Америка, қирғизистанда сиясий диалог қурулушини тәшәббус қилмақта
2005.03.25
Америка ташқи ишлар министири кондилиза райис "әгәр қирғизистанниң сиясий вәзийитидә зораванлиқ һәрикити көрүлмигән болса, у һалда бу йәрдә демократийә бәрпа болғанлиқиниң мисали болған болатти" деди.
Бирақ, райис сөзидә йәнә "һазирчә қирғизистан кочилирида йүз бәргән зораванлиқ һәрикитиниң қандақ бир йөнүлүшкә қарап тәрәққи қилидиғанлиқидин һөкүм чиқириш қейин" дәп көрсәтти.
Америка һөкүмәт хадимлириниң әң чоң әндишиси, гәрчә президент ақайеф тәхттин һәйдәп чүшүривитилгән болсиму, йәнила қирғизистанда конторул қилғили болмайдиған сиясий қалаймиқанчилиқниң мәйданға келишидин ибарәт икән.
Бешкәктә йүз бәргән наразилиқ һәрикәтлири түпәйли, америка ташқи ишлар министири кондилиза райис бир қанчә дөләтләр билән бу һәқтә музакирә елип барди. Райис, призидент җорҗ буш вә әнгилийә ташқи ишлар министири җәк страв шуниңдәк яврупа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң нөвәттики рәислири билән қирғизистанниң вәзийитини қандақ яхшилаш тоғрисида сөһбәтләшти.
Кондилиза райис, гретсийиниң ташқи ишлар министири моливиядис билән бирликтә мухбирларни күтивилиш йиғини чақирип, яврупа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатини хәлқарада ролини җари қилдурушқа чақирди, болупму қирғизистанниң нөвәттики вәзийитини тинчлиқ вә демократик нәтиҗигә елип меңишини тәләп қилди.
Бир қисим кишиләрниң "америка билән русийә қирғизистан мәсилисидә мәнпәәт тоқунишиға дуч кәлмәктә" дегән қаришиға рәддийә бәргән кондилиза райис "қирғизистанниң кәлгүси һәққидә хәлқарада ортақ қараш мәвҗут, мениң қаришимчә яврупа вә русийә , барлиқ кишиләрниң зораванлиқ һәркәтләрни елип бармаслиқини үмид қилиду, ундақта бу мәсилини һәл қилишта бирдин - бир йол сиясий диалог қуруштин ибарәт" дәп тәкитлиди.
Кондилиза райис сөзидә йәнә: "биз һазирчә қирғизистан вәзийитиниң тәрәққиятидин ахирқи хуласини чиқиралмаймиз, бирақ биз қирғизистан хәлқигә өткүнчи бир дәвирдин кейин, ахирқи қәдәмдә чоқум демократийигә қарап меңиш керәкликини билдүришимиз керәк" деди.
Қирғизистан хәлқиниң пүтүн дуня хәлиқлиригә охшаш әркинликкә вә демократийигә тәшна икәнликини билдүргән кондилиза райис йәнә "хәлқара тәшкилатларниң мәсулийити, қирғизистан вәзийтини муқим бир сиясий түзүмгә башлаш" дәп көрсәтти.
Буниңдин илгири, америкиниң қирғизистанда турушлуқ баш әлчиси ситивин, бешкәктә туруп, америкиниң бу мәсилидә русийә билән алақә бағлиғанлиқини, чүнки росийиниң қирғизистанға көрсәткән тәсириниң интайин чоңқур икәнликини билдүргән иди.
Ситивин сөзидә йәнә, америка, росийә һәр икки тәрәп, қирғизистанниң муқим болишини үмид қилидиғанлиқини, қирғизистанниң истратегийилик орниниң интайин муһим икәнликини, чүнки америка қирғизистандики һава базисидин пайдилиниш арқилиқ, афғанистандики һәрбий һәркитини елип баридиғанлиқини ипадилиди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистандики демократик һәрикәт оттура асияға кеңийиши мумкин
- Хитай һөкүмити қирғизистандики сияси кризисни диққәт билән күзәтмәктә
- Қирғизистан өктичилири һакимийәтни тартивалди
- Қирғизистандики өктичиләр һөкүмәт бинасини игилиди
- Хитай мәтбуатлири, қирғизистанниң сиясий вәзийитини йеқиндин күзәтмәктә