Түркмәнбеши сәпәр мурат ниязовниң вапати түркмәнистанда қандақ өзгиришләргә йол ачиду?


2006.12.21

sepermurat-turkmen.jpg
2006 – Йили 17 – март күнидики бир байрамда қизлар миллий кийимләр билән түркмәнистан президенти сәпәр мурат ниязопниң рәсими алдидин өтмәктә. Сәпәр мурат ниязоп 21 – декабир күни 66 йешида вапат болди. AFP

Түркмәнистан дөләт башлиқи сәпәр мурат түркмәнбешиниң вапати түркийә мәтбуатлирида кәң йәр алди. Түркийиниң җумһур рәиси, ташқи ишлар министири дәрһал тәзийә билдүрүп, түркмәнистанниң муқимлиқи биз үчүн интайин муһим дейишти. Түркийидики һәрқайси ахбарат вастилириму бу хәвәрни дәрһал өзлириниң тор бәтлиридә елан қилди. Һөрийәт гезити бу хәвәрни "дуня тарихиниң әң қизиқарлиқ диктаторлиридин бири болған түркмәнбеши ниязов һаятидин айрилди", түркийә дөләт телевизийиси "түркмәнистан мусибәттә" дегәндәк темиларда бәрди.

Түркмәнбеши өлүми түркийә мәтбуатлирида

Һөрийәт гезити тор бетидики хәвиридә мундақ дейилгән: түркмән беши ледирлик җәрянида давамлиқ өзиниң һәйран қаларлиқ иҗралири билән күн тәртипкә кәлди. Чач сақал қоюшни, серикни, балетни, машинида радио аңлашни, кочида тамака чекишни һәтта алтун чишниму чәклиди. Әмма у буниң биләнла тохтап қалмай, өзини ататүрк дәп елан қилмақчи болғанда түркийә ташқи ишлар министирлики тәрипидин силиқ сипайә бир тил билән агаһландурулди. Өзини пәйғәмбәр елан қилишниму ойлиди лекин кәлгән тәнқидләрдин тәп тартти".

Түркмәнбеши сәпәр мурат ниязов, йүрәк кесили тутуп қалғанлиқи үчүн вапат болди. У һәптә ичидики күн исимлиригә өзиниң йеқинлириниң исмини бәргән иди, өзиниң исмини айродромларға, мәктәпләргә һәтта асмандики бир метеорит тешиғиму өзиниң исмини қойған иди. У йәнә биринҗи айға өзиниң исмини, 4-айға анисиниң исмини бәрди. Ата анисини милли қәһриман дәп елан қилғузди. Түркмәнистан дөләт телевизийиси униң өлүм хәвирини бүйүк түркмәнбеши вапат болди, дегән тема билән берип, униң, йүрикиниң туюқсиз тохтап қалғанлиқ сәвәби билән вапат болғанлиқини билдүрди.

Сәпәр мурат ниязов 20 йилдин бери түркмәнистанни башқуруп келиватқан иди. Бир қанчә йилдин бери йүрикидин чатақ чиққан ниязов, 9 йил авал бир йүрәк оператисийиси болған иди. Кейин у тамакини ташлап пүтүн министирлиригиму тамака ташлашни әмир қилған.

Сәпәр мурат ниязов, өзиниң диктаторилиқ сәвәбидин тәнқидлинип кәлгән. 1985-Йили түркмәнистан коммунист партийисиниң башлиқи болған ниязов 1991-йили мустәқил болғандин кейинки түркмәнистанниң тунҗи җумһур рәиси болуп сайланғаниди. 1999-Йили дөләт парламентида униң өмүр бойи җумһур рәиси болуши қарарлаштурулған. Әмма у өткән йили туюқсизла һечкимниң мәңгү яшимайдиғанлиқини, йеригә бир адәм таллаш керәкликини дәп 2009-йили җумһур рәиси сайлими қилидиғанлиқини елан қилди. Сәпәр мурат түркмәнбешиниң сайлам болидиғанлиқини қирғизистандики кәң хәлқниң қозғилип әсқәр акайевни тәхттин чүшүрүшидин кейинла елан қилиши диққәтләрдин қачмиди.

Мутәхәсисләрниң түркмәнистанниң бундин кейинки вәзийитигә болған қарашлири

Түркмәнбешиниң өлүми дуняниң диққитини алаһидә татмақта. Болупму түркийәдики истратегийә мутәхәссислири түркмәнистанда әмди қандақ бир өзгириш болидиғанлиқи һәққидә мулаһизиләр йүргүзмәктә.

Түркийә дөләт хәвпсизлики истратегийә тәтқиқат мәркизи қазақ мутәхәссиси анар сомунҗу ханим түркмәнбешиниң вапати билән у йәрдики реҗимдә юмшаш болидиғанлиқини ейтип мундақ деди:

- "Түркмәнистан дөләт башлиқиниң вапати түркмәнистандики түзүмниң бираз юмшишиға сәвәп болуши мумкин. Һазир пүтун дуняниң диққити түркмәнистанға буралди. Болупму бу дөләтниң тәбии байлиқлири дуня дөләтлирини бу йәргә җәлп қилмақта. Шуңа түркмәнистанниң бундин кейин елип баридиған ташқи сиясити интайин муһим. Түркмән бешиниң өлүмидин русийә бираз әндишигә чүшти. Улар бундин кейин түркмәнистанниң енергийә сияситини өзгәртип өзгәртмәйдиғанлиқи һәққидә әндишиләнмәктә".

- Бүгүнки хәвәрләрдә русийидики өктичиләрниң түркмәнистанға қайтидиғанлиқи хәвәр берилди. Өктичиләр қайтқан тәқдирдә немиләр болар?

- "Өктичиләрниң көп тәсир қозғиялайдиғанлиқиға ишәнмәймән. Шу анда түркмәнистанда һакимийәт бешидикиләр түркмәнистандики муқимлиқни сақлап қелишқа тиришиватиду, шуңа наһайити тез бир шәкилдә дөләт башлиқи вәкилиниму тәйинлиди. Муқимлиқниң бузулмайдиғанлиқиға ишинимән. Чүнки өктичиләр күчлүк әмәс".

Түркийә истратегийә тәтқиқат мәркизи мудири синан оган әпәнди бу һәқтә мундақ деди:

"У, түркмәнистандики һәйран қаларлиқ сиясәтлири билән тонулған бир сиясәтчи иди. Түркмәнбеши дөләтни өзи ялғуз башқуруп кәлгән иди. Һәтта диктатордәк башқурувататти дейишкиму болиду. Дөләтниң һоқуқ органлири бивастә түркмәнбешиға қарашлиқ иди. Шуңа бундин кейин түркмәнистанни қейин күнләр күтмәктә. Баш министир муавини дөләт башлиқи вәкили дәп тәйинләнгән болсиму, 2007-йили 3-айғичә дөләт башлиқи сайлиниши керәк. Шуңа түркмәнистанни қейин вә қалаймиқан бир басқучниң сақлаватқанлиқини дийишкә болиду".

Синан оган әпәнди өктичиләрниң анчә тәсир яриталмайдиғанлиқи ейтип мундақ деди: "түркмәнистан хәлқи сиясәттин узақлаштурулған . Түркмәнистан қәбилиләрниң кеңиши билән идарә қилғили болидиған бир дөләт. Шуңа алдимиздики күнләрдә қәбилиләр оттурисида тоқунушниң барлиққа келиш еһтималға йеқин. Әмма өктичиләр қисқа вақит ичидә хәлқтин ярдәм алалмайду, буниңға вақит керәк".

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.