Америка, хитайниң ғәрбий йерим шардики тәсиригә диққәт қилмақта
2005.04.07
Америка дөләт мәҗлиси чаршәнбә күни "хитайниң ғәрбий йерим шардики тәсири" дегән темида испат бериш йиғини өткүзүп, хитайниң ғәрбий йерим шардики дөләтләр билән болған мунасивәтни барғансери күчәйтиши вә у йәрдики енергийә мәнбәлирини талишиши қатарлиқ темиларда муһакимә елип барди.
Буниңдин сирт йәнә, хитайниң һәрбий күчи тәрәққиятиниң шәрқий асия районини әндишигә селиши, хитайниң малийә вә сода сиясити шундақла хитайниң буниңдин ешип йәнә шәрқий йерим шардики тәсир даирисини күчәйтишкә урунуши қатарлиқ мәсилиләрму мәзкур йиғинда музакирә қилинди.
Хитайниң латин америкисидики һәрикәтлиригә диққәт қилип келиватимиз
Америка дөләт мәҗлисиниң вашингтондики рейберн сарийида өткүзүлгән бу йиғинда, америка ташқи ишлар министирлиқиниң ғәрбий йерим шар ишлириға мәсул ярдәмчи министири роҗер норега хитайниң латин америкисидики тәсири һәққидә тохтилип, йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмитиниң латин америка дөләтлири билән болған мунасивәтни яхшилашқа алаһидә әһмийәт бериватқанлиқини билдүрди. У сөзидә йәнә, америка һөкүмитиниң латин америкисидики мәнпәәтини һәмдә у йәрдики демократик түзүмниң зиянға учримаслиқини капаләткә игә қилиш үчүн давамлиқ түрдә хитайниң латин америка дөләтлири билән болған мунасивитигә болупму һәрбий алақисиға көп диққәт қилип келиватқанлиқини әскәртти.
Әмма у йәнә, нөвәттики вәзийәткә қариғанда, хитайниң һәргизму америкиниң оттура вә җәнубий америка һәмдә кариб деңизи районлиридики тәсир күчиниң орнини басалмайдиғанлиқини билдүрүп, америкиниң бу йәрдики дөләтләр билән тарихтин буян узун йиллиқ иқтисадий, мәдәний вә сиясий һәмкарлиқ мунасивити бар икәнликини оттуриға қойди.
ярдәмчи ташқи министири роҗер сөзидә йәнә мундақ дәйду: " хитай бәлким дуняниң башқа җайлиридикигә охшаш, ғәрбий йерим шардиму тәсир даирисини барғансери җари қилдуриши мумкин. Лекин, шундақ дейишкә болидуки, өтмуштә яки кәлгүсидә болсун, америка йәнила бу дөләтләр һәммидин бәк алақә қилишни халайдиған дөләт һесаблиниду. Америка билән бу дөләтләр узун муддәтлик нишан вә ортақ қиммәт қаришиға игә".
Америка латин америкисидики иқтисадий тәсирини йоқутуп қоюш тәһдитигә дуч келиватиду
Йиғинға қатнашқан бир қисим дөләт мәҗлиси әзалири бу қарашқа қошулған болсиму, әмма бәзилири америкиниң нөвәттики вәзийәт тәрәққиятиға болған арилишишиниң йетәрлик болмайватқанлиқини илгири сүрди. Авам палата әзаси вилям делахунт бу мәсилигә пассип қарашта болуп, америкиниң нөвәттә латин америкисидики иқтисадий тәсирини йоқутуп қоюш тәһдитигә дуч келиватқанлиқини шундақла демократийә қаришиниң еғир зиянға учраватқанлиқини әскәртти.
У сөзидә мундақ дәп көрсәтти: " әгәр америка буниңға тәдбир қолланмиса, у һалда биз чоқум пүтүн латин америкисида, кишиләрниң америкиға болған позитсийисиниң барғансери тәсиргә учрап меңишини көришимиз мумкин. Бу кишини толиму әндишигә салиду. Кишиләрниң һазир демократийигә болған ишәнчиси барғансри йоқиливатиду".
Мәзкур йиғинға қатнашқан бәзи вәкилләр, коммунист хитай һөкүмитиниң нөвәттә һәқиқәтән латин америкиси билән болған һәмкарлиқни күчәйтип , бу йәргә нәччә он милярд америка доллири мәбләғ селиватқанлиқини илгири сүрди. Йиғинда йәнә, хитай һөкүмитиниң һәтта америка билән венесуелаға охшаш дөләтләрниң нефит байлиқини талишиватқанлиқи, шундақла хитайниң әрзан маллирини у дөләтләргә төкмә қилип киргүзүп, у йәрләрдә сода қизил рәқимини кәлтүрүп чиқириватқанлиқи оттуриға қоюлди.
Йиғин ахирида бир қисим дөләт мәҗлиси әзалири хитайниң бундақ адил болмиған сода усулини бир тәрәп қилиш һәққидә мәхсус қанун лайиһиси түзүп чиқиш тәкливини бәрди. Буниңдин сирт йәнә, пәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлиси әзалири хитай пули қанун лайиһисини түзүш тәкливини оттуриға қойған. Бу лайиһиниң асаслиқ мәқсити, хитай һөкүмитиниң хитай пулиға йеңидин баһа беришини тәләп қилиш икән. (Пәридә)