Чәтәлләрдики хитайлар 4 - июн вәқәсини хатириләшни унтумиди(1)


2005.05.26

Мәркизи нйо-йорктики хитай кишилик һоқуқ тәшкилатиниң мудири лю чиң " 4 -июн" тйәнәнмин вәқәсиниң 16 йиллиқиға пәқәт бир һәптидин ошуқ вақит қалғанлиқини, чәтәлләрдә яшаватқан хитай демократлириниң бу күнни хатириләшни унтуп қалмиғанлиқини билдүрүп, зияритимизни қобул қилди.

Әқидә: Лю чиң әпәнди, " 4 - июн" күни йетип келишкә, пәқәт 9 күн вақит қалди, тәшкилатиңлар бу күнни хатириләш үчүн қандақ тәйярлиқларни көрүватиду? радио аңлиғучилиримизға бу һәқтә қисқичә сөзләп бәрсиңиз?

Лю чиң: Нйо-йорк районида " 4 - июн" һәрикитини хатириләш комитети қурулған болуп, биз һәр йили мәзкур комитет билән бирликтә " 4 - июн" ни хатириләш паалийәтлирини елип баримиз. Бу йилму " 4 -июн" ни хатириләш үчүн тәйярлиқни башливәттуқ, йәни 3 - июн күни ахшими хитай чоң қуруқлуқиниң нйо-йоркта турушлуқ консулханиси алдида шам йеқиш кечилики өткүзимиз. Әлвәттә бу күндә биз вәтән ичидики " 4 - июн" һәрикитидә зиянкәшликкә учриғучиларниң аилә тавабатлиридин диң зилиң қатарлиқлар билән алақә орнитимиз, бир қисим аилиләр бизни шу дәвирдә йүз бәргән паҗиәләр билән тәминлиди. Биз қолға чүшүргән шу матириялларға асасән ташқи дуняға хәвәр тарқитимиз.

Әқидә: Лю әпәндим, әгәр силәр вәтән ичидики зиянкәшликкә учриғучиларниң аилә тавабатлири билән алақә орнатсаңлар, улар хейим - хәтәргә йолуқмамду?

Лю чиң: Биз улар билән алақә орнатқанда, уларниң салаһийитини ашкарилимаймиз, әлвәттә бир қисим кишиләр билән болған алақимиз ашкара болиду. Мәсилән : " 4 -июн" да зиянкәшликкә учриғучилар аилә тавабатлиридин диң зилиң қатарлиқлар билән. Диң зилиң һазир ашкара оттуриға чиқип, зиянкәшликкә учриғучиларға вакалитән сөз қилиду. Бундақ әһвал астида у ,мәтбуатларниң зияритини қобул қилишқа, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән сөзлишишкә мәҗбур болиду. Чүнки у хәлқараниң һимайисигә вә қоллишиға муһтаҗ.

Әқидә: Ундақта униң һаятиға капаләтлик қилғили боламду?

Лю чиң: Әлвәттә илгири диң зилиң вә униң һәмрийи җяң пиңкүн, хитай сақчилири тәрипидин қолға елинип түрмигә ташланған. Бирақ улар хәлқараниң диққитини қозғиған вә көңүл бөлишигә еришкәнлики үчүн, әгәр хитай һөкүмити уларға зиянкәшлик қилса, у чағда хәлқарада ғул - ғула чиқиш билән биргә ,уларни қутқузуш тәшәббүслири қозғилиду. Шуңа хитай һөкүмити уларға асанлиқчә қол тәккүзәлмәйду.

Әқидә: Лю чиң әпәнди, америкидин башқа дөләтләрдики хитай кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бу күнни қандақ хатириләйдиғанлиқидин хәвириңиз барму? әгәр болса бу һәқтиму азрақ сөзләп бәрсиңиз?

Лю чиң: Америкидики паалийәтләрдин сирт, 15 йилдин буян хатириләш паалийәтлири елип берилған болуп, һәтта йәр шари бойичә " 4 - июн" ни хатириләш комитети қурулған иди. Мәзкүр комитетму бу йил ,бу һәқтә көп қетим йиғин ечиш билән биргә, һәр қайси дөләтләрдә хатириләш паалийәтлири елип бериш үчүн тәйярлиқ көрмәктә.

Хитай кишилик һоқуқ тәшкилатиниң мудири лю чиңниң ейтишичә, хитайда 16 йил илгири йүз бәргән " 4 - июн" һәрикитиниң хитай һөкүмити тәрипидин қораллиқ бастурулғанлиқ қилмишлири, һечқачан көмүлүп қалмайдикән, бәлки буниң әксичә , хитайниң демократийилишиши, парчилинишиға бивастә тәсир көрситидиған асаслиқ амиллардин болуп қалидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.