Тәйвәндики наһийә-шәһәр башлиқлири сайлимида хитай немә үчүн еһтиятчан ?


2005.12.05

Ройтрс агентлиқиниң 12 - айниң 4 - күни тәйбейдин хәвәр қилишичә, тәйвәндә елип берилған наһийә-шәһәр башлиқлири сайлимида, өктичи партийә йәни адәттә көкчиләр дәп атилидиған гоминдаң, чиңмиңдаң тәрәпдарлири үстүнлүккә еришип, парламинетта 14 орунни игилигән.

Йешилчилар дәп атилидиған һазир һоқуқ тутиватқан демократийә-илғарлиқ партийиси аран 6 орунни игилигән. Бу қетимқи наһийә-шәһәр башлиқлири сайлимида йүз бәргән бундақ өзгириш тәйвәндә буниңдин кейин йәрлик байлиқлардин пайдилиниш җәһәттила әмәс, бәлки 2008 - йилида елип берилидиған президент сайлими үчүнму тәсир пәйда қилидиғанлиқи муқәррәр. Шуңлашқа һазир тәйвәндә һоқуқ тутиватқан демократийә илғарлиқ партийиси өзидики йетәрсиз амилларни тепип чиқип, сиясәт - йөнүлүшлирини қайтидин тәңшәшкә мәҗбур болмақта. Хәвәрдә ейтилишичә, демократик-илғарлиқ партийисиниң рәиси суҗенчаң әпәнди вәзиписидин истипа бәргән, мәмурий палата башлиқи җуо роңтәйму вәзиписидин истипа беридиғанлиқини билдүргән.

"Тәйвәнниң ички иши"

Йеңи әсир журнилида 12 - айниң 3 - күни елан қилинған "тәйвәндики сайламлар бейҗиң һөкүмитигә қандақ савақ бәрди ?" дегән обзорда, бу қетим тәйвәндә елип берилған наһийә-шәһәр башлиқлири сайлими җәрянида чоң қуруқлуқтики хитай һөкүмитиниң гәп -сөз җәһәттә наһайити еһтиятчанлиқ билән муамилә қилғанлиқи, һәтта хитай мәркизи комитетиниң тәйвән ишханиси мудири ваң зәйшиму баянат елан қилип "бу тәйвәнниң ички иши, бейҗиң һөкүмити буниңға арилашмайду" дегәнлики һәққидә тәһлил йүргүзүлгән.

Мәзкур обзорда баян қилинишичә, тәйвән, хоңкоң хитай коммунист партийисиниң ямандин қорқидиған миҗәзини билиду. Тәйвән хитайниң "бир дөләттә икки хил түзүм" дегән сияситини рәт қилған иди, шуңлашқа "бу тәйвәнниң ички иши, биз арилашмаймиз" дәп туридиған болди. Әмма хоңкоң хитайниң "бир дөләттә икки хил түзүм" дегән сияситини қобул қилған иди, һазир хоңкоңда намайиш қилишниму чәкләйдиған болувалди.

Хитайниң ейтқинидәк болмиди

Растини ейтқанда, тәйвәндә бурун болуп өткән 3 қетимлиқ сайлам хитайға обдан савақ бәргән иди. Алайлуқ, 1996 - йили тәйвәнгә елип берилған биринчи қетимлиқ президент сайлими таза дағдуғилиқ қанат йейиватқанда, бейҗиң һөкүмити тәйвәнгә қарита башқурулидиған бомба билән уруш попозиси қилип, худди тәйвәндә президент сайлап чиқалиса, икки қирғақ оттурисида дәрһал уруш болидиғандәк бир һаләтни пәйда қилған иди, бу чағда ли деңхуйға беридиған аваз сани наһайити тиз көпәйди. Шуниң билән бейҗиң һөкүмитиниң тәйвәнгә қилған уруш попозиси мәсхиригә қалмидиму?

2000 - Йили тәйвәндә иккинчи қетим президент сайлими болғанда, бейҗиң һөкүмити "әгәр мустәқилчи чен шуйбийән тәйвәнгә президент болуп сайланса, тәйвән яман ақивәткә қалиду" дәп йәнә уруш попозиси қилған иди, бу чағда чен шуйбийәнгә беридиған аваз сани тизликтә көпәйди. Йәнә бир қетимлиқ сайламда давамлишиватқанда, бейҗиң һөкүмити тәйвән содигәрлири айропилан киралап, бейҗиң билән тәйбей оттурисида айропилан қатнатмақчи болғанлиқиға қарши турған иди, чен шуйбийәнгә беридиған аваз йәнә көпийип давамлиқ сайланди. Бу қетим бейҗиң һөкүмити бурунқи савақларни қобул қилип гәп - сөздә өзигә агаһ боливатқан болса керәк.

Тәйвән, хоңкоңларму бейҗиң һөкүмитиниң қандақ һели ишлитидиғанлиқини, әмәлийәттә һәқиқий күчиниң қанчилик икәнликини обдан билиду. Мәсилән, хоңкоңда 2003 - йили 7 - айниң 1 - күни 500 миң кишилик намайиш болған иди, бейҗиң һөкүмити түзмәкчи болған 23 маддилиқ қанун лайиһисини әмәлгә ашуралмидиғу! (вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.