Канададики бир түркийилик оқуғучи магистирлиқ дессиртатсийәсигә шәрқий түркистан темисини таллиди(2)
2006.01.16
Биз алдинқи программимизда "хитай һөкүмитиниң шәрқи түркистандики уйғурларға қарита йүргүзүватқан ассимилятсийә сиясәтлири һәққидә" намлиқ, илмий әсәр үстидә ишләватқан бурһан челик билән, униң нимә үчүн уйғурлар мәсилисигә қизиққанлиғи вә хитайниң ассимилятсийә сиясәтлириниң түрлири һәққидә сөһбәт елип барғаниду. Бүгүн биз бурһан челик әпәнди билән, униң мақалисидики мәзмунлардин, хитайниң көчмән көчүрүш, уйғур тилини чәкләш сиясити вә хитай билән башқа мустәмликә әллири оттурисидики пәрқләр, шундақла хитайниң 11-сентәбир вәқәсидин кейин уйғурларға қаратқан сиясәтлири һәққидә сөһбәт елип бардуқ.
Хитайниң көчмән сиясити вә пиланлиқ туғут
Хитайниң уйғур райониға көчмән көчүрүш сиясити билән уйғурларға қаритилған пиланлиқ туғут сияситиниң әмилийәттә бир биригә зич бағлинидиғанлиғини, буниң шәрқи түркистанниң кәлгүсигә тәйярлиниш икәнликини илгири сүргән бурһан челик мундақ дәйду:
"Хитай 50-йиллардин башлап шәрқи түркистанда өзгичә болған хитайлаштуруш йәни шәрқи түркистанниң әслидики нопус тәңпуңлуқини бузуштин ибарәт сиясәт елип барди. Хитай шу тапта у йәрдә 7 милйон уйғур, бир милйон әтрапида қазақ вә бәлгилик санда озбәк, кирғиз вә башқа милләтләрниң барлиғини әтирап қилиду. Амма әйни вақтида шәрқи түркистандики омуми нопусниң 70-80 пирсәнтини тәшкил қилған уйғурлар һазир 50-һәтта40 %гә чүшүрүлди. Нимә үчүн уйғурларниң омуми нисбити чүшти? бу йәрдә уйғурларниң сани азлиғини йоқ, бәлки у йәрдики хитай нопуси көпәйди. Хитай һөкүмити шәрқи түркистанға көчкән хитай пуқралириға һәр хил алаһидә имтиязларни яритип бериш һесабиға, бу йәрдики көчмәнләрниң санини ашурди. Әксинчә қаттиқ васитиләр арқилиқ, уйғурларниң көпийишини чәклиди".
Хитайниң шәрқи түркистанға көчмән көчүрүштики мәқситиниң кәлгүсидиму шәрқи түркистанни оз қолдин чиқармаслиқ икәнликини баян қилған бурһан челик бу һәқтә мундақ дәйду:
"Һазир шәрқи түркистан хитайниң һакимийити астида болсиму, аптоном район дегән исим билән башқилардин аз-тола пәрқ қилиду. Буниң үчүн хитай кәлгүсидә бир мәсилә чиқса яки демократийигә өтсәк, бу йәрдә бу районниң кәлгүси тәқдирини омуми хәлқниң авазиға қоюшни, йәни хәлқ мустәқиллиқни халиса мустәқиллиқини берәйли, әгәр хитайниң сияси территорийиси астида қелишни халиса аптоном дегән исимни әмәлдин қалдурайли дегәндәк оюн үчүн тәярланмақта.. Мән буни хитайниң шәрқи түркистанға көпләп көчмән көчүрүшниң макро плани қараймән. Бундақ болғанда шәрқи түркистанлиқлар һәқсиз болғанлиғи үчүн әмәс, бәлки хитай давамлиқ, системилиқ көчмән кәчүргәнлики үчүн бу земинни хитайға тартқузуп қуюш әһтималлиғиму йоқ әмәс. Уйғурлар бу хил сүйиқәсткә алаһидә диққәт қилиш керәк".
Уйғур тилиниң йоқилиши
Хитайниң шәрқи түркистанда уйғур тилиниң мәктәп вә башқа органларда қоллинилишини чәклигәнлигиниң системилиқ ассимилятсийә қилиш болидиғанлиғини баян қилған челик бу һәқтә тохтилип мундақ дәйду:
"Әгәр бир әвлат яки бир инсан оз тилида маарип тәрбийси көрмисә, у заман ана тилини унтуйду. Алайлуқ, манҗу миллити асасән оз тилини йоқитип, хитайлашти. Бир милләтниң башқа бир милләтниң ана тилини чәкләшниң өзи мустәмликичи сиясәтниң бир көрүнишидур. Мәктәпләрдә уйғур тилини әмәлдин қалдурғандин кейин, балилар хитайчә өгинишкә мәҗбур болиду. Хитайчә билмисә хизмәткә кирәлмәйду. Оқутқучи болалмайду һәтта, техникум болалмайду. Хитай уйғурлар милли кимликини йоқатсун, улар тарихтин өчсун, ахири бу тупрақ бизгә қалсун дегән мәнтиқини чиқиш қилмақта".
Бурһан челик сөһбәт җәрянида йәнә, шәрқи түркистан вә тибәтни мустәмликә қиливатқан хитайни башқа кона мустәмликичи әлләр билән селиштурушқа болмайдиғанлиғи әскәртип мундақ дәйду:
Хитайни әнгилийә билән селиштурсақ әнглийидә адаләт, адаләт сестимси вә демократийә бар. Хитай болса булардин пүтүнләй мәһрум. Бир партийә һакимийитидики коммунистик тузум бар. Компартийә нимә десә шу тоғра болуп чиқиду. Иккинчи бир тоғриси болмайду. Әнгилийиниң бурунқи мустәмликиси болған канада вә австралийидә қараң. Әнгилийә бу дөләтләрдин коп мәнпәәтләрни алған болсиму, лекин бу йәрдики инсанларға юқури маарип тәрбийси бәрди. Инсанларниң турмуш сәвийисини юқури көтүрди. Бу дөләтләрдә адаләт сестимисини бәрпа қилди. Бу инсанларға һөрийәт ата қилди. Амма хитайчу? хитай шәрқи түркистан вә тибәтни ишғал қилғанни аз дәп у йәрдики хәлқләрниң һоқуқлирини аяқ асти қилмақта. Һәтта бу йәрдики хәлқләрни ана тиллиридинму мәһрум қалдурмақта.
Террор баһаниси
Бурһан челик хитайниң 11-синтәбир вәқәсини суйи истимал қилип, тинчлиқ йоли билән, һәқ-һоқуқлири вә һөрлүки үчүн көрәш қилған уйғурларни бастуриватқанлиғини, уйғурларға қошна болған дөләтләрниң болса, бу җинайәткә ширик боливатқанлиғини баян қилип:
"Уйғурлар узун замандин бәри қануни йоллар арқилиқ хитайдин айрилиш, мустәқил болуш вә инсандәк яшаш үчүн көрәш қилип кәлди. Амма хитай 11-синтәбир вәқәсини бана қилип, шанғәй һәмкарлиқ тәшкилати, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә қошна мәмликәтләргә бесим ишлитип, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә уйғурларни тәррорист қилип көрситишкә урунди вә бу уйғурларни өзлиригә қайтурушни тәләп қилди. Гәрчә хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики тәшәббуслири толуқ мувапиқйәтлик болмиған йәни хитай шәрқи түркистан мустәқиллиқ күриши вә мустәқиллиқ һәркити қанунсиз вә террорлуқ һәркәт дегәнни қобул қилдуралмиған болсиму, амма шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләр вә пакистанға охшаш қошна мәмликәтләргә қилған бесимлириниң үнүмини корди. Бу дөләтләрдин нурғун бигунаһ уйғурни мәҗбури қайтуруп келпи, уларға өлум җазаси бәрди. Һәтта йоруқидики бу дөләтләр уйғурларни хитайға өткүзуп беришни, бир хил тиҗарәт вастисиға айландуривалди. Гәрчә хитай бу дөләтләрдин қайтуруп кәлгән уйғурларға өлум җазаси бериш арқилиқ, башқа уйғурларниң роһиға соғуқ су сәпмәкчи болған болсиму, бу вәқәләр уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған өчмәнликини, техиму ашуривәтти. Шундақла йәнә хәлқара җәмийәтниң уйғурларға болған һесдашлиқини қозғиди", дәйду.
Мунасивәтлик мақалилар
- Канададики бир түркийилик оқуғучи магистирлиқ дессиртатсийәсигә шәрқий түркистан темисини таллиди(1)
- Германийә мәтбуатида хитайниң уйғурларға қаратқан сиясити: маймун оюни
- Тәйвән әмәлдари уйғурлар һәққидә тохталди
- "Хитайниң қамал астидики ғәрби райони"
- Уйғур елини зиярәт қилған б б с мухбириниң һес қилғанлири









