Хитай һөкүмити террорчилиққа қарши урушта америка билән һәмкарлишиватамду?
2005.09.01
Хитай дөләт рә иси ху җинтав 9 - айниң -5 күнидин 8 - күнигичә америкини зиярәт қилмақчи. Хәвәрләргә қариғанда, ху җинтав 9 -айниң 7 - күни вашнгтонға келип ақсарайда америка президенти җурҗ буш билән учришидикән. Бу ху җинтавниң хитай дөләт рәиси болуп сайланғандин кейин америкиға қаратқан тунҗи зиярити һесаблиниду.
Җурҗ буш 2000 - йили америка президент сайлими җәрянида бәргән баянатлирида хитайни америкиниң ширики әмәс, риқабәтчиси дәп көрситип, президент болуп сайланса, хитайға қарита юқиридики чүшәнчә бойичә сиясәт елип баридиғанлиқини тәкитлигән. Лекин 11 - сентәбир вәқәсидин кейин, хитай һөкүмитиниң хәлқара террорчилиққа қарши америкиға һәмкарлиқ қолини узитиши, җурҗ буш һөкүмитиниң хитайға қарита елип баридиған сияситидә бәлгилик өзгириш мәйданға келишигә сәвәб болди.
Хитай һөкүмити хәлқара террорчилиққа қарши урушта америка билән һәмкарлаштиму вә яки бу уруштин пайдилинип өзиниң пиланини әмәлгә ашурушқа тириштиму?
Хитай һөкүмити хәлқара террорчилиққа қарши урушта америка билән һәмкарлишиватамду?
Хәлқара террорчилиққа қарши урушта һәмкарлишиш, хитай дөләт рәиси ху җинтавниң америка президенти җурҗ буш билән ақсарайда елип баридиған сөһбитиниң муһим темилиридин бири болуши мумкин. Хитай һөкүмити һәқиқәтән хәлқара террорчилиққа қарши америка билән һәмкарлишиватамду?
Америкилиқ атақлиқ язғучи алин боркниң ейтишичә, хитай һөкүмити хәлқара террорчилиққа қарши урушта америка билән һәмкарлашмиди.
Алин борк 8 - айда америкида чиқидиған һәптилик " өлчәм " жорнилида гуантанамода тутуп туриливатқан уйғурлар һәққидә елан қилған мақалисидә, хитай һөкүмитиниң хәлқара террорчилиққа қарши урушта америка билән һәмкарлишиш орниға вәзийәттин пайдилинип, тинч йол билән сиясий вә диний паалийәт елип барған уйғур паалийәтчилирини бастурғанлиқини билдүрди.
Мутәхәссисләрниң ейтишичә, хитай һөкүмити хәлқара террорчилиққа қарши америка билән сәмимий һәмкарлашмиған, америка тәрипидин хәлқара террорчилиққа ярдәм бериватиду дәп әйибләнгән, шималий корийә, судан, сурийә вә иран қатарлиқ дөләтләр билән мунасивәтлирини техиму қоюқлаштурди.
Гәрчә, америка президенти җурҗ буш, хитай һөкүмитиниң хәлқара террорчилиққа қарши уруштин, һакимийити астидики аз санлиқ милләтләрни бастуруш үчүн пайдилинишиниң алдини елиш үчүн 2001 - йили өктәбир ейида шаңхәйдә " һечқандақ дөләт хәлқара террорчилиқтин қол астики аз санлиқ милләтләрни бастуруш үчүн пайдиланмаслиқи керәк" дәп бейҗиң рәһбәрлирини агаһландурған болсиму, әмма хитай һөкүмити өз пилани бойичә һәрикәт қиливәрди.
Террорчилиқни қоллаватқан дөләтләрниң йеқин дости
11 - Сентәбир террорлуқ вәқәлириниң арқисида, әйни вақттики америка дөләт мәҗлиси хәлқара мунасивәтләр комитетиниң рәиси санатор җиси һлимз қатарлиқ америкиниң тәҗрибилик, узақни көрәләйдиған вә хитайни яхши тонуйдиған сиясәтчилири, җурҗ буш һөкүмитини, хитай һөкүмитиниң хәлқара террорчилиққа қарши уруш мәсилисидики вәдилиригә алданмаслиқ вә уйғурларни бу мәсилидә қурбан қилмаслиқ тоғрисида агаһландурған иди.
Җиси һилмз 2001 - йили 14 - өктәбир күни, америкида чиқидиған вашингтон вақти гезитидә " хитайниң талибанлар билән мунасивәтлиридин пәхәс болайли" мавзулуқ бир мақалә елан қилип мундақ дегән:
"Ню йорк вә вашингтон шәһәрлиригә қарита елип берилған қанлиқ һуҗумлардин кейин, бәзиләр америка хәлқара террорчилиққа қарши коммунист хитай билән бирликтә паалийәт елип бериши керәк дегәндәк тәклипләрни оттуриға қоймақта. Бу наһайитиму хата бир тәклип. Мән буш һөкүмитиниң һазирға қәдәр хитайға тутқан позитийисигә қарап бундақ бир қилтаққа чүшмәйдиғанлиқиға ишинимән. Биз биринчи қетимлиқ қолтуқ уруши җәрянида саддам һөсәйингә қарши бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишидин қарар чиқиримиз дәп мушундақ бир хата йолға чүшүп қалған идуқ. Бу тәклипни оттуриға қойиватқанлар хитай вә америкиниң террорчилиққа қарши урушта ортақ мәнпәткә игә болғанлиқини пәрәз қилишмақта. Вәһаләнки хитай террорчилар билән һәмдә дунядики террорчилиқни қоллаватқан дөләтләр билән йитип - қопуватқан бир дөләт".
