Хитайда сиясий хизмәт кадирлири дөләт пуқралириға йепишқан паразитлар


2006.06.13

"Көзитиш журнили " ниң 6 ‏- айниң 12 ‏- күнидики санида "форбус" журнилида елан қилинған пүтүн йәр шарида 2005 ‏- йиллиқ баҗ кириминиң сәрп қилиниш әһвали һәққидики санлиқ мәлуматлар ға асасән мулаһизә қилинишичә, хәлқтин алидиған баҗ түрлириниң көплики вә еғирлиқи җәһәттә хитай дуня бойичә 2 ‏- орунда туриду. Хитайда дөләткә тапшурулидиған баҗ миқтари хәлқ игилики омум мәһсулат қиммитиниң 32% ни тәшкил қилиду. Бу нисбәт пүтүн дунядики тәрәққи қиливатқан дөләтләрдә елинидиған 18 – 25 % лик баҗ нисбтидин юқури. Демәк хитайда карханилар, хусусий тиҗарәтчиләр вә шәһәр, йеза-кәнт пуқралириниң һөкүмәткә төләйдиған селиқи наһайити еғир вә көп хил.

Хитайниң мәмури чиқими юқири

"Көзитиш журнили" да елан қилинған хитайда баҗдин киргән малийә кириминиң тәқсим қилиниш әһвали тоғрисидики мулаһизидә баян қилинишичә, хитайда җәмийәт соғуртиси, маарип, давалаш қатарлиқ дөләт пуқралириға бивастә мәнпәәт тегидиған саһәләргә хираҗәт қилинған пул дөләт малийә чиқиминиң 25% ни тәшкил қилиду. (Америкида болса 75% ни тәшкил қилиду. Бу җәһәттә пәрқ наһайити чоң). Хитайда 1996 ‏- йилидин 2004 ‏- йилиғичә болған 8 йил ичидә дөләт малийисидин аҗратқан маарип хираҗити аран йүздә бир пүтүн онда 7 пирсәнт ашқан, әмма маарип тәннәрқи 87% ашқан. Хитайда 2003 ‏- йиллиқ мәмурий чиқим бир тирилйон 426 милярд 600 милйон йүән, буниңға сақчи вә қораллиқ сақчи қисимлириниң 150 милярд йүән чиқимини қошқанда, хитайниң мәмурий чиқими пүтүн дөләт чиқиминиң 37.58% Пирсәнтни тәшкил қилған.

"Көзитиш журнили" да елан қилинған хитайда баҗдин киргән малийә кириминиң тәқсим қилиниш әһвали тоғрисидики мулаһизидә баян қилинишичә, 2004 ‏- йиллиқ "йилнамә" дики санлиқ мәлуматларға қариғанда, "хәлқ һөкүмити" дегән аталғу даирисигә киридиған, кимлики пүтүнләй дөләткә тәвә болған, пүтүнләй дөләт малийисидин тәминлидиған "кадир" сани 25 милйон 820 миң. Буниңдин башқа, чиқимини хәлқ өзи көтүридиған йәнә бир қисим кадирларни қошқанда, хитайда аз дегәндә 35 милйон кадир бар. 2005 ‏- Йилида һөкүмәт хизмәтчилирниң транспорт, саяһәт, йемәк-ичмәк чиқимила 600 милярд йүән. Бу пүтүн дөләт малийә чиқиминиң 20% ни тәшкил қилиду вә дөләтниң мәҗбурий маарипқа аҗратқан пул санидин, йәни хәлққә бивастә мәнпәәт беридиған чиқимдин 5 һәссә көп. Мақалида баян қилинишичә, буниңдин башқа йәнә, дөләттин 20 өлкигә буйруп берилгән 773 милярд 300 милйон йүән пулниң 400 милярди йәрликниң малийиниң контроллиқида болмайдиған, бәлки әң һоқуқлуқ кишиләр халиғанда тәстиқлап йөткәп ишлитивиридиған пул.

Партком хадимлирила 1 милйон 700 миң

"Көзитиш журнили" да елан қилинған хитайда баҗдин киргән малийә кириминиң тәқсим қилиниш әһвали тоғрисидики мулаһизидә баян қилинишичә, хитайда 2005 ‏- йилиниң ахириға қәдәр коммунист партийә әзалириниң сани 70 милйон 800 миң. Пүтүн мәмликәт ичидә коммунист партийиниң асасий қатлам тәшкилатлири 3 милйон 520 миң. Асаси қатлам парткомлар 170 миң. Партийә баш ячейкиси 210 миң, партийә ячейкиси 3 милйон 140 миң. Һәрбир парткомда 2 шуҗи вә муавин шуҗи, 4 һәйәт вә 4 мәхсус хизмәтчи бар дейилгәндә, пүтүн мәмликәттә партком хадимлирила 1 милйон 700 миң. Буниңдин башқа, пүтүн мәмликәттә дөләт пуқралири бақидиған "хәлқ үчүн хизмәт қилидиған чакарлар" дәп атилидиған кишиләрниң ичидә мәхсус сиясий хизмәт ишләйдиған коммунистлар пүтүн кадирлар саниниң 3 тән биридин көпрақини тәшкил қилиду.

Буниңдин башқа йәнә дөләт штатиниң сиртидики аммивий тәшкилатлар" дәп һесаблинидиған яшлар, аяллар, ишчилар уюшмилирида аз дегәндә 720 миң кадир бар. Буларға дөләт малийисидин 43 милярд 500 милйон юән пул аҗритиду. Уларниң транспорт, саяһәт, йәп‏-ичиши үчүн 200 милярд юән чиқим қилиду. Буларда, болупму сиясий хизмәт ишләйду дәп атилидиған коммунистларда гәрчә "хәлқ үчүн хизмәт қилиш" дәйдиған нийәт-мәқсәт вә шуниңға лайиқ иқтидар болмисиму, улар пүтүн мәмликәттики барлиқ иҗтимаи вә тәбии байлиқ мәнбәлирини игәлливалған. Омумниң мүлки" дәп атилидиған мүлүкла болса, улар халиғанчә биртәрәп қилиду. Мушу ноқтидин ейтқанда, сиясий хизмәт кадирлири дәп атилидиған коммунистлар әмәлийәттә хәлқни изиш-азаплаш, икисплататсийә қилиштин өзгә иш билән шуғуллланмайдиған әң чоң паризитлар. Бейҗиң, шаңхәй, гуаңҗу, вухән қатарлиқ шәһәрләрдики 7 шәһәрчә вә сәһра да 4128 нәпәр дөләт пуқраси даирисидә елип барған рай синаш нәтиҗисигә қариғанда, хитайдики һазир бар болған һөкүмәт хизмәтчилириниң санини азайтиш керәк дәп қарайдиғанлар 67%ни тәшкил қилиду. Һазирқи санни сақлап қалсиму болиду дәп қарайдиғанлар аран 5%ни тәшкил қилиду. Шәһәрчә билән сәһрани селиштурғанда, һөкүмәт хизмәтчилирини, болупму сияси хизмәт хадимлиирни қисқартиш керәк дәп қариғучилар сәһраларда 88% ни тәшкил қилиду. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.