Түркийә д й п башлиқи четин озачиқгөз д у қ һәйитини қобул қилди
2008.03.14

Түркийиниң әң кона партийилиридин бири болған тоғра йол партийиси башлиқи четин озачиқгөз әпәнди партийә мәркизидики ишханисида дуня уйғур қурултийи муавин башлиқи сейит түмтүрк, тәптиш һәйити әзаси һайруллаһ әфәндигил әпәнди, д у қ яшлар комитети түркийә вәкили абдуллаһ турсун қатарлиқ кишиләрни қобул қилди. 13 - Март чүштин кейин елип берилған бу учришишта алди билән сейит түмтүрк сөз қилип, тоғра йол партийиси қурулған йиллардин бери шәрқий түркистанлиқ көчмәнләргә ярдәм қолини узитип кәлгәнликини, буниң үчүн уйғурлар намидин партийә рәһбәрлиригә рәһмәт ейтидиғанлиқини ипадилигәндин кейин, уйғурларниң қисқичә тарихи, бүгүнки вәзийити вә уйғур давасиниң чәтәлдики вәзийити һәққидә қисқичә мәлумат бәрди.
Кейин тоғра йол партийиси башлиқи четин ачиқгөз әпәнди сөз қилди. У партийисиниң 1946-йили 1-айниң 7-күни қурулған демократийә партийисиниң давами икәнликини, 1983-йили сулайман демирәлниң тоғра йол партийиси нами астида қурғанлиқини, партийиси түркийидә көп қетим һакимийәт бешиға кәлгән болсиму, 2007-йилидики сайламда 5% аваз елип, парламентқа кирәлмигәнликини ейтти.

Четин ачиқгөз әпәнди сөзини мундақ давам қилди: " Шәрқий түркистан партийимиз алаһидә әһмийәт беридиған йәрләрдин биридур. Партийимиз түрк дунясиғиму алаһидә әһмийәт бериду. Мән бир нәрсә демәкчимән бәлки бу гепимни аңлиған бәзи кишиләр биарам болуши мумкин. Келәчәктә пүтүн түркий милләтләрни бир йәргә җәм қилип, түркий милләтләр бирлики қуруш мумкинму? биз түрк дунясиниң бундақ чоң мәсилилиригә баш қатуриватқан бир сияси партийә. Биз тоғра йол партийиси болуш сүпитимиз билән түрк дунясиға, болупму езиливатқан шәрқий түркистан хәлқиғә алаһидә көңүл бөлимиз вә шәрқий түркистан мәсилисини һәл қилишниң йоллирини издәватимиз. Партийимизниң қурғучиси сулайман демирәлму `адриятик деңизидин сәддичинғичә түрк дуняси` дегән иди, нурғун дөләтләр бу сөздин биарам болди. Шәрқий түркистанму әлвәттә бу түрк дунясиниң ичидә."
Тоғра йол партийиси башлиқи четин ачиқгөз әпәнди, 1991-йили түркий җумһурийәтләр йеңи мустәқил болғанда түрк дунясида бир тәнтәнә барлиқини, һазир бу тәнтәниниң пәсийип кәткәнликини ейтип мундақ деди: " Йеқинқи йиллардин бери түрк дуняси дегән вақтимиздики у тәнтәнә түркийәдила әмәс, оттура асия түркий җумһурийәтлиридиму қалмиди. Түрк җумһурийәтлиригә болған бу қизиқишини һаяҗанни қозғиған йәнә бизниң партийимизниң у мәзгилдики түрк дуняси сиясити иди. Бизниң партийә қайта һакимийәт бешиға кәлсә, түркийиниң түрк дунясиға, болупму шәрқий түркистанға қаратқан сияситидә түптин өзгириш болиду. Һазирқи һөкүмәтниң түрк дуняси сиясити бәкла пассип, алдимиздики сайламда бу һөкүмәтни хәлқимиз һакимийәт бешидин ағдуруп ташлайду."
Тоғра йол партийиси башлиқи четин озачиқгөз әпәнди рабийә қадир ханимниң түркийигә келиш мәсилиси үстидә тохтилип мундақ деди: "Бир аял вә қериндишимиз болған рабийә қадир ханимниң чәткә қеқилишиға көңлимиз рази болмайду. Әмма маңа рабийә қадирханимниң тәрҗимиһалини бәрсәңла, бу һәқтә көпрәк мәлумат бәрсәңлар, буни мунасивәтлик органларға йәткүзүш арқилиқ рабийә қадир ханимниң түркийигә келишигә ярдәм қилимиз. Қан қериндишимиз болған рабийә қадир ханимға түркийиниң виза бәрмигәнлики бизни әпсусландурди."
Тоғра йол партийиси башлиқи четин озачиқгөз әпәнди сөһбитимизниң ахирида пүтүн дунядики уйғурларға салам йоллап шундақ деди: " Уйғур түрклирини башқа түркләрдин айрип қараш мумкин әмәс. Түркийә бәзи җәһәтләрдин тәрәққи қилған бәзи җәһәтләрдин болса тәрәққий қиливатқан бир дөләт. Түркийидики сияси муқимсизлиқлар түркийиниң тәрәққиятини тосуп қалған иди. Бу сиясий қалаймиқанчилиқлар болмиған болса, яврупа бирликигә алла бурун әза болған, тәрәққи қилған бир дөләт болуш сүпитимиз билән шәрқий түркистан хәлқиниң дәвасиға техиму көп ярдәм қилған болаттуқ. Худайим буйруса түркийә күчләнгәнсери шәрқий түркистан мәсилисигә техиму көп көңүл бөлиду." (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийә билән өзбекистанниң иқтисадий мунасивәтлири мавзулуқ йиғин чақирилди
- Әнқәрәдә "мәһмут қәшқири вә униң өлмәс әсири түркий тиллар дивани" намлиқ йиғин чақирилди
- Түркийә дөләт телевизийисидә уйғурлар вә шәрқий түркистан
- Түркий дөләтләр парламентлири бирләшмиси қуруш һәққидә келишим һасил қилинди
- Түркийә парламенти инсан һәқлири комитетиниң муавин башлиқи мәһмәт әкичи әпәнди билән сөһбәт
- Түркийә парламенти адаләт комитети башлиқи әһмәт ийимая билән сөһбәт
- Уйғур давасиға төһпә қошқанлар д у қ тәрипидин мукапатланди
- Индианлар чиңгизхандин қачқан уйғурларму?
- Өктичи партийә муавин мәсули д у қ һәйитини қобул қилди
- Д у қ һәйити түркийә рәис җумһури билән көрүшти
- Д у қ һәйитини түркийә җумһурийити алий рәһбәрлиридин буләнт аринч әпәнди ишханисида қобул қилди
- Дуня уйғур қурултейи һәйити түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған билән көрүшти
- Дуня уйғур қурултейи һәйәтлири түркийә парламентида
- Түркийә вәтәндеши болуш асанлашти