Уйғурлар бастуруливатиду
Сәнатор җиси һилмз мәзкур мақалисидә, америкиниң хәлқара террорчилиққа қарши урушта хитай билән һәмкарлишишиниң чоқум уйғурлар мәсилисигә берип тақишидиғанлиқини билдүрүп мундақ дегән:
"Әгәр америка террорчилиққа қарши елип бериватқан паалийитидә хитайниң бирәр ярдимигә еришкән тәқдирдә, бу чоқум хитайниң уйғурларни бастуруши бәдилигә болиду. Бу наһайити чоң бир әхлақий мәсулийәтсизлик, чүнки уйғурларни бизгә зиян йәткүзиватқан радикал қатиллар билән бир сәпкә қоюш үчүн һечқандақ асасимиз йоқ. Уйғурлар бейҗиңниң вәһши һакимийитидин қутулуш үчүн асасән тинч йол билән һәққаний күрәш елип бериватиду. Шуниң үчүн хитай һөкүмити уларни қаттиқ бастуруп, уйғур сиясий мәһбусларни вәһши усуллар билән қийнап, мәсчитләрни вәйран қилип, тинчлиқ билән наразилиқ намайиши өткүзгәнләрни оққа тутуватиду".
Җиси һилмз мақалисиниң ахирида мундақ дегән " америкиниң нишани ениқ болуп, асасән, америкиға һуҗум қилған кичик әсәбий гуруппиларни вә уларға ярдәм қиливатқан дөләтләрни бастуруштин ибарәт. Бу җәһәттиму хитайниң мәқсиди бизниңкидин башқичә. Хитай пүтүн ислам дини билән күрәш қиливатиду. Чүнки хитай коммунист һакимийити ислам динини өзиниң мәвҗудийити үчүн бир тәһдит дәп қарайду, хитай һөкүмитиниң асасий мәқсиди америкиниң дунядики әң қудрәтлик орнини йоқитиш. Шуңа америка һәм истратегийилик җәһәттин һәм әхлақий җәһәттин террорчилиққа қарши урушта хитай билән һәмкарлишалмайду һәмдә һәмкарлашмаслиқи керәк. Чүнки коммунист хитай һөкүмитиниң өзи террорчилиқ мәсилилириниң наһайити муһим бир қисми һесаблиниду."
Хитай һөкүмитиниң пурсәтпәрәслики
2002 - Йили 8 - айда америка һөкүмити хитай һөкүмитиниң тәлипигә асасән " шәрқи түркистан ислами һәрикити" ни террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзди. Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң билдүрүшичә, америка һөкүмити шәрқи түркистан исламий һәрикитини террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзгәндин кейин хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясий вә диний бесими техиму күчәйди.
Хитай һөкүмити буниң биләнла тохтимиди. Хитай һөкүмити 2003 - йили 12 - айниң 15 - күни 4 уйғур тәшкилати вә бу тәшкилатларниң 11 нәпәр паалийәтчисини террорчи дәп елан қилип, хәлқара җамаәтчиликидин мәзкур тәшкилат вә паалийәтчилирини террорчи дәп тонуп уларниң паалийтини чәклишини тәләп қилди.
Йеқинда, хитай компартийиси мәркизий сиясий бюросиниң әзаси, уйғур аптоном районлуқ партком секритари ваң лечүән атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадирни террорчилар билән һәмкарлашти дәп әйиблиди.
Демәк, хәлқара террорчилиққа қарши урушта америка билән һәмкарлишидиғанлиқини җакарлиған хитай һөкүмити, санатор җиси һилмзниң 2001- йили 14 - өктәбир күни елан қилған мақалисидә мөлчәрлигинидәк, террорчилиққа қарши уруштин пайдилинип бир тәрәптин уйғурларни бастурушни давамлаштуруп, йәнә бир тәрәптин террорчилиқни қоллаватқан дөләтләр билән мунасивәтлирини үзлүксиз тәрәққи қилдуриватиду. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидә террорчилиққа қарши һәрбий маневир елип берилди
- Хитай һөкүмити уйғур елидә террорчилиққа қарши сақчи тәрбийиләш мәркизи қурмақчи
- Ваң лечүән, рабийә ханимни террорлуқ паалийәт уюштурмақчи дәп әйиблиди
- Хитай қуруқлуқ армийиси үрүмчидә тәйярлиқ топчилар полкини қурди
- Америкидики ислам дини өлималири террорчилиққа қарши пәтива чиқарди