Қирғизистан президенти қурманбек бақийев рәсмий зиярәт үчүн түркийигә кәлди


2006.09.05

Қирғизистан президенти қурманбек бакийев түркийә президенти әхмәт нәҗдәт сәзәрниң тәклипигә бинаән рәсмий зиярәт үчүн түркийигә кәлди. Рәсмий мурасим билән күтүвелинған қирғизистан дөләт башлиқи вә йенидики һәйәт үчүн 21 данә топ етилди.

Һәйәттә қурманбек бақийевдин башқа йәнә қирғизистан ташқи ишлар министири аликбек җәкшәнкулов, санаәт, тиҗарәт вә саяһәт министири вә қирғизистан- түркийә достлуқ гуруһи башлиқи мәдәтбәк кәримкулов, адаләт министири марат кайипов қатарлиқларму бар.

9 - Айниң 5 - күнидин 6 - күнигичә давам қилидиған икки күнлүк бу рәсмий зиярәттә түркийә президенти әхмәт нәҗдәт сәзәр билән учрашқандин башқа, баш министир рәҗәп тайип әрдоган вә түркийә парламенти башлиқи буләнт аринч қатарлиқлар билән учришидикән.

Бу һәқтики мәлуматларни, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.