.

Мәзкур үч күчниң көзлигән мәқсәтлири айрим болуп, җяң пеййү|ән башчилиқидики хитай һәрбийлири пәқәт өлкә һакимийитини игиләп, өлкини хитай мәркизи һөкүмитигә бойсундурушни арзу қилса, туңган ма җуңйиң уйғурлар билән бирлишип ислам дөлити қуримән дәп җар салсиму, әмма у өз қошунлири хитай гоминдаң мәркизий һөкүмитигә тәвә 36-дивизийә дәп атиған һәмдә уйғурларниң мустәқил шәрқий түркистан җумһурийити қурушиға қарши турған иди.

Уйғур қозғилаңчилири қисмән қирғиз қозғилаңчилириниң бирлишиши астида 1933-йили 12-ноябир күни қәшқәрдә сабит дамолла рәһбәрликидә шәрқий түркистан ислам җумһурийити рәсми қурулғанлиқи җакарлинип, инқилабқа иштирак қилған абдуқадир һаҗимниң әслимисидин мәлум болушичә, җәнубтики қәшқәр, хотән, ақсу қатарлиқ вилайәтләрдә шәрқий түркистан җумһурийитиниң байриқи чиқирилди.

Кремил уйғурларниң мустәқиллиқини қоллимаслиқни қарар қилған

Совет иттипақиниң оттура асия райониға қошна болған уйғур елидики бу хил өзгиришләрни көзитип турған кремил рәһбәрлири 1933-йили 6-айниң 27-күни совет русийиси компартийиси мәркизий комитети дөләт мудапиә комитетиниң рәиси воршиловниң рәһбәрликидә " мәхсус совет иттипақиниң шинҗаң сияситини тәтқиқ қилиш" комиссийиси қурди. Шу йили 7-айда совет ташқи ишлар министирлиқида мәркизий комитетниң мәзкур комиссийәсиниң уйғур дияри һәққидики тәклиплири музакирә қилинди. 1933-Йили, 8-айниң 3-күни совет болшевиклар партийиси мәркизий комитети уйғур елиниң сиясий тәқдири һәққидә рәсмий қарар мақуллап, хизмәт йөлүнүшини бәлгиләп бәрди. Бу қарарда москваниң уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикитини йоқитип, өлкидә хитай һөкүмранлиқини тикләшни асасий қилған болуп, уйғурларниң һәрқандақ мустәқиллиқ һәрикитигә қәтий йол қоймаслиқ, униң әксичә шең шисәйгә ярдәм бериш бәлгиләнгән иди.

Йеқинда елан қилинған русийә мутәхәссиси в ф нәхниң "совет к н в д синиң шинҗаңдики һәрикәтлири" намлиқ мақалисидә көрситилишичә, 1931-1934-йиллиридики кәң көләмлик қозғилаңлар нәтиҗисидә совет иттипақи рәһбәрлири миллий азадлиқ һәрикәтлирини қоллаш билән хитайниң бу өлкидики һөкүмранлиқини сақлап қелиш мәсилисини баланс қилди. Нәтиҗидә, совет иттипақи компартийиси мәркизий комитетиниң воршилов башчилиқидики алаһидә комиссийәси үрүмчи һөкүмитини қоллап, өлкини хитай тәркибидә қалдурушни қарар қилди. 1933-Йили ноябирда өлкигә совет қошунлири киргүзүлди, совет қошунлири өлкә армийиси тәрипидә туруп, қозғилаңчиларни мәғлуп қилди. Әнә шу совет иттипақиниң сиясити түпәйлидин қозғилаңчилар мәғлуп болди. Совет иттипақиниң позитисийиси билән шең шисәйниң йеңи сиясити қозғилаңчиларни парчилап, хоҗа нияз һаҗим қатарлиқ бир қисим рәһбәрләр һөкүмәт тәрипигә өтти.

Апторниң баян қилишичә, 1933-йили уйғур дияриға киргүзүлгән "тарбагатайский" вә "алтайский" намидики һәмдә 1937-йили киргүзүлгән совет қошунлири мунтизим қизил армийә қошунлиридин башқа йәнә совет бихәтәрлик комитетиға биваситә қарайдиған чегра мудапиә қошунлири һәм н к в д әтрәтлиридин ибарәт иди. Бу мәзгилләрдә совет разветкисиға мунасивәтлик һәрбий вә ахбарат хадимлири уйғур дияриниң һәр қайси җайлирида үнүмлүк паалийәтләрни елип барған.

