Рабийә қадир америка дөләт мәҗлиси әзаси там лантос билән учрашти
2005.09.08

Рабийә қадир, 27-април күни америка дөләт мәҗлисидә уйғурлар мәсилиси бойичә гуваһлиқ бәргән иди. Оңдин иккинчи киши там ләнтос
Уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир 9 - айниң 7 - күни америка дөләт мәҗлисиниң нопузлуқ әзалириниң бири һесабланған вә америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ гурупписиниң рәиси, там лантос вә униң ишхана мудирлири билән учрашти .
Рабийә қадир шуни күни йәнә америка демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитиниң мәсуллири һәмдә хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң мәсуллири билән му учрашти.
Бу мунасивәт билән мухбиримиз өмәр қанат рабийә қадир ханимни зиярәт қилип, бу учиришишларниң мәқсиди вә учришишлар җәрянида қандақ мәсилиләрниң оттуриға қоюлғанлиқи һәққидә рабийә қадир ханим билән сөһбәт өткүзди.
©
2005 Radio Free Asia