Түркийидә милйонларчә инсан шеһидлири үчүн яш төкмәктә
2007.10.24
Өткән йәкшәнбә күни түркийә-ирақ чегрисиға йеқин болған шәмдинли вилайитидики тағлиқ районда чарлаш елип бериватқан түрк армийисиниң машинисиниң астиға бомба қоюп 12 түрк әскири өлтүрүлгәндин кейин, түркийә бойичә ишқи, хизмәтчи, оқутқучи-оқуғучи, аммиви тәшкилатлар һәммә бирдәк қолиға түрк байриқи елип, "йоқалсун п к к террористлири, " вә "шеһидләр өлмәс, вәтән бөлүнмәс," дегәнгә охшаш шоарларни товлап намайишлар елип бармақта.
Мушу йеқинқи бир ай ичидә п к к террористлири әскәр вә аммидин болуп җәмий 40тин артуқ кишини өлтүрди. Хәвәрләргә қариғанда бу террористлар шималий ирақтин келип, кишиләрни өлтүргәндин кейин қайта шималий ираққа қечип кетидикән.
Бу террористларға зәрбә бериш үчүн түркийә парламенти өткән һәптә шималий ираққа әскәр әвәтип террористларни җимиқтуруш үчүн қарар чиқарған иди. Дәл бу мәзгилдә йәнә 12 түрк әскириниң өлтүрүлүши түрк хәлқиниң қаттиқ ғәзәп нәпритини қозғиди. Бүгүн йәни 10-айниң 24-күни түркийиниң күн тәртипидики әң муһим мәсилиләрдин бири түркийиниң 11 вилайитидә өткүзүлгән 12 шеһитниң җиназа мурасими иди.
Түркийиниң орду вилайитидә 10 миңларчә киши шеһит зәкәря ятиниң җиназа намизини чүшүрди. Орду вилайитиниң уйғурлар олтурақлашқан қумру наһийисидә өткүзүлгән мурасимға аммиви тәшкилат мәсуллири, вә хәлқтин тәркип тапқан 20 миң әтрапида киши қатнашти. Бүгүн түркийә бойичә милйонларчә инсан шеһитлири үчүн йиғлиди. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әзәрбәйҗандики илмий муһакимә йиғинида уйғурларға алаһидә орун берилди
- Түркийә билән ирақ курд партизанлирини бирликтә бастурмақчи
- Түркийә армийиси курдларға зәрбә беришни башлиди
- Уйғурларму явропа парламентида һоқуқини қолға кәлтүрәләмду?
- Дәм елишқа чиққан генерал арман қулоғли билән сөһбәт (2)
- Дәм елишқа чиққан генерал арман қулоғли билән сөһбәт (1)
- Түркийидики йеңи һөкүмәтниң түркий милләтләргә қаратқан сияситигә бир нәзәр
- Түркийә парламент әзаси танәр йилдиз әпәндиниң уйғурлар һәққидә ейтқанлири
- Абдуллаһ гүл түркийиниң 11 - президенти болуп сайланди
- Абдулла гүл түркийиниң президентлиқиға сайланди
- Түркийә журналисти мәмәт рагип вуралниң уйғурлар һәққидә ейтқанлири
- Түрк дуняси яшлири қурултийиниң уюштурғучиси орхан кавуҗуниң уйғурлар һәққидә ейтқанлири