Москваниң қарарида совет җасуслириниң тәклипи асас болған

Русийә тарихчиси барминниң "1918 - 1941-йилиди совет – хитай мунасивитидә шинҗаң" намлиқ китабидики мәлуматларға таянғанда, 1931-йили қумул қозғилиңи партлиғандин илгири вә кейин совет бихәтәрлик органлири өз хадимлирини уйғур елиниң һәр қайси җайлириға әвәтип тәкшүрүш елип берип, шу җайдики вәзийәтни тәтқиқ қилған. Һәтта, 1921-йили 4-июн күни, қәшқәрийә қатарлиқ җайларда тәкшүрүлгән материяллар асасида үчинчи интернатсионал тәрипидин тәйярланған қәшқәрийә-җуңғарийә җумһурийитини қуруш лайиһиси совет русийиси компартийиси мәркизий комитети тәрипидин музакирә қилинған. Русийә болшевиклар партийиси оттура асия бюросиниң башлиқи рудзуктак инқилаб қозғап, қәшқәрийә-җуңғарийә җумһурийитини қурушни тәшәббус қилған болсиму, әмма ленин қатарлиқ совет рәһбәрлири буниңға қәтий қарши чиққандин кейин бу мәсилә йепилған.

Лекин, 1931-йили қумул қозғилиңи партлиғандин кейин бир қисим совет рәһбәрлири уйғур диярида инқилаб қозғашниң вақти йетип кәлди дәп һесаблап қайтидин москваға тәклип бәргән. Мәсилән, рус алими барминниң йезишичә, русийә болшевиклар партийиси оттура асия бийорисиниң башлиқи бауман уйғурлар диярида омумий йүзлүк миллий азадлиқ һәрикәт қозғашни тәшәббус қилған. Әмма, уйғур дияриға разветкиға әвәтилгән бир қисим ахбаратчилар буниңға қарши чиқип, совет иттипақидин қечип кәлгән советкә қарши адәмләрниң қәшқәргә топланғанлиқи, уларниң қәшқәрни база қилип, оттура асияға һуҗум қилиши хәвпи барлиқини, униң үстигә йәнә әнгилийиниң җәнубтики ишларға арилишип, улардин совет иттипақиға қарши пайдилиниши мумкинликини оттуриға қойған. Совет разветка хадимлири йәнә қәшқәрийидә ислам дини етиқадиниң күчлүк икәнлики, гәрчә һазир инқилабни қоллиған билән кейин бәлки омумий йүзлүк советкә қарши кәйпиятларниң күчийип кетип, совет иттипақиға пайдисиз вәзийәт шәкиллинип, уни контрол қилишниң тәскә чүшидиғанлиқини ипадә қилған.

Уйғур диярида миллий азадлиқ һәрикәт арқилиқ мустәқил дөләт қурулушини қоллаш тәрәпдарлири асаслиқи үчинчи интернатсионалниң мәхпий адәмлири болуп, уларниң ичидә бир қисим уйғурларму болған икән. Бу уйғурлар москваға уйғурларниң инқилабини қоллаш тәклиплирини бәргән. Әмма, сталин ахирқи һесабта өз җасуслириниң тәклиплирини қобул қилип, уйғурларниң мустәқил дөләт болушини қоллимай, униң әксичә шең шисәйгә ярдәм берип, шәрқий түркистан ислам җумһурийитини вә униңдин кейинки 1937-йилидики абдунияз бәг һәм ма хусән башчилиқидики қораллиқ қозғилаңни баштурушни қарар қилди.

Бу вәқәләрдә совет разветка органлириниң хадимлири вә бихәтәрлик қисимлириниң қоманданлиридин руслардин рибалкин, обухоп, палиноп, уйғур-қирғизлардин қадир һаҗи, мәвланоп вә башқа онлиған адәмләр муһим рол ойниди. Шең шисәйниң чегра башқуруш идариси, аманлиқ сақлаш идариси дегәнләрниң һәммиси совет иттипақиниң бихәтәрлик органлириниң хадимлириниң биваситә башқуруши вә арилишиши асасида қурулған һәм иш елип барғандин сирт йәнә москва өзиниң нурғунлиған мәхпий разветка хадимлириниң һәр хил салаһийәттә уйғур дияриниң һәр қайси җайлириға орунлаштурған. Буларниң ичидә 1944-йилидики миллий азадлиқ инқилаб мәзгилидә паалийәт елип барған совет иттипақи җасуслиридин әли әпәнди, закир әпәнди вә искәндәр әпәнди һәм мәвланоп дегәнләр муһим рол ойниған икән. ( Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.