Дуня уйғур қурултейи һәйәтлири түркийә парламентида
2008.01.07

Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди, тәптиш һәйити әзаси хәйрулла әфәндигил әпәнди, д у қ яшлар комитети түркийә вәкили абдулла турсун вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи абликим һаҗи қатарлиқлардин тәркип тапқан һәйәт 1- айниң 7- күни түркийә парламентини зиярәт қилип көп санда рәһбәрләр вә парламент әзалири билән көрүшти.
Уларниң бу қетимқи зиярити 2008- йилиниң биринчи қетимлиқ зиярити болуп, бу зияритидә түркийә парламенти маарип комитети башлиқи проф. Др. Мәһмәт сағлам, әдлийә комитети башлиқи әхмәт ийимая әпәнди, ташқи ишлар комитети башлиқи мурат мәрҗан вә парламент әзаси проф. Др. Җәлал әрбай қатарлиқ кишиләр билән учришип, уйғурларниң бүгүнки вәзийити вә түркийидә яшаватқан уйғурларниң мәсилилирини аңлатқандин башқа, д у қ рәһбири, уйғур милли һәрикитиниң башлиқи рабийә қадир ханим башчилиқидики уйғур давасиниң дунядики һазирқи вәзийити һәққидә мәлумат бәрди. Шундақла уйғурларниң қериндаш түрк дөлитигә болған тәләплирини оттуриға қойди.
юқиридики улиништин, мухбиримиз әркин таримниң бу зиярәт һәққидә, түркийә парламент бинаси ичидә, һәйәт башлиқи сейит түмтүрк әпәнди билән елип барған сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиз. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийә вәтәндеши болуш асанлашти
- Түрк дуняси мукапатиға еришкәнләр елан қилинди
- Истанбулда йеңи йил хатириләнди
- Қирғизистан парламентида уйғур вәкили - пәрһат һаҗи
- Уйғурлар 2008 - йилидин немиләрни күтмәктә
- Түрк мәтбуатида хитай һәққидә муназирә
- Түркийә һава армийиси ирақтики курдларға һуҗум қозғиди
- Түрк дуняси ортақ елипбәси түзүлмәкчи
- Истанбулниң җаваһер меһманханисида ечилған хәлқаралиқ йиғинда уйғурларниң әһвали тонуштурулди
- Демократийиниң инсан һәқлиригә болған тәсири
- Истанбулдики уйғурлар дуня инсан һәқлири күни мунасивити билән намайиш өткүзди
- Түркийиниң радикал гезити уйғур дияри һәққидә мақалә елан қилди