Түркийә мусапирлар вә гражданлиқ идариси рәһбири билән уйғур көчмәнлири һәққидә сөһбәт


2005.10.25

Mustafa-ozturk.jpg
Әркин тарим мустафа өзтүрк әпәндини зиярәт қилмақта. RFA

1923-Йили түркийә җумһурийити қурулуп он йил өткәндин кейин, йәни түркийә 1934- йили түркий милләтләрни гиражданлиққа қобул қилиш қануни чиқарған болуп, рәсмий истатистикиларға қариғанда 70 йилдин буян түркийә, түркий милләтлиридин болған 1 милйон 650 миң көчмәнни гражданлиққа қобул қилған.

Түркийә 1950-1960 - йилларда икки қетим опчә һалда уйғурларни қобул қилған болуп, униңдин башқа һәр хил йоллар билән түркийигә келип олтурақлишип қалған уйғурларниң саниму аз әмәс. Әмма йеқиндин бери уйғурларниң гражданлиққа өтүш мәсилисиму қийинлашмақта. Һәтта вақитлиқ туруш рухситини елишму қийинлашмақта.

Ундақта түркийиниң түрки милләтләрни гражданлиққа елиш сияситидә өзгириш болдиму? түркийидә мусапир болуп яшаватқан уйғурларниң ақивити қандақ болар? буниң сәвәблири зади немә?

Бу һәқтә мәлумат игиләш үчүн, әнқәрәдики ихтияри мухбиримиз әркин тарим түркийә ички ишлар министирлиқи мусапирлар вә гражданлиқ идарисиниң мудири мустафа өзтүрк әпәндини зиярәт қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.