Қазақистан: җуңго или - ертиш дәрялириниң сүйини қалаймиқан ишләтмәктә


2006.07.17

balqash-koli.jpg
Балқаш көлиниң суний һәмрадин тартилған көрүнүши. NASA Рәсими.

Қазақистан муһит қоғдиғучилири, уйғур аптоном районидин еқип өтидиған вә қазақистанниң балқаш, зайсан көллиригә қуюлидиған вә райондики су сиғими әң чоңдәрялар һесаблинидиған или, ертиш дәрясиниң сүйини пилансиз ишлитиш, қазақистанниң муһит вә су бихәтәрликигә тәһдит селиватқанлиқини агаһландурмақта.

Районда уйғур бөлгүнчи күчлиригә қарши күрәш қиливатқанлиқини җакарлиған бейҗиң һөкүмити 1990 - йиллардин башлап уйғур аптоном районида нефит вә тәбий газ қезишни күчәйтишкә башлиған вә "ғәрбни ечиш" сиясити, дәп аталған бу истиратегийә йүз миңлиған көчмәнләрниң уйғур аптоном райониға келип олтурақлишишини асанлаштүрған болсиму, лекин бу районда су мәсилисини еғирлаштүрмақта иди.

Или, ертиш сулириниң тартилип кетиши қазақистан үчүн җиддий мәсилә болуп қалди

Хитайниң уйғур аптоном районида нефит игилики үчүн суға еһтияҗ болуватқанлиқини тәкитлигән қазақистандики муһит қоғдиғучилар, или вә ертиш дәряси сүйиниң тартилип кетишини тизлитиватқан сәвәбләр бейҗиңниң или вә ертиш дәрялирини нефит санаити үчүн ишлитиватқанлиқидур, дәп қарашмақта.

Қазақистан тәбиәт һәрикити тәшкилатиниң башлиқи мелс елюсизовниң әскәртишичә, җуңгониң или вә ертиш дәрялиридики су истимали қазақ муһитлчилирини әндишигә салған. "Хитайлар бу районда су - иншаати вә санаити бәрпа қиливатиду, буниң билән нопус көпәймәктә," дәп тәкитлигән илюсизов, "бу или вә ертиш дәрялириниң хитайдин өтидиған қисимида техиму көп су ишлитилмәкчи, дегәнликтур. Или, ертиш сулириниң тартилип кетиши қазақистан үчүн җиддий мәсилә болуп қалди " дәйду.

Или дәряси оттура асия бойичә 2 - чоң көл һесаблинидиған балқаш көлини 80 % су билән тәминләйдиған муһим су мәнбәси . Мелс илюсизовниң әркин явропа радиосиға әскәртишичә, "хитай или вә ертиш дәрясиниң сүйини нормидин көп ишләткәнликтин балқаш көли арал көлигә охшаш ақивәткә дуч келиши мумкин." Қазақистанда яшайдиған уйғур геологийә мутәхәссиси аблиз абдуллайев, или вә ертиш дәрясиниң мәсилисини қазақистан - җуңго бирләшмә комисийисиниң йиғинлирида һәр йили қазақистан оттуриға қоюп келиватқанлиқини билдүрди.

Еғир ақивәт

Қазақистан парламенти муһит вә екологийә комитетидики мирзагәлди камел, или дәрясиниң мәсилисини арал көлиниң трагидийилик тәқдири билән селиштүрмақта. Қазақистан даирилирини бу мәсилигә диққәт қилмайватиду, дәп тәнқидлигән мирзагәлди кемал, "әгәр или дәрясиниң сүйи кемийип кәтсә, балқаш көли һавзисиниң муһитиға еғир тәсир йәткүзиду вә бу җайдики хәлқләр еғир әһвалда қелиши мумкин," дәйду. У, йәнә 50 йилдин кейин балқашниң вәзийити өзбекистандики арал көлиниң әһвалидинму еғир вәзийәткә чүшүп қалидиғанлиқини билдүрмәктә.

Ертиш дәрясиниң алтай тағлиридин башлинидиған юқири еқими қараертиш, дәп атилиду. Зайсан көлигә қуюлидиған бу дәря русийиниң омиск шәһиридин өтидиған вә об дәряси билән қошулуп шималий муз окянғичә баридиған райондики бирдин - бир ташқи дәрядур. Лекин җуңго тәрәп райондики нефит санаетиниң еһтияҗи үчүн ертиш вә или дәрясиниң сүйидин техиму көп пайдилинишни пиланлимақта. Кәңлики 22 метир узунлуқи 300 километир келидиған вә ертиш дәрясиниң юқири еқимидин җуңғар ойманлиқиниң оттура қисимиғичә созулидиған қаримай қанили буниң типик мисалидур.

Уйғур аптоном райони су ишлар назаритидики мутәхәссисләрниң әскәртишичә, қарамай қанили қарамай, үрүмчиләрни су билән тәминләш вә ахирқи мәнзилини турпанғичә йәткүзүш пиланланған. Лекин мелс елюсизовниң агаһландурушичә, "әгәр җуңго или вә ертиш дәрялириниң 15 % сүйини елип кәтсә, балқаш көли 2 - арал көлигә айлинип қелиши мумкинчилики чоңийидикән. У, "бу вәзийәт екологийилик мусапирларни пәйда қилиши мумкин," дәп агаһландурмақта.

Или дәряси вә балқаш көли қазақистанниң су иншаат сестимиси, електир истансиси вә йеза игиликини су билән тәминләйдиған муһим су мәнбәси һесаблиниду. Қазақистан муһит қоғдиғучилириниң или вә ертиш дәряси һәққидики әндишилирини русийилик муһит қоғдиғучилар қоллимақта.

Хитай қара ертишниң сүйини нишанлиқ һалда су иншаат үчүн ишләтмәктә

Русийә екологийә сиясити мәркизиниң рәиси алексей яблоков, русийилик муһит қоғдиғучилар вә русийә даирилири ертиш дәрясидики осал вәзийәткә узундин бери диққәт қиливатқанлиқини билдүргән. У, "хитай қара ертишниң сүйини нишанлиқ һалда су иншаат үчүн ишләтмәктә" дәйду. Лекин бейҗиң һөкүмити или вә ертиш дәрясиниң сүйини ишлитиштә муһит мәсилисигә әһмийәт бериватқанлиқини әскәртип кәлмәктә.

Уйғур аптоном райони бу йилниң башлири ертиш дәрясида белиқ тутушни тохтитиш бәлгилимиси чиқарған. Шинхуа ахбарат агентлиқи бу йил 5 - айдики бир хәвиридә, или дәрясиға 20 тонна белиқ қоюп берилгәнлики вә уйғур аптоном райони даирилириниң или, ертиш дәрялирида орман қоғдашни күчәйтиш вә тупрақниң еризийонға учришидин сақлинишни күчәйткәнлики илгири сүрүлгән. Лекин қазақистанниң хитайда турған сабиқ баш әлчиси мурат әвизовниң әскәртишичә, бу мәсилә хитайға охшаш чоң бир дөләткә мунасивәтлик мәсилә болғанлиқтин асан һәл қилғили болидиған мәсилә әмәс. "Бу иш наһайити җиддий мәсилә," дәп тәкитлигән авизов, " бу қетим оттуриға қоюливатқан йеңи мәсилә әмәс. Бу иш хитайға охшаш чоң бир дөләткә мунасивәтлик мәсилә болғанлиқтин уни асан һәл қилғили болидиған мәсилә әмәс" дәйду. Хитай һазирғичә б д т ниң чегра һалқиған дәря - еқинлирини вә хәлқара көлләрни қоғдаш әһдинамисиға имза қоймиған. Муһит асриғучилар болса или вә ертиш мәсилисидә хәлқара җәмийәт бейҗиңға бесим ишлитиши керәк, дәп қаримақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.