Мәрһум тарихшунас турғун алмасни әсләймиз


2007.09.11

Turghunalmas-150.jpg
Турғун алмас әпәндиниң яш вахтидики сүрити. Photo from Wikipedia

Уйғур хәлқиниң қәлб төридин мәңгүлүк орун алған тарихчи, от йүрәк шаир, җамаәт әрбаби турғун алмас әпәнди вапатиға мана бүгүн 6 йил болди. Турғун алмас әпәнди өз өмриниң көп қисмини түрмидә вә тәқиб астида өткүзгән болсиму, әмма һаятини уйғур хәлқини ойғитиш, инқилабқа үндәш , азадлиққа йетәкләш йолида һармай-талмай интайин мол һосуллуқ өткүзгән зат.

" Тәнлирим япрақ титрәп тохтиди"

Бу нахшини аңлап бақмиған яки билмәйдиған бирму уйғур зиялий болмиса керәк. Мана бу хәлқ арисиға кәң тарқилип кәткән муңлуқ нахша, мәшһур уйғур тарихчи, шаир вә җамаәт әрбаби турғун алмас әпәндиниң 1940 - йиллири қәшқәр конишәһәр наһийисидики бир башланғуч мәктәптә әпәндичилик қиливатқан мәзгилдә язған "тәнлирим япрақ" намлиқ шеириға асасән ишләнгән мәшһур нахшидур.

Турғун алмас уйғур йеқинқи заман тарихидики мәшур шәхс болуп, у 1924- йили қәшқәр кона шәһәр наһийиси дөләтбай йезисиниң тарбоғуз кәнтидә деһқан аилисидә дуняға көз ачқан.

Мәрһум өз һаятида 3 қетим хитай түрмисигә ташланған вә өмриниң ахириқи қисмини тәқип астида аяғлаштурған. Турғун алмас өз һаятида илгири ‏- кейин болуп, хәлқ қәлбидин чоңқур орун алған, "тутқун", "ғерип момай" , "икки тамчә яш" , "ана тупрақ үчүн", " тәнлирим япрақ", "пичақ", "җәнуб садаси", "сатқунға өлүм" қатарлиқ шеир, сәһнә әсәрлири вә һекайә- повестларни йезип қалдурған болса, 1980- йилларға кәлгәндә хитай түрмисидин йеңила қоюп берилгән турғун алмас, уйғур миллий мустәқиллиқ һәрикитиниң ноқул һалда қоралға тайинип һәл болмайдиғанлиқини тонуп йәткән һәмдә уйғурларни өз тарихида тәрбийиләш, миллий роһини урғутуш арзусида, "һунларниң қисқичә тарихи", "уйғурлар", "идиқут уйғур ханлиқи", "уйғур классик әдәбияти" қатарлиқ зор һәҗимлик тарихий әсәрләрни язған. Униң " һунларниң қисқичә тарихи" намлиқ әсири германийидә немис тилида, "", "уйғур классик әдәбияти" сәуди әрәбистанда әрәп тилида нәшр қилинған.

Әмма, 1990- йилларниң бешиға кәлгәндә, хитай һөкүмити турғун алмас әсәрлирини чәкләш буйруқини чүшүрүп, униң әсәрлирини кәң көләмдә йиғиш вә көйдүрүш ишлирини илип барған болсиму, лекин әл арисида турғун алмасниң инавити техиму юқири көтүрүлүп кәткән.

Қутлуқ алмас әпәнди:"дадам бир қайтмас адәм иди"

Дадиси турғун алмас әпәндини "бир қайтмас адәм иди" дәп сүрәтләп чоңқур сеғиниш вә һөрмәт билән тилға алған оғли қутлуқ алмас әпәнди, турғун алмасниң әзәлдин бир азадлиқ вә әркинлик җәңчиси сүпитидә яшиғанлиқини әсләп өтти.

Турғун алмас әпәнди мәдәнийәт инқилабиниң дәсләпки мәзгилидә уйғур хәлқ инқилабий партийисидә муһим вәзипиләрни өтигән болуп , һазир шветсийидә яшаватқан әйни вақиттики хәлқ инқилабий партийисиниң қатнашчилиридин бири болған һаҗи абдурешит кәрими турғун алмасниң әйни вақитта хәлқ инқилабий партийисиниң партийә низамнамисини йезишқа қатнашқанлиқини билдүрди.

Һазир германийидә яшаватқан мәрһумниң сабиқ оқуғучиси күрәш атихан мәрһумниң иҗадий һаятини әсләп, турғун алмасниң уйғур зиялийлириниң мәнивий түврүки икәнликини оттуриға қойди.

Уйғурлар турғун алмасни мәңгү әсләйду!

2001-Йили 11- сентәбир бир америка террорлуқ һуҗумиға учрап қайғуға чөмгән бир қара күн болған болса, дуняниң йәнә бир бурҗикидә яшаватқан уйғур хәлқи үчүнму интайин бир мусбәтлик күн болған иди. Чүнки бу күни, йәни 2001-йили 11- сентәбир уйғур турғун алмастин, уйғур һазирқи заман тарихидики әң қәйсәр тарихшунас , от йүрәк шаир , уйғур хәлқиниң қәлб төридә пәхирлик орунға еришкән зат турғун алмастин айрилған иди. Уйғурлар турғун алмасни мәңгү әсләйду! мәңгү қәлб төридин чүшүрмәйду! (җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.