Туркийәдики уйғур оқуғучилар әла нәтиҗә билән оқуш пүттүрди
2007.05.10

Бүгүн, 10-май күни түркийә маарип министирликиниң мурасим залида түркий җумһурийәтлири вә түркий милләт районлиридин келип түркийидә оқуп, оқуш пүттүргән оқуғучиларға деплом бериш мурасими өткүзүлди.
57 Дөләт вә райондин кәлгән түркий милләт оқуғучилири мәктәп пүттүрди
Мурасимда 57 дөләт вә райондин кәлгән 183 нәпәр түркий милләт оқуғучисиға деплом берилгән болуп, буларниң ичидә 4 нәпәр уйғур оқуғучиму бар. Бу деплом бериш мурасимиға оқуғучиларниң ата- анилириму тәклип билән қатнашқан болуп, буларниң пүтүн чиқимлири түркийә маарип министирлики тәрипидин көтүрүлгән.
Сабиқ совет иттипақи парчилинип, түркий милләтләр мустәқил болғандин кейин түркийә җумһурийити буларға ярдәм мәқсити билән 1992- йили оттура асия түркий җумһурийәтлири вә милләтлиридин оқуғучи әкилип йетиштүрүш пиланини йолға қойған иди.
Һазирғичә болған 15 йил ичидә 5 мустәқил түркий җумһурийәт вә 57 дөләттә яшаватқан түркий милләтләрдин болуп җәмий 56 миң оқуғучи оқуш үчүн түркийәгә кәлгән болуп, буларниң 6500 нәпири оқуш пүттүргән. 6450 Нәпири болса һазир туркийәдики һәрқайси университитларда оқумақта икән. Қалған оқуғучилар болса түрлүк сәвәпләр билән оқушнидавам қилмай түркийидин айрилған икән.
Түркийә маарип министири һүсәйин челик әпәндимниң сөзи

16 - Нөвәтлики болған бу деплом тарқитиш мурасимниң ечилиш нутқини түркийә маарип министири һүсәйин челик әпәндим қилди, у мундақ деди: "һөрмәтлик оқутқучилар, сөйүмлүк оқуғучилар, қәдирлик ата-анилар. Әнәнивилишишкә башлиған түрк дуняси деплом бериш мурасимида силәр билән биллә болғанлиқимдин интайин хушалмән. Һәммиңлар хош кәпсиләр. Бүгүн бу мурасимимизға қериндаш дөләтләрдин әзәрбәйҗан, қирғизистан, қазақистан, өзбекистан шундақла хитайда яшаватқан уйғурлар, ирандики әзәриләрдин болуп 57 дөләт вә райондин кәлгән түркий милләтниң оқуғучилири вә уларниң ата анилири қатнашмақта. Улар балилириниң хушаллиқи билән ортақлишиш үчүн түркийәгә кәлди. Һәммиңларни тәбрикләймән. Биз совет иттипақи йимирилип қериндашлиримиз мустәқил болғандин кейин уларниң дөләтлирини тунҗи болуп тонудуқ, тонуш билән қалмидуқ, уларға ярдәм қолимизни узутуш үчүн оқуғучи йетиштүрүш иш пиланимизни йолға қойдуқ. Нурғун оқуғучиларни түркийәгә әкилип оқуттуқ. Улар һазир өз дөләтлиридә юқири дәриҗилик орунларда ишлимәктә, биз булардин пәхирлинимиз. Биз бу иш пиланимизни бундин кейинму давамлаштуримиз."
Маарип миниситири һүсәйин челик сөзидә, адриятик деңизидин сәддичингичә болған кәң җуғрапийәдә ортақ тил, ортақ мәдинийәтни тикләш үчүн бу пиланни йолға қойғанлиқини вә мувапиқийәтлик болғанлиқини ейитти. Кейин, бу йил оқуш пүттүргән оқуғучиларға сабиқ министир мәмәт сағлам, көксал топтан вә һазирқи милли маарип министири һүсәйин челик қатарлиқлар деплом вә совғат буюмлирини тарқатти.
Кейин йәнә һәрқайси дөләтләрдин кәлгән оқуғучиларниң ата- анилириғиму совғатлар берилди. Биз деплом бериш мурасими җәрянида деплом алған оқуғучи вә уларниң ата - анилириға микрофонимизни узаттуқ.
16- Нөвәтлик түрк дуняси деплом тарқитиш мурасими сәнәт номурлиридин кейин тәнтәнилик һалда аяғлашти. Бу оқуғучиларниң ата - анилири бир һәптә түркийиниң меһмини болғандин кейин өз дөләтлиригә қайтишидикән.(Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити " шинҗаң " синиплирини барғанчә кеңәйтмәктә
- Турк дуняси илмий муһакимә йиғинида уйғур мәсилиси
- Д у қ һәйити түркийә парламенти инсан һәқлири комисйони әзаси фарук үнсал әпәнди билән көрүшти
- Д у қ һәйити туркийә анавәтән партийәси мәсули билән корушти
- Уйғур аптонум райониң маарип көрсәткүчи 5 – орунни игиләмду?
- Хитайдики ишсизлиқ мәсилиси сиясий мәсилигә айланмақта
- Җигәр яллуғи билән юқумланған оқуғучиларниң ата -аниси бесим астида әрзини қайтурувелишқа мәҗбур болди
- Җигәр яллуғи кесәлликигә гирипдар болғучи дәвагәр оқуғучилар аилә тавабиати һөкүмәтниң бесимиға учриди
- Җяңшидики икки алий мәктәптә оқуғучилар исян көтәрди
- Үрүмчидә 10 нәпәр оқуғучи җигәр яллуғи кесили түпәйлидин мәктәптин қоғливитилди