Түркийә тоғра йол партийиси: биз һакимийәткә чиққанда уйғур мәсилиси һәл болиду


2005.07.29

nuzhet-kandemir-rfa2.jpg
Ихтияри мухбиримиз әркин тарим нүҗәт қантемир әпәндини зиярәт қилмақта

Түркийидики һәрқайси партийиләр сайлам һарписида аваз топлаш үчүн мәмликәт бойичә тәшвиқат елип бариду. Бу чоң партийиләрниң оттура асия, шундақла уйғур мәсилисигә болған көз қариши немә? улар һакимийәт бешиға чиқса, уйғур мәсилисигә қарита қандақ бир сиясәт елип бариду?

Түркийидики тоғра йол партийиси сулайман демирал вә тансу чилләр дәвридә һакимийәт йүргүзгән кона партийиләрниң бири. Тоғра йол партийиси муавин башлиқи пешқәдәм дипломат нүҗәт қантемир бурун түркийиниң б д т дики вәкили вә түркийиниң вашингтонда турушлуқ баш әлчиси вәзипилирини өтигән. У пенсийигә чиққандин кейин, мәзкур партийиниң муавин рәислик вәзиписини өтәп кәлмәктә.

Нүҗәт қантемир әпәнди түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримниң зияритини қобул қилип, уйғур мәсилиси һәққидики суаллириға җаваб берип, тоғра йол партийиси һакимийәт бешиға чиқса уйғур мәсилисини һәл қилидиғанлиқини, бүгүн уйғурлар дучар боливатқан нурғун мәсилиләрниң аптоматик һалда һәл болуп кетидиғанлиқини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.