Хитайниң уйғур вәтинини талан - тараҗ қилиш сиясити күчәймәктә
2007.09.18
Хитайдики һәр саһә ахбарат васитилириниң 14 - сиентәбирдики хәвиригә асасланғанда, 12 - сентәбир күни, хитай баш министири вен җябав риясәтчиликидә шаңхәйдә чақирилған мәркизи комитет даимий һәйәтлириниң " шинҗяңниң иқтисади тәрәққиятини тизлитиш муһакимә йиғини" да, уйғур вәтининиң тәбиий байлиқлирини қезиш көлимини кеңәйтиш вә тизлитиш программиси йәнә бир қетим оттуриға қоюлған.
13 - Сентәбир күни хитай маарип комитети вә миллий ишлар комитети тәрипидин үрүмчидә чақирилған " шинҗяң вә тибәтниң аз санлиқ милләт ихтисас игилирини тәрбийиләш муһакимә йиғини"диму иқтисади тәрәққиятини илгири сүрүш мәсилиси нуқтилиқ музакирә қилинған.
Хитай баш министири вен җябав " иқтисади тәрәққиятини тизлитиш муһакимә йиғини"да, бәш түрлүк муһим йолйоруқни оттуриға қоюп, қезиш көлимини кеңәйтиш һәм тезлитишниң хитайниң тәрәққияти үчүн пәвқуладдә муһим истратегийилик әһмийәткә игә икәнликини тәкитлигән болса, " шинҗяң вә тибәтниң аз санлиқ милләт ихтисас игилирини тәрбийиләш муһакимә йиғини"да аталмиш уйғур аптоном райониниң рәһбәрлири " ғәрбни ечиш вә гүлләндүрүш" истратегийисигә аз санлиқ милләт ихтисас игилириниң бир үлүш һәссә қошуш мәҗбурийитини тәкитлигән.
Диққәтни чекидиғини шуки, гоя уйғур вәтининиң сиясий вәзийити муқимсизлишип кәткәндәк, бу һәр икки йиғинда алди билән алға сүрүлгән мәсилә, шинҗяңниң муқимлиқини сақлаш мәсилиси болған. Уйғур ели хитай һөкүмәт органлири тәрипидин " вәзийити муқим, милләтләр иттипақ, омуми вәзийити тарихтики әң гүлләнгән вә муқимлиқ әмәлгә ашқан бир дәвиргә кирди" дәп тәриплиниватқан бир вәзийәттә, немә үчүн муқимлиқ мәсилиси даим асасий мәсилә сүпитидә тәкитлиниду?
Бу һәқтә д у қ баянатчиси дилшат решит әпәнди билән елип барған сөһбәт хатирисини диққитиңларға сунимиз. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- 'Намратлар' дегән уқумниң америка билән хитайдики пәрқи тоғрисида мулаһизә
- Вәтән зияритидин кейинки аччиқ һислар (2)
- Хитайда намратлар билән байлар оттурисидики пәрқ интайин чоң
- Қәшқәрдә йүз бәргән " авғуст вәқәси" ниң һәқиқий җәряни
- Майкел шәриданниң уйғурлар тоғрисидики зиярәт хатирисиниң торлардики инкаси
- Туркийәдики йеңи чағ телевизийисидә уйғурлар тонуштурулди
- Тәклимаканға көмүлгән уйғур мәдәнийити
- Тәбиий газ вә уйғурлар түркмәнистан-хитай мунасивәтлиридә
- Русийә хитайға тәбиий газ сетип бәрмәйду
- Америка мәркизий асияниң бирлишишини халайду
- Уйғур елиниң қизилма байлиқлири немә мәқсәттә булаң - талаң қилиниватиду
- Нефит вә тәбий газ ечиш пилани уйғур аптоном райониниң муһит мәсилисини еғирлаштурувәтти