Түркийидә елип берилған сайламда адаләт вә тәрәққият партийиси зәпәр қучти


2007.07.23

Түркийидә йәкшәнбә күни йәни 7 - айниң 22 - күни сайлам елип берилди.14 Партийә қатнашқан сайламда 5 йилдин бери һакимийәт бешида болған адаләт вә тәрәққият партийиси % 47.6 Аваз билән биринчи болуп, өз алдиға һөкүмәт қуруш салаһийитигә игә болди вә 341 парламент әзаси парламенттин орун алди.

Җумһурийәтчи хәлқ партийиси болса % 20.08 Аваз билән иккинчи болуп 112 парламент әзаси , милләтчи һәрикәт партийиси болса % 14.2 Аваз билән үчинчи болуп сайлинип 70 парламент әзасиға игә болди. Сайламда йәнә мустәқил намзатлардин 27 си парламентқа кирди. Түркийидики бу сайламда түрк дунясини вә уйғур мәсилисини йеқиндин билидиған көп санда кишиниң парламентқа кириши алаһидә диққитимизни тартти.

Дунядики һәрқайси дөләтләрму түркийидики бу сайламға алаһидә диққәт қилған болуп, сайлам аяғлишип нәтиҗә чиққандин кейин дунядики даңлиқ гезитләр түркийидики сайлам һәққидә мулаһизә хәвәрлири бәрди. Америка ташқи ишлар министирлики яврупа вә явро асия ишлири мудири матт брйзабу сайламниң түркийиниң демократийиси үчүн бүйүк бир зәпәр болғанлиқини деди. Сайламниң тамамән демократик вә адил бир шәкилдә елип берилғанлиқини ипадә қилған матт брйза : "бу сайлам түркийә асаси қанун системисиниң вә дин билән сиясәт айрилған демократийисиниң қандақ ишләйдиғанлиқини көрситип беридиған бир башқа өрнәктур" деди.

Бу қетим қурулидиған һөкүмәтниң вә парламентниң уйғур сиясити қандақ болар, хитай билән болған мунасивитидә бир өзгириш боларму?

юқиридики улиништин, әнқәрәдики ихтияри мухбиримиз әркин таримниң бу һәқтә елип барған сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.