Хитайниң тоқумичилиқ мәһсулатлири америка вә яврупа иттипақини әндишигә салмақта


2005.04.04

Бу йил 1 - айниң 1 - күни пүтүн дуня миқясида тоқумичилиқ мәһсулатлири вә кийим- кечәкләрниң екиспорт сан чәклимиси бикар қилинғандин кийин, хитайниң әрзан баһалиқ тоқумичилиқ мәһсулатлири вә кийим- кечәклири америка, яврупа вә тәрәққий қиливатқан башқа дөләтләргә кәң көләмдә еқип кирди.

Хитай маллири күнсайин көпәймәктә

Америка сода министирлиқиниң өткән җүмә күни елан қилған мәлуматлириға қариғанда, бу йилниң алдинқи үч ейидила хитайдин америкиға екиспорт қилинған пахта майкиларниң сани 85 милйон парчиға йеқинлашқан. Бу өткән йилқи охшаш мәзгилдикигә қариғанда 1258 пирсәнт ашқан. Буниңдин сирт, америка хитайдин импорт қилған пахта иштан, ич кийим қатарлиқларниң саниму өткән йилқи охшаш мәзгилдикидин 1500 пирсәнттин артуқ ашқан.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, яврупа иттипақи вә башқа тәрәққи қиливатқан дөләтләрдиму хитайдин импорт қилинған тоқумичилиқ мәһсулатлири охшаш болмиған нисбәттә көпәйгән. Буниңдин әндишә қилған яврупа иттипақи вә түркийә қатарлиқ оттура деңиз раюнидики дөләтләрниң тоқумичилиқ саһәсигә вәкиллик қилидиған яврупа тоқумичилиқ саһәси җәмийити бу йил 3 - айниң башлиридин буян яврупа иттипақини тәдбир қоллинип, хитайниң тоқумичилиқ мәһсулатлири вә кийим- кечәклириниң яврупа базирида һәддидин тез көпийип кетишиниң алдини елишни тәләп қилмақта.

Хитайниң тоқумичилиқ мәһсулатлирини чәкләш керәк.

яврупа тоқумичилиқ саһәси җәмийитиниң сода вә санаәт ишлириға мәсул әмәлдари мәчний әпәнди бу һәқтә тохтилип мундақ деди:

"Интайин ениқки, хитайниң тоқумичилиқ мәһсулатлирини чәкләйдиған тәдбирни тездин қоллиниш керәк. Қанчә тез болса шунчә яхши. Чүнки һазир яврупа иттипақиниң тоқумичлиқ базири қалаймиқан қиливетилди. Хитайдин яврупа базириға екиспорт қилинған тоқумичилиқ мәһсулатлириниң сани вә қиммити 10٪ , 20٪ әмәс, бәлки йүз пирсәнтләп өсти. Нәтиҗидә бу яврупа базириниң қубул қилиш дәриҗисидин ешип кәтти. Бу хил әһвални яхшилаш үчүн, бизниң қаришимизчә чоқум хитайдин импорт қилинидиған тоқумичилиқ мәһсулатлирини чәкләш керәк.

Хитай чара қолланмиса, явропа иттипақи қоллиниду

Буниң алдида, яврупа иттипақиниң сода һәйәт әзаси питир мәндәлсин, яврупа иттипақиниң бу йил 1 - айниң 1 - күнидин башланған сода истатистикилирини техи һесаблап чиқмиғанлиқини, шуңа һазир хитайниң тоқумичилиқ мәһсулатлириға чәклимә қоюшниң техи балдурлиқини билдүргән. Бирақ у көп қетим хитай һөкүмитини тоқумичилиқ мәһсулатлири вә кийим кечәклириниң екиспортини контрол қилишқа чақирип, әгәр хитай тоқумичилиқ маллириниң яврупа базирида тез көпийип кетишиниң алдини алмиса, яврупа иттипақиниң чәкләш тәдбирлирини қоллиниши мумкинликини тәкитлигән.

яврупа иттипақи хитайниң тоқумичилиқ маллириға чәклимә қоюши мумкинму? хоңкоң сода җәмийитиниң башлиқи ли шиюхиң әпәнди, яврупа иттипақиниң ахирқи һесабта чәклимә тәдбирлирини қоллиниши мумкинликини оттуриға қоюп мундақ деди:

"Һазирчә яврупа иттипақиниң санлиқстатистикилири техи һесаблинип чиқмиғачқа, һазир яврупа иттипақиниң бу һәқтә бир немә демики бираз қийин. Бирақ мениңчә, тоқумичилиқ мәһсулатлириниң екиспорт сан чәклимисиниң бикар қилиниши билән, бу йилниң оттурилири яврупа базиридики хитайниң тоқумичилиқ мәһсулатлири бир һәссә ешип кетиши мумкин. У чағда яврупа бирликиниң хитайниң тоқумичилиқ мәһсулатлириға чәклимә қоюш еһтималлиқи юқири болиду.

Хитайниң тоқумичилиқ мәһсулатлири вә кийим- кечәклири пүтүн дуня тоқумичилиқ базириниң 28٪ ини игиләйду һәмдә хитай пүтүн дунядики әң чоң тоқумичилиқ мәһсулатлири вә кийим- кечәкләрни екиспорт қилғучи дөләт һесаблиниду.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиридин мәлум болушичә, яврупа иттипақиниң бу йил 1 - айда хитайдин импорт қилған тоқумичилиқ мәһсулатлириниң сани өткән йилқи охшаш вақиттикидин 43٪ ешип, қиммити 430 милйон долларға йәткән. Кийим - кечәк импортиму охшаш тез ашқан болуп, бир қисим аяллар кийим- кечәклириниң импорт миқдари өткән йил 1 - айға қариғанда икки һәссә ашқан.

Еғир ақивәт

Әгәр яврупа иттипақи, яврупа тоқумичлиқ саһәси җәмийитиниң тәлипигә инкас қайтурмай, хитайниң тоқумилиқ мәһсулатлириға чәклимә қоймиса, у һалда яврупаниң тоқумичилиқ саһәси қандақ тәсиргә учриши мумкин дегән мәсилигә қарита, яврупа тоқумичилиқ саһәси җәмийитиниң әмәлдари мәчиний әпәнди мундақ деди:

"У һалда, еғир сиясий ақивәтләр келип чиқиду. Ишсизлиқ вә иҗтимаий мәсилиләр сиясий мәсилиләрни кәлтүрүп чиқириду. Һазир бу мәсилиниң еғир ақивитигә сәл қарашқа болмайду. Чүнки хитай тоқумичилиқ мәһсулатлирини яврупа базирида төкмә қилип сетиливатиду. Тәннәрқи интайин әрзан. Әрзанлиқта һәтта хам әшяларниң чиқиминиму көтирәлмигидәк дәриҗидә. Бу хил төкмә қилип сетиш, яврупа иттипақидики көп қисим тоқумичилиқ ширкәтлирини вәйран қилипла қалмастин, һиндистан вә оттура деңиз район дөләтлиридики тоқумичилиқ ширкәтлиригиму зор тәсир көрситиду.

Ишсизлиқ

Мәчиний әпәндиниң билдүрүшичә, тоқумичилиқ саһәси яврупа иттипақидики бир қисим дөләтләрдә ишләпчиқириш санаитиниң муһим бир тәркиби қисми һесаблинидикән. Нөвәттә яврупа иттипақида икки милйон бәш йүз миң әтрапида тоқумичилиқ ишчиси бар болуп, алақидар мәлуматлардин ашкарилинишичә, өткән йили яврупа иттипақидики тоқумичилиқ саһәси йүз нәччә миңдин артуқ хизмәт пурситидин мәһрум болған. Әмма буларниң хитай маллириниң кириши билән бивастә алақиси барлиқи һәққидә испат йоқ икән.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, тоқумичилиқ мәһсулатлири вә кийим - кечәкләрниң импорт сан чәклимиси бикар қилинған бу үч айдин буян, америка тоқумичилиқ саһәсидә 17200 дәк иш пурсити кемәйгән. Америкидики дөләтлик тоқумичилиқ кеңишиму америка һөкүмитиниң хитайдин импорт қилинидиған тоқумичилиқ мәһсулатлириға чәклимә қоюшини тәләп қилмақта икән.

Йәнә бир тәрәптин, хитай һөкүмити, америка вә яврупадики дөләтләрниң хитайдин импорт қилинған тоқумичилиқ мәһсулатлириниң тез ешип кетиши һәққидики әндишилирини пәсәйтиш үчүн, тоқумичилиқ мәһсулатлири вә кийим- кечәкләрдин екиспорт таможна беҗи елишқа башлиған. Хитай һөкүмити йәнә тоқумичилиқ мәһсулатлири вә кийим- кечәкләргә әң төвән баһа чекини бикитиш түзүмини орнутушни ойлишиватқан икән